Б

Бойичә

Тиркәлмә ①асасән, мувапиқ, бинаән: мудир адити бойичә алди билән көпчиликкә салам бәрди, әһвал сориди. ②Мәлум орун, даирини билдүридиған исимлар билән бирикип келип, «һәрикәт, вәқә йаки һадисиниң шу җайға тәәллуқ тәвәсидә, даирисидә » икәнликини билдүриду: әмди бизму аилимиз бойичә бирни йазсақ қандақ?*Җәң мәйданиниң алдинқи сепигә орунлашқан әнвәрниң қисими сәп бойичә қаттиқ урушмақта иди.

Бовақлиқ

①Сүпәт. Бовақ балиси бар: той қилип бир йилдила бовақлиқ болуп қапсиләр. ②Исим. Йеңи туғулған, емидиған дәвр: бовақлиқимда тағамларниң йенида турғаникәнмән. ③Исим. Бовақларға хас һәрикәт, қилиқ: бовақлиқиңни ташла!