Б

Биһудә

Сүпәт [пеил] ①пайдисиз, мәнпәәтсиз, бикар: мән биһудә зайә болған ашу он йилға ечинимән. ②Орунсиз, наһәқ: у өзиниң биһудә өлүп кетишидин қаттиқ әнсирәпту. ③Мәззисиз, келишмигән, асассиз, болмиғур: алим биһудә гәпләрни көп қилип кәтти.

Бөкән

①Исим «зоологийә» сүт әмгүчиләрниң бир түри. Тән шәкли өчкигә охшап кетиду, адәттә шинҗаңдики қаңшарлиқ бөкән көздә тутулиду; йүгүрүк вә уссузлуққа чидамлиқ; мүңгүзлири ақуч йаки сарғуч болуп, сәл йайсиман, асти тәрипи кавак келиду; мүңгүзиниң тебабәтчиликтә қизитмини қайтуруш, зәһәрсизләндүрүш, җигәрни күчләндүрүш вә ушшақ ағриқларни давалашта алаһидә роли бар. ②Исим. Диалект. Локка.

Бөлүм

Исим ①қисим, хана вә шу қатарлиқ аҗритилған нәрсиләрниң һәрбир қисми; ишхана: бинаниң бөлүмлири. Кеминиң бөлүми. ②Идарә, муәссәсә, кархана, магизин, музей қатарлиқларниң мәлум иш билән шуғуллинидиған, бир түрдики нәрсиләр топланған һәрбир қисми; шөбә: малийә бөлүми. Кадирлар бөлүми. ③Илмий йаки бәдиий әсәрләрниң мәлум мәсилигә беғишланған һәрбир мустәқил қисми: бу китабчида «иҗтимаий инқилабниң шәкли вә қорали» мәсилиси мәхсус сөзләнгән бир бөлүм бар. ④Бөләк, қисим: ормини бөлүм түгитәр, адәмни өлүм (мақал).

Буримақ

Пеил ①башқа тәрәпкә қаратмақ, қайримақ, әгмәк: адил бешини йерим бурап қадирға бир қарап қойди. ②Айландурмақ, толғимақ: саәтни буримақ. Гайкини буримақ. ③Һәрикәт йөнилишини өзгәртмәк: у машинини оңға бурап, учқандәк һәйдиди. ④Көчмә мәнидики сөз. Йөнәлдүрмәк, қаратмақ: мәркизий комитетниң чақириқи бойичә хизмәтниң муһим нуқтисини сотсийалистик заманивилишиш қурулушиға буридуқ. ⑤Көчмә мәнидики сөз. Көчүрмәк, йөткимәк (гәп-сөзниң мәзмуни һәққидә): айалим мениң расттин аччқиланғанлиқимни көрүп, гәпни башқа йаққа буриди.