Б

Белиқ

Исим «зоологийә» ①суда йашайдиған омуртқилиқ һайван. Түрлири наһайити көп болуп, көплирини истемал қилишқа йаки белиқ йелими ишләштә ишлитишкә болиду. ②Шу һайванниң гөши: қорулған белиқ. <③Астр» уйғурларниң мүчәл йил һесабида бәшинчи йилниң нами: белиқ йили.

Бәт

Исим ①адәм бешиниң алди тәрипи; йүзи. ②Китаб, гезит-журнал варақлириниң һәр бир йүзи, сәһиписи: ним шеһит гезитниң ахирқи бетини көздин кәчүрүватқанда пәрдә ечилиду. ③Бирәр нәрсиниң үсти, оң тәрипи, сирти, йүзи: туруп қапту иккиси, бир пәс суға қаришип. Җилвә қилипту шолиси, су бетигә йаришип.

Бәдәл

Исим [әрәбчә] ①бирәр нәрсиниң орниға берилгән һәқ, бирәр нәрсиниң орнини басидиған башқа бир нәрсә: бу ишқа аз бәдәл төлимидуқ. ②Бирәр тәшкилат йаки партийә-гуруһ әзалири қәрәллик төләп туридиған пул: партийә әзалиқ бәдили. Иттипақ әзалиқ бәдили.