Б

Библиографийә

Исим [русчә] ①ениқ қаидә-тәртипләр бойичә китабларниң катологини ишләш вә китабларни бәлгилик қанунийәтләр бойичә түрләргә айриш илми. ②Мәлум бир саһә йаки мәлум бир апторниң китаб йаки мақалә-әсәрлириниң түрләр бойичә айрилған катологи. ③(Гезит-журналларда берилгән) китаб-журнал йаки мақалә-әсәрләрниң қисқичә тонуштурулуши.

Бидар

Сүпәт [парсчә] «йезиқ тили» ①уйқуға кәтмигән, уйқусиз, ойғақ: бидар болмақ. ②Көчмә мәнидики сөз. Һошйар, сәгәк, зерәк: мәрипәтниң нуриму һувқуш үчүн җан қайғуси, мәрипәтсиз дилда ғәпләт һувқуши бидардур.

Бирболса

[Бир+болса] ①йүклимә. «Еһтимал, бәлки» дегән мәнидә қистурма сөз ролида келиду: бир болса, һазир бейҗиңниң пойизи кетип болди. ②Бағлиғучи. Тәкрарлинип келип «йа, йаки» дегән мәнидә таллаш бағлиғучиси ролида келиду: у бир болса амбарда бар, бирболса хаманға кәтти.