Б

Бәрикәт

Исим [әрәбчә] ①җиқ нәрсиниң орнини басидиған, үзлүксиз көпийидиған үнүм: бәрикәт бәрмәк.-* Худа саңа бәрикәт бәрсун йахши ишлә,-дедим мән униңға. ②Моллуқ, кәң-кушадилиқ, байашатлиқ: өтти чағ һәр күнлүки бәрикәт билән, әр-айалниң һәммиси әмгәк билән. ③Пайда, мәһсулат, һосул, мевә, нәп, нәтиҗә: әмгәк билән һәрикәт-алтун билән бәрикәт (мақал).

Бәндә

Исим [парсчә] ①«дин» диний етиқад бойичә худаға ишәнгән вә өз ихтийари һәм тәқдири худаниң илкидә болған адәм, худаниң қули: ағиниләр, худайим бәндәмни кәч қойсам қойармән, ач қоймасмән дәптикән, қандақла болмисун қоналғуға келивалдуқ. ②(Җанлиқларға нисбәтән) адәм, киши: мөмин бәндә. ③Көчмә мәнидики сөз. Мәстанә, ашиқ: китаб бәндиси.

Бәңгидиванә

Исим [бәңги+диванә] «ботаника» чәйзә аилисидики бир йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. Мевиси вә йопурмиқи дора қилиниду; тәми аччиқ болуп, зәһәрлик, мәст қилип ағриқ тохтитиду; рематизмни давалайду; йөтәл вә дәм сиқилишни пәсәйтиду.

Баблимақ

Пеил ①әдипини, җазасини бәрмәк; җайлимақ:-йәп тоймас баҗгирларни раса баблапту-дә!-Деди херидарлардин бири. ②Бирәр ишни көңүлдикидәк, мувапиқ беҗирмәк, бәҗа кәлтүрмәк; орундимақ: бу шәкилләрни өзигә хас орунлириға баблап ишләтмисәк, асанла хаталиқлар келип чиқиду. ③Бирәр иш йаки гәптә башқиларни алдимақ, голлимақ: у:-бу қетим мени қалтис баблап кәтти,-деди содигәр йенида кетиватқан хотуниға һәсрәтлик бир уһ тартип қойуп.

Батил

Сүпәт [әрәбчә] «йезиқ тили» ①инавәтсиз; йалған:-мубада буниңға пеқир вә мениң әвладим нарази болуп дәва қилса, йурт шәри алдида дәваси батил болғай,-дегән гәпләр йезилипту. ②Қув, һийлигәр: сайит ашундақ бир түрлүк һиҗайғинида униң игисини алидиған қушниңкидәк батил көзлири әҗәб бир йаңза чимирлайтти.