Б

Бойунлуқ

Сүпәт ①бойни бар, мәлум шәкилдики бойунға игә: патәм узун бойунлуқ су қачисидин тәштәккә су қуйди. ②Бойунға селишқа тәййарланған: у:-бу қетим қиз туғсиңиз бир бойунлуқ мәрвайит, оғул туғсиңиз алтун биләзүк алимән,-дәп қалди.

Биҗинбош

Сүпәт. Әқлий вә җисмани җәһәттин иқтидарсиз, бир ишқа қурби йәтмәйдиған, қолидин бир иш кәлмәйдиған, өзини ташливәткән; бошаң, ғәйрәтсиз: уни көргәнләр таза бир биҗинбош хотун охшайду, дәп һес қилишатти.