Б

Бараңлиқ

①Исим. Бараң болған һаләт: һойлиға қапақ терип, қапақ бараңлиқ қилдила, йар үстигә йар тутуп, әҗәб сараңлиқ қилдила. ②Сүпәт. Бараң бар, бараң җайлашқан: нәмәт деризә алдиға келип дәрәхлик арисидин сайимниң бараңлиқ һойлисиға тикилди.

Базис

Исим [русчә«грекчә] «иқтисад» җәмийәт тәрәққийатиниң бәлгилик басқучидики сийасий-иқтисадий түзүм, йәни җәмийәтниң иқтисадий, һоқуқ түзүлүши асасини тәшкил қилғучи иҗтимаий ишләпчиқириш мунасивәтлириниң йиғиндиси.

Басқуч

Исим ①пәләмпәйниң һәрбир пәллиси: у пәләмпәйдин бирқанчә басқуч чүшүп тохтиди. ②Көчмә мәнидики сөз. Тәрәққийатиниң һәрбир пәллиси, дәвр: инқилабимиз икки басқучтин өтти, өктәбир инқилабидин кейин үчинчи басқучқа кирди. <③Геологийә» бирәр дөләт йаки бирәр чоңрақ район даириси ичидики әсирдин кичик болған геологийилик вақит бирлики. ④Көчмә мәнидики сөз. Дәриҗә: униң кесили хәтәрлик басқучқа келип қалди. ⑤Исим. Төкүлгән сийаһни сүмүрүш, қурутуш үчүн ишлитилидиған сүмүргүч қәғәз орнитилған әсваб. ⑥Исим. Диалект. Шота.