Б

Басурмақ

Пеил ①басидиған қилип астиға орунлаштурмақ: у боғини йәнә чөпниң астиға басуруп қойди. ②Чүҗә чиқартиш мәқситидә бирқанчә тухумни күрүк тохуниң астиға селип бәрмәк: күнләр өтүпту, айлар өтүпту, пәмлик айал тохуларни беқип, тухумни йиғип, басуруп, чүҗә чиқирипту.

Башлам

Исим ①бир йүрүш етизларға әң башта су киридиған етиз: су әмди башламға чиқип туратти, баштин тосувалди. ②Ечиқ: көмди уни башламға, очуқ қойуп бешини, көмүп болуп чоруқ пом, ғучурлатти чишини.

Бағлиниш

Исим ①бағланған һаләт; бағлиқ болуш. ②Вәқә, һадисә вә шу һадисиләр оттурисидики өзара мунасивәт; алақә: әгәр бу хунпәрләр билән һечбир бағлинишим болмиса, улар мени немә қилалайтти. ③«Пәлс» шәйиниң ички зиддийәт тәрәплири оттурисидики йаки шәйиләр оттурисидики өзара беқиниш, тәқәзза қилиш вә бир-биригә айлиниш мунасивити.