Б

Башқиртчә

①Сүпәт. Башқиртларға, башқирт хәлқигә, башқирт тил-йезиқи вә мәдәнийитигә аит, башқирт хәлқигә хас болған: башқиртчә кийим. Башқиртчә нахша. ②Исим. Башқирт тили, йезиқи: башқиртчә сөзләшмәк. ③Рәвиш. Башқирт тилини ишлитип, башқирт тилида: башқиртчә сөзлимәк.

Башланмақ

Пеил ①башлаш иши орунланмақ: кино башланди. Меһманлар залға башланди. ②Йетип кәлмәк: соғуқ башланди. Тарим дәрйаси тәңри теғиниң етикидин башлиниду. ③«Башлимақ» пеилиниң мәҗһул дәриҗиси: бу өтүк йахши башлинипту.

Балахор

Сүпәт [әрәбчә+парсчә] ①башқиларниң һәққини йәвалидиған, һарам тамақ: у ғәзипини зориға бесип, көзлиригә ғил-пал йаш алған һалда:-һу, тоймас балахор!-Дәвәтти. ②Балайиапәт, хәвп-хәтәр пәйда қилидиған; җедәлхор: надир:-бу балахор айропиланларни йоқатмай туруп, қайси йүзүм билән қисимға қайтимән?! Деди.