Б

Бүркүт

Исим «зоологийә» қарчиғисиманлар аилисидики чоң йиртқуч ов қуши. Униң тумшуқи илмәк, бармақ тирнақлири учлуқ, қанат пәйлири чоң, көзи интайин өткүр. Кишиләр уни қолда беқип, җәрән, кейик, түлкә қатарлиқ һайванларни овлайду.

Белиқалғуч

Исим [белиқ+алғуч] зоологийә су қуши. Пәй-түклириниң рәңги қара, йешил вә парқирап туриду. Тумшуқи йапилақ, узун, рәңги қарамтул, үстүнки тумшуқиниң учида илмики бар, суда үзүләйду, белиқ тутушқа маһир. Гелида халтисиман покини болуп, тутқан белиқни халта ичигә салиду. Дөлитимизниң җәбубиға маканлашқан. «Қарна» дәпму атилиду.