Мақал-Тәмсилләр (Д)

  • Доппиға патқан бешим җаһанға патмиди.
  • Дост башқа қарайду, дүшмән айаққа.
  • Дост чиллиса қалма, дүшмән чиллиса барма.
  • Дост кәйнидә махтар, дүшмән алдиңда махтар.
  • Дост айриған дозах түвидә.
  • Достниң достлуқи башқа күн чүшкәндә билинәр.
  • Достниң атқан теши башни йармас.
  • Достуң қаға болса йейишиң поқ.
  • Достуңниңкини йә, көңли қалмисун, дүшминиңникини йә, өзигә қалмисун.
  • Дутарниң тариси сатарда йоқ, билимсиз адәм қатарда йоқ.
  • Дунйада әхмәқ болмиса, әқил игилири зерикип қалар.
  • Дүшмән сириңни оғурлайду, дост хатайиңни тоғрилайду.
  • Дези йоқ тухумға чивин қонмас.
  • Дисәң гәп болиду, димисәң дәрд болиду.
  • Дили очуқниң қоли очуқ, әл сөйгәнниң йоли очуқ.
  • Дәрд йаманму, әләмму? Молла йаманму, қәләмму.
  • Дәрйани бөлгән тарам, қошунни бөлгән қарам.
  • Дәшнам йигиним, бәш нан йигиним.
  • Дәва қеримас, алтун чиримас.
  • Дәвагәр сус кәлсә, қази муттәһәм киләр.

Leave a Reply

Your email address will not be published. Required fields are marked *