Ә

Әкс

[Әрәбчә] ①исим. Бирәр нәрсиниң силиқ, йалтирақ йүзидә көрүнгән башқа бир нәрсиниң тәсвири, шәкли: әкс әтмәк. Қиз аста-аста меңип дәрйаниң ичигә кирипту-дә, еңишип туруп, өмридә түнҗи қетим өзиниң чирайиниң судики әксини көрүпту. ②Сүпәт. Зит, тәтүр, қаримуқарши: әкс тәсир.*Зидийәтләрниң һәммиси муәййән шараитқа асасән, өзлириниң әкс тәрипигә айлинип туриду. ③Сүпәт. Қайтиланған, қайта айан болған: әкс сада.

Әгим

Сүпәт. Әгилгән, қайрилған: әгим-әгим йоллардин из келиду йар сәнәм, қизил тонни пүркинип қиз келиду йар сәнәм ! ②Исим. Әгилгән, қайрилған җай: йағач көврүкниң йуқирисидики әгим йенида булдуқлап етилип турған йәнә бир чоң булақ бар иди.

Әлвида

Имлиқ [әрәбчә] <يېزىق تىلى> Мәңгүлүк хошлишиш, ахирқи хошлишишқа ейтилиду: деди хәлқим шуңа чоңқур йүрәктин: «әлвида оғлум йашайду биз билән роһиң, әмәс биздин җуда оғлум»

Әмгәк Васитилири

<ئىقتىساد> Кишиләр әмгәк обйектигә тәсир көрситиш вә уни өзгәртиштә пайдилинидиған барлиқ маддий васитиләрниң мәҗмуәси. У ишләпчиқириш қорали, йәр, өй-имарәт, йол, қанал, амбар қатарлиқларни өз ичигә алиду, буниң ичидә ишләпчиқириш қорали һәл қилғуч рол ойнайду.