Ә

Әзалиқ

①Исим. Бирәр коллектип, гуруһ йаки тәшкилатқа мәнсуплуқ, тәвәлик: әзалиқ кинишкиси. Әзалиқ бәдили. ②Сүпәт «математика» әзаси бар, әзадин тәшкил тапқан, әзани өз ичигә алған: үч әзалиқ әмәл. Бир намәлумлуқ икки әзалиқ тәңлимә. Көп әзалиқ тәңлимиләрни йәшмәк.

Әзәлийәт

Исим [әрәбчә] «пәлсәпә» идеализмлиқ билиш нәзәрийиси. У билиш обйектип шәйидин, иҗтимаий әмәлийәттин, һес-туйғудин бурун болидиған нәрсә, у туғма (әзәлий) болиду. Өзиниң каллисида әзәлдин бар болиду, дәп һесаблайду.