П

Протеаза

Исим [русчә«грекчә] «биологийә» органик бирикмә, асасән һайванлар тенидә болиду. Түри көп болуп, ашқазан, үчәй, ашқазан асти бези қатарлиқ һәзим қилиш әзалириниң һәммисидә бар. Униң роли мурәккәп ақсилни парчилап, аддий, асан қобул қилғили болидиған амино кислатасиға айландуруштин ибарәт.

По

①[Хәнзучә] исим. Урушта ишлитилидиған бир хил қорал: черикләр бирнәччә бөләккә бөлүнүп, аввал по атқучи черикләргә йол бәрди. ②Сүпәт. Көчмә мәнидики сөз. Артуқчә мубалиғә қилидиған; ашурулған; қуруқ, йалған (гәп сөз һәққидә): униң ейтқан сөзлириниң һәммиси по. ③Исим. Диалект. Һор, пар, бус.

Пота Ойуни

①Мәшрәпләрдә әр-айаллар бир-бирини уссулға тартишта пота ташлаш арқилиқ ойнилидиған бир хил ойун: мән униң ойниған уссули билән пота ойунида ейтқан бейитлиригә қарап көйүптимән. ②Балиларниң чәмбәр шәклидә чөридәп олтуруп бириниң арқисиға сәздүрмәй пота ташлап қойуш усули билән ойнилидиған бир хил ойуни.

Посулка

Исим [русчә] сандуқ, тағар, халтиға охшаш нәрсигә орап бир җайдин иккинчи бир җайға почта арқилиқ әвәтилгән нәрсә: биз бир-биримизгә давамлиқ хәт вә посулкилар әвәтишип туруватимиз.