П

Паланчи-Пустанчи

①Сөзлигүчи ейтмақчи болған кишиләрниң исмини аташни халимиған йаки уларниң исмини билмигән шараитта шу кишиләрниң исми орнида ишлитилиду: сән паланчи-пустанчилар келиду, девидиң, кәлмидиғу? ②Сөзлигүчи ейтишни әп көрмигән һақарәт сөзлири орнида ишлитилиду: сән уни паланчи-пустанчи дәп тиллап йүрсәң болмайду.

Палма

Исим [русчә«инглизчә] «ботаника» палма аилисидики даим йешил туридиған дәрәх. Ғоли силиндир шәклидә болуп шахланмайду; йопурмиқи чоң, узун сапақлиқ, алиқансиман чоңқур йерилған, йапрақлири төмүнә шәклидә келиду; гүли сериқ, атилиқ, анилиқлири айрим түптә болиду; үчкилик мевиси узун вәйумилақ келиду; йағичидин сайман йасашқа болиду.

Пайда

Исим [парсчә] бирәр киши йаки нәрсигә йетидиған мәнпәәт, нәп: қилидиған иш болмиса, өйгә берип өз ишимизни қилсақ шу пайда әмәсму? <②С иқ» ишләпчиқириш, сода-сетиқ вә түрлүк тиҗарәт йоллири арқилиқ киргүзгән киримидин, тәннәрхи йаки дәсмайини вә баҗни чиқиривәткәндин кейинки ашқан сомма, нәп: пайда бәрмәк. Пайда чиқмақ. Пайда қилмақ.