П

Пирқириғуч

Исим ①қәғәздин йасилидиған, шамалға қарши йүгүрсә пирқирайдиған балилар ойунчуқи. ②Айропилан, матор, електрлик шамалчи қатарлиқларниң пирқирап айлинидиған қанатлири. ③Муз үстидә кичик балилар қамча билән уруп пирқиритип ойнайдиған ойунчуқ; нур: пирқириғуч ойнимақ.

Пиликот

Исим [пилик+от] «ботаника» мурәккәп гүллүкләр аилисидики көп йиллиқ саман ғоллуқ өсүмлүк. Йәр үсти қисми дора қилиниду; тәбиийти соғуқ болуп иссиқни қайтуруш, қанни совутуш роли бар, бөрәккә пайда қилиду, сүйдүкни маңғузиду; шинҗаңниң тағлиқ районлиридин тепилиду.

Пинҗәклик

Сүпәт ①пинҗики бар, пинҗәк кийгән: йолниң у четидә пинҗәклик бир йигит бу ишларға һәйран болғиничә қарап турмақта. ②Пинҗәк тикишкә йарайдиған, пинҗәк болидиған: бир пинҗәклик терә.

Пийма

Исим [русчә] қой йуңидин бесип тәййарлинидиған қончлуқ қишлиқ айағ кийими: пийма басмақ. *Мән путумда йоған пийма, учамда узун җува, йотамғичә қар кәчкән һалда еғиреғир қәдәм ташлап кетиватимән.