- Сапал үчүн сақ қалғучә, гөһәр үчүн күкүм–талқан бол.
- Сахта дост ашкара дүшмәндин йаман.
- Садиқ дәп исим қойса, түлкә дәп ләқәм алди.
- Сараңға сот йоқ.
- Сараңни сараң дәвәрсә, күндә бир чишләм гөши сараң болар.
- Сағлам тәндә сап әқил.
- Сақал дигән өчкидиму бар.
- Сайәңгә қарап бойуңни өлчимә.
- Содиңиздин зерикмәң, херидарға терикмәң.
- Сора – сора билим апту, уйила – уйила кийин қапту.
- Соқушқақ хораз сәмирмәс.
- Сөрәлмә пайдидин әпчил зийан йахши.
- Сөз қелипида йахши, қилич ғилипида йахши.
- Сөзлисәм тилим көйиду, сөзлимисәм дилим көйиду.
- Сөзни қилиштин аввал, ағзиңда чайнап көр.
- Сөйдүргәнму тил, бәздүргәнму тил.
- Сөйгән йарим сән болсаң, көргән күнүм нимә болар.
- Су бешида қум аққузар, айиғида таш аққузар.
- Су кетиду таш қалиду, осма кетиду қаш қалиду.
- Суда пиишмай кигиз болмас, отқа чүшмәй бигиз болмас.
- Суға йеқин сучи келәр, чөлгә йеқин ночи келәр.
- Сунайчидин йәл кетиду, һарвичидин «тирт, во во…».
- Суниң беши лай болса айиғиму лай болиду.
- Суниң қәдрини қудуқ колиған биләр.
- Семизлик һайванға йаришар.
- Сениң маңған йолуңдин, мениң өткән көврүкүм көп.
- Сир бәргәнлик, җан бәргәнлик.
- Сирлисаң сирлиқ айақ, сирлимисаң итқа йалақ.
- Синалмиған досттин йолдики таш йахши.
- Сийгәк суға амрақ.
- Сәдиқә балани йәр, това гунаһни йәр.
- Сәркиси болмиған пада йолдин азар.
- Сәркә һушйар болса, малға апәт кәлмәс.
- Сәллиси мусулман өзи капир.
- Сәллә дигән йүк, сақал дигән түк.
- Сән таш санисаң, башқилар қум санайду.
- Сәһраниң беги болғичә, шәһәрниң ити бол.
- Сәврниң теги алтун.
- Сәвзидин хәвәр йоқ, гүрүч дәм йәпту.
- Сәвәб қил, тәләп қил.
- Сәвәб қилсаң севәттә су тохтар.
Түрләр
- Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити
- Уйғур Хәлқ-Мақал Тәмсиллири
- Уйғурчә-Инглизчә Аталғулар Луғити
- Уйғур Докторлири
- Йазғучи-Шаирлар
- Җәмийәтшунаслар
- Уйғуршунаслар
- Инсаншунаслар
- Тәрҗимиһал
- Рәссамлар
- Музикантлар
- Хәттатлар
- Дин
- Тарих
- Сәнәт
- Әдәбийат
- Мәдәнийәт
- Йемәк-Ичмәк
- Математика
- Җуғрапийә
- Тебабәт
- Хемийә
- Физика
Дийаримиз
- Уйғур Дийари
- Үрүмчи Шәһири
- Қумул Шәһири
- Турпан Шәһири
- Қарамай Шәһири
- Қәшқәр Вилайити
- Хотән Вилайити
- Ақсу Вилайити
- Алтай Вилайити
- Тарбағатай Вилайити
- Қизилсу Қирғиз Аптоном Области
- Байинғолин Моңғул Аптоном Области
- Бортала Моңғул Аптоном Области
- Или Қазақ Аптоном Области
- Санҗи Хуйзу Аптоном Области
- Бивастә Қарашлиқ Шәһәрләр











