Пеил ①бесип миҗиқлимақ, йанҗимақ; сиқип сүйини чиқармақ: ғулам алдираш йүгүрүп кирди-дә, пишип түвигә чүшкән бир шаптулни дәссәп езивәтти. ②Уруп, соқуп увақлимақ, йумшатмақ, макчайтмақ: у йумшитилидиған хам дориларни һаванчида езивататти. ③Нәмдәп йаки суға арилаштуруп тәмини чиқармақ, суйуқлуққа айландурмақ: гүлсүм чай истаканлириға чақмақ қәнт салди-дә, чай қошуқи билән аста малтилап езишкә башлиди. ④Көчмә мәнилик сөз. Җәбир, зулум салмақ; експилататсийә қилмақ: һусәйинниң дадиси гоминдаңниң чоң бир әмәлдари болуп, хәлқни еғир һалда әзгәниди. ⑤Кесәл йаки қийинчилиқ җисманий җәһәттин бошаштурмақ: хушаллиқни унтуди пәрһат, йүзлиридин көчти қизиллиқ. Көзлиридә ойниди һәсрәт, әзди уни мискин йетимлик. ⑥ Роһий җәһәттин азаблимақ, чүшкүнлүккә учратмақ, қийнимақ; биарам қилмақ, һайаҗанландурмақ: униң һазирқи һали йүрәк-бағримни әзди. Қизниң муңлуқ нахшиси йүрикимни әзди. ⑦ Бирәр гәпни әзмилик билән созмақ, гәпни чайнап узартмақ: у бирһаза әзмисини әзди, аңлимай кетиверәй десәм, «һал пәйда болуп қапту», дәп ойлап қелишидин әнсиридим.
Түрләр
- Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити
- Уйғур Хәлқ-Мақал Тәмсиллири
- Уйғурчә-Инглизчә Аталғулар Луғити
- Уйғур Докторлири
- Йазғучи-Шаирлар
- Җәмийәтшунаслар
- Уйғуршунаслар
- Инсаншунаслар
- Тәрҗимиһал
- Рәссамлар
- Музикантлар
- Хәттатлар
- Дин
- Тарих
- Сәнәт
- Әдәбийат
- Мәдәнийәт
- Йемәк-Ичмәк
- Математика
- Җуғрапийә
- Тебабәт
- Хемийә
- Физика
Дийаримиз
- Уйғур Дийари
- Үрүмчи Шәһири
- Қумул Шәһири
- Турпан Шәһири
- Қарамай Шәһири
- Қәшқәр Вилайити
- Хотән Вилайити
- Ақсу Вилайити
- Алтай Вилайити
- Тарбағатай Вилайити
- Қизилсу Қирғиз Аптоном Области
- Байинғолин Моңғул Аптоном Области
- Бортала Моңғул Аптоном Области
- Или Қазақ Аптоном Области
- Санҗи Хуйзу Аптоном Области
- Бивастә Қарашлиқ Шәһәрләр











