Миллий Территорийәлик Аптономийә Қануни

Җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң миллий территорийәлик аптономийә қануни

(1984-Йили 5-айниң 31-күни 6-нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийи 2-йиғинида мақулланған, 2001-йил 2-айниң 28-күни 9-нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитети 20-санлиқ йиғининиң «җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң миллий территорийәлик аптономийә қануни»ға түзитиш киргүзүш тоғрисидики қарариға асасән түзитилгән).

«Җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң миллий территорийәлик аптономийә қануни» асасий қанунда бәлгиләнгән миллий территорийәлик аптономийә түзүмини йолға қойидиған негизлик қанундур.

Биринчи баб: омумий принсип
1-Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң миллий территорийәлик аптономийә қануни җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң асасий қануниға асасән түзүлди.

2-Мадда аз санлиқ милләтләр топлишип олтурақлашқан җайларда миллий территорийәлик аптономийә йолға қойулиду. Миллий аптономийәлик җайлар аптоном район, аптоном област, аптоном наһийәләргә бөлүниду. Миллий аптономийәлик җайларниң һәммиси җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң айрилмас қисмидур.

3-Мадда миллий аптономийәлик җайларда аптономийә органлири тәсис қилиниду, аптономийә органлири дөләтниң бир дәриҗилик йәрлик һакимийәт органлиридур. Миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлирида демократийә-мәркәзләштүрүш түзүми принсипи йолға қойулиду.

4-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири йәрлик дөләт органлири асасий қанунниң 3-баб 5-параграфида бәлгиләнгән хизмәт һоқуқини йүргүзиду, шуниң билән биллә, асасий қанунда вә мушу қанунда, шуниңдәк башқа қанунларда бәлгиләнгән һоқуқ даириси бойичә аптономийә һоқуқини йүргүзиду, дөләтниң қанун вә сийасәтлирини өз җайиниң әмәлий әһвалиға қарап изчиллаштуриду вә иҗра қилиду. Аптоном областларниң аптономийә органлири тәвәсидә район, наһийә болған шәһәрләр қатарида йәрлик дөләт органлириниң хизмәт һоқуқини йүргүзиду, шуниң билән биллә аптономийә һоқуқини йүргүзиду.

5-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири дөләтниң бирликини қоғдиши, өз җайида асасий қанун вә башқа қанунларниң риайә қилинишиға вә иҗра қилинишиға капаләтлик қилиши керәк.

6-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири һәр милләт хәлқигә рәһбәрлик қилип, күчни мәркәзләштүрүп сотсийалистик заманивилаштуруш қурулушини елип бариду. Миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири өз җайиниң әһвалиға қарап, асасий қанунға вә қанунларға хилаплиқ қилмаслиқ принсипи астида, алаһидә сийасәт вә җанлиқ тәдбирләрни қоллинип, миллий аптономийәлик җайларниң иқтисадий қурулуши вә мәдәнийәт қурулуши ишлириниң тәрәққийатини тезлитишкә һоқуқлуқ. Миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири дөләт пиланиниң йетәкчиликидә, әмәлийәтни асас қилип, әмгәк үнүмдарлиқини вә иқтисадий үнүмни үзлүксиз өстүрүп, иҗтимаий ишләпчиқириш күчлирини раваҗландуруп, һәр қайси милләтләрниң маддий турмуш сәвийисини пәйдинпәй өстүриду. Миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири миллий мәдәнийәтниң есил әнәнилиригә варислиқ қилип вә уни җари қилдуруп, миллий алаһидиликкә игә сотсийалистик мәниви мәдәнийәт йаритип, һәр милләт хәлқиниң сотсийалистик еңини вә пән-мәдәнийәт сәвийисини үзлүксиз өстүриду.

7-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири дөләтниң омумий мәнпәәтини биринчи орунға қойуп, йуқири дәриҗилик дөләт органлири тапшурған түрлүк вәзипиләрни актип орундиши лазим.

8-Мадда йуқири дәриҗилик дөләт органлири миллий аптономийәлик җайлардики аптономийә органлириниң аптономийә һоқуқини йүргүзүшигә капаләтлик қилиду һәмдә миллий аптономийәлик җайларниң алаһидиликигә вә еһтийаҗиға қарап, уларниң сотсийалистик қурулуш ишлириниң тәрәққийатини тезлитишигә тиришип йардәм бериду.

9-Мадда йуқири дәриҗилик дөләт органлири вә миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири милләтләрниң баравәрлик, иттипақлиқ, һәмкарлиқ асасидики сотсийалистик миллий мунасивитини қоғдайду вә раваҗландуриду, һәр қандақ милләтни кәмситиш вә езишни мәний қилиду, милләтләр иттипақлиқини бузидиған вә миллий бөлгүнчилик пәйда қилидиған қилмишларни мәний қилиду.

10-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири өз җайидики милләтләрниң өз тил-йезиқини қоллиниш вә раваҗландуруш әркинликигә, өзлириниң өрп-адәтлирини сақлап қелиш йаки ислаһ қилиш әркинликигә капаләтлик қилиду.

11-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири һәр милләт пуқралириниң диний етиқад әркинликигә капаләтлик қилиду. Һәр қандақ дөләт оргини, җамаәт тәшкилати вә шәхс пуқраларни динға етиқад қилишқа йаки етиқад қилмаслиққа зорлимаслиқи, динға етиқад қилидиған пуқраларниму, динға етиқад қилмайдиған пуқраларниму кәмситмәслики лазим. Дөләт нормал диний паалийәтләрни қоғдайду. Һәр қандақ кишиниң диндин пайдилинип җәмийәт тәртипини бузидиған, пуқраларниң саламәтликигә зийан йәткүзидиған, дөләтниң маарип түзүмигә тосқунлуқ қилидиған һәрикәтләрни елип беришиға йол қойулмайду. Диний тәшкилатлар вә диний ишлар чәт әл күчлиригә беқинмайду.

Иккинчи баб: миллий аптономийәлик җайларниң қурулуши вә аптономийә органлириниң тәшкил қилиниши
12-Мадда аз санлиқ милләтләр топлишип олтурақлашқан җайларда шу җайдики миллий мунасивәтни, иқтисадий тәрәққийатини вә башқа шараитларни асас қилип һәмдә тарихий әһвални һесабқи елип, бир йаки бир қанчә аз санлиқ милләт топлишип олтурақлашқан районни асас қилған аптономийәлик җай қурулса болиду. Миллий аптономийәлик җайлар даирисидики башқа аз санлиқ милләтләр топлишип олтурақлашқан җайларда шуниңға мунасип аптономийәлик җайлар йаки миллий йезилар қурулиду. Миллий аптономийәлик җайлар өз җайиниң әмәлий әһвалиға қарап, хәнзу йаки башқа милләт аһалиси олтурақлашқан бир қисим аһалиләр районлирини вә шәһәр-базарларни өз ичигә алса болиду.

13-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң нами, алаһидә әһвалларни һесабқи алмиғанда, йәр нами, милләт нами, мәмурий орун тәртипи бойичә түзүлиду.

14-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң қурулушини, район чеграсиниң айрилишини, наминиң түзүлүшини йуқири дәриҗилик дөләт органлири алақидар йәрлик дөләт органлири вә алақидар милләтниң вәкиллири билән толуқ кеңишип бәлгиләйду, уни қанунда бәлгиләнгән рәсмийәт бойичә мәлум қилип тәстиқлитиду. Миллий аптономийәлик җайлар қурулғандин кейин, шу җайларни қанунда бәлгиләнгән тәртиптин өткүзмәй туруп әмәлдин қалдурушқа йаки қошуветишкә болмайду; миллий аптономийәлик җайларниң район чеграси бәлгиләнгәндин кейин, уни қанунда бәлгиләнгән тәртиптин өткүзмәй туруп өзгәртишкә болмайду; һәқиқәтән әмәлдин қалдурушқа, қошуветишкә йаки өзгәртишкә тоғра кәлсә, йуқири дәриҗилик дөләт органлириниң алақидар тармақлири миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири билән толуқ кеңишип бәлгилигәндин кейин, қанунда бәлгиләнгән тәртип бойичә тәстиқлитиду.

15-Мадда аптоном районлуқ, аптоном областлиқ вә аптоном наһийилик хәлқ қурултайлири вә хәлқ һөкүмәтлири миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлиридур. Миллий аптономийәлик җайларниң хәлқ һөкүмәтлири өзи билән тәң дәриҗилик хәлқ қурултайлири вә өзидин бир дәриҗә йуқири дөләт мәмурий органлири алдида җавабкар болиду вә уларға өз хизмитидин доклат бериду, өзи билән тәң дәриҗилик хәлқ қурултайлириниң йиғинлири арилиқида, шу дәриҗилик хәлқ қурултайлириниң даимий комитетлири алдида җавабкар болиду вә уларға өз хизмитидин доклат бериду. Миллий аптономийәлик җайларниң хәлқ һөкүмәтлири говуйүәнниң бир туташ рәһбәрликидики дөләт мәмурий органлиридур, улар говуйүәнгә бойсуниду. Миллий аптономийәлик җайлардики аптономийә органлириниң тәшкили вә хизмити асасий қанунға вә қанунларға асасән, миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә низамида йаки айрим низамлирида бәлгилиниду.

16-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң хәлқ қурултайлирида, территорийәлик аптономийәни йолға қойған милләтниң вәкиллири болғандин ташқири, шу мәмурий районда олтурақлашқан башқа милләтләрниңму мувапиқ санда вәкили болуши керәк. Миллий аптономийәлик җайларниң хәлқ қурултайлирида, территорийәлик аптономийәни йолға қойған милләт вәкиллири билән башқа аз санлиқ милләт вәкиллириниң сани вә нисбитини қанунда бәлгиләнгән принсипларға асасән, өлкилик, аптоном районлуқ, биваситә қарашлиқ шәһәрлик хәлқ қурултайлириниң даимий комитети бәлгиләйду һәмдә уни мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетида әнгә алдуриду. Миллий аптономийәлик җайларниң хәлқ қурултайлири даимий комитетлириниң мудир йаки муавин мудирлиқини өтигүчиләр ичидә территорийәлик аптономийәни йолға қойған милләтниң пуқралири болуши керәк.

17-Мадда аптоном районниң рәиси, аптоном областниң башлиқи, аптоном наһийәниң һакими территорийәлик аптономийәни йолға қойған милләтниң пуқралиридин болиду. Аптоном районлуқ, аптоном областлиқ, аптоном наһийилик хәлқ һөкүмәтлириниң тәркибидики башқа хадимлар территорийәлик аптономийәни йолға қойған милләтниң вә башқа аз санлиқ милләтләрниң хадимлиридин мувапиқ сәплиниши керәк. Миллий аптономийәлик җайларниң хәлқ һөкүмәтлиридә аптоном районниң рәиси, аптоном областниң башлиқи, аптоном наһийәниң һакими мәсул болуш түзүми йолға қойулиду. Аптоном районниң рәиси, аптоном областниң башлиқи, аптоном наһийәниң һакими шу дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлириниң хизмәтлиригә айрим-айрим рийасәтчилик қилиду.

18-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири қаримиқидики хизмәт тармақлириниң кадирлири территорийәлик аптономийәни йолға қойған милләтниң вә башқа аз санлиқ милләтләрниң хадимлиридин мувапиқ сәплиниши керәк.

Үчинчи баб: аптономийә органлириниң аптономийә һоқуқи
19-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң хәлқ қурултайлири шу җайдики милләтләрниң сийасий, иқтисадий җәһәттики вә мәдәнийәт җәһәттики алаһидиликигә асасән, аптономийә низамлирини вә айрим низамларни түзүп чиқишқа һоқуқлуқ. Аптоном районларниң аптономийә низамлири вә айрим низамлири мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң тәстиқидин өткүзүлгәндин кейин күчкә игә болиду. Аптоном област, аптоном наһийәләрниң аптономийә низамлири вә айрим низамлири өлкилик, аптоном районлуқ, биваситә қарашлиқ шәһәрлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң тәстиқидин өткүзүлгәндин кейин күчкә игә болиду һәмдә мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиға вә говуйүәнгә әнгә алдурулиду.

20-Мадда йуқири дәриҗилик дөләт органлириниң қарар, бекитмә, буйруқ вә йолйоруқлири миллий аптономийәлик җайларниң әмәлий әһвалиға уйғун кәлмигәндә, аптономийә органлири шу йуқири дәриҗилик дөләт органлириниң тәстиқини алғандин кейин, җанлиқ иҗра қилса йаки иҗра қилишни тохтатса болиду; шу йуқири дәриҗилик дөләт органлири доклатни тапшурувалған күндин башлап 60 күн ичидә җаваб қайтуруши лазим.

21-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири өз вәзипилирини иҗра қилишта, шу миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә низамидики бәлгилимә бойичә, шу җайда кәң қоллинилидиған бир хил йаки бир қанчә хил тил-йезиқни ишлитиду; өз вәзиписини иҗра қилишта кәң қоллинилидиған бир қанчә хил тил-йезиқни тәң ишлитидиған аптономийә органлири территорийәлик аптономийәни йолға қойған милләтниң тил-йезиқини асас қилса болиду.

22-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири сотсийалистик қурулушниң еһтийаҗи бойичә, түрлүк тәдбирләрни қоллинип, шу җайдики милләтләрдин һәр дәриҗилик кадирларни, пән-техника хадимлири, игилик башқуруш хадимлири қатарлиқ түрлүк кәспий хадимларни вә техник ишчиларни көпләп йетиштүриду, уларниң ролини толуқ җари қилдуриду һәмдә аз санлиқ милләт айаллиридин һәр дәриҗилик кадирларни вә түрлүк кәспий, техник хадимларни йетиштүрүшкә әһмийәт бериду. Миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири хизмәтчи хадимларни қобул қилип ишлитиш вақтида, территорийәлик аптономийәни йолға қойған милләтниң вә башқа аз санлиқ милләтләрниң хадимлириға мувапиқ етибар бериши керәк. Миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири түрлүк кәспий хадимларни етибар бериш, риғбәтләндүрүш йоли билән аптономийәлик җайларниң қурулуш ишлириға җәлп қилиш үчүн алаһидә тәдбирләрни қолланса болиду.

23-Мадда миллий аптономийәлик җайлардики карханилар, кәспий орунлар дөләтниң бәлгилимиси бойичә адәм елиш вақтида, алди билән аз санлиқ милләттин елиши лазим һәмдә йезиларни вә чарвичилиқ районлиридики аз санлиқ милләт аһалисидин алса болиду.

24-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири дөләтниң һәрбий түзүми вә өз җайиниң әмәлий еһтийаҗиға қарап, говуйүәнниң тәстиқидин өткүзүп, өз җайиниң җәмийәт аманлиқини қоғдайдиған җамаәт хәвпсизлики қисимлирини тәшкил қилса болиду.

25-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири дөләт пиланиниң йетәкчиликидә, өз җайиниң алаһидиликигә вә еһтийаҗиға қарап, иқтисадий қурулушниң фаңҗен, сийасәт вә пиланлирини түзүп чиқиду, йәрлик иқтисадий қурулуш ишлирини өз алдиға орунлаштуриду вә башқуриду.

26-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири сотсийализм принсипида чиң туруш шәрти асасида, қанундики бәлгилимиләргә вә өз җайиниң иқтисадий тәрәққийат алаһидиликигә асасән, ишләпчиқириш мунасивәтлирини вә иқтисадий қурулмини мувапиқ тәңшәйду, сотсийалистик базар игиликини тиришип раваҗландуриду. Миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири омумий мүлүкчилики асасий гәвдә қилинған, көп хил мүлүкчиликтики игилики бирликтә раваҗландурулидиған асасий иқтисадий түзүмдә чиң туриду, омумий мүлүкчиликтикидин башқа игиликниң раваҗлинишиға илһам бериду.

27-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири қанундики бәлгилимиләргә асасән, өз тәвәсидики йайлақ вә орманларға игидарлиқ қилиш һоқуқини вә улардин пайдилиниш һоқуқини бәлгиләйду. Миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири йайлақ вә орманларни муһапизәт қилиду вә бәрпа қилиду. Көчәт-җирим тикиш вә от-чөп теришқа тәшкилатчилиқ қилиду вә илһам бериду. Һәр қандақ тәшкилат йаки шәхсниң йайлақ вә орманларға һәр қандақ васитә билән бузғунчилиқи қилишини мәний қилиду. Йайлақ вә орманларда от-чөп вә дәл-дәрәхләрни вәйран қилип терилғу йәр ечишни мәний қилиду.

28-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири қанундики бәлгилимиләргә асасән, өз тәвәсидики тәбиий байлиқларни башқуриду вә асрайду. Миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири қанундики бәлгилимиләргә вә дөләтниң бир туташ омумий пиланиға асасән, өзи ачалайдиған тәбиий байлиқ мәнбәсини алди билән мувапиқ ачиду вә униңдин пайдилиниду.

29-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири дөләт пиланиниң йетәкчиликидә, өз җайиниң малийә күчигә, маддий күчигә вә башқа конкрет шараитиға қарап, йәрлик асасий қурулуш түрлирини өз алдиға орунлаштуриду.

30-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири өз тәвәсидики карханилар вә кәспий орунларни өз алдиға башқуриду.

31-Мадда миллий аптономийәлик җайлар дөләтниң бәлгилимилиригә бинаән, ташқий иқтисадий паалийәт вә сода паалийитини қанат йайдурса болиду, говуйүәнниң тәстиқини елип, ташқи сода еғизлирини қурса болиду. Чәт әлләр билән чегридаш миллий аптономийәлик җайлар говуйүәнниң тәстиқи билән чегра содисини қанат йайдуриду. Миллий аптономийәлик җайлар ташқи иқтисад-сода паалийәтлиридә дөләтниң етибар бериш сийаситидин бәһримән болиду.

32-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң малийиси бир дәриҗилик малийәдур, дөләт малийисиниң тәркибий қисмидур. Миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири йәрлик малийини башқуридиған аптономийә һоқуқиға игә. Дөләтниң малийә түзүлмиси бойичә миллий аптономийәлик җайларға тәәллуқ болғанлики малийә киримини миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири өз алдиға орунлаштуриду вә ишлитиду. Миллий аптономийәлик җайлар пүтүн мәмликәтниң бир туташ малийә түзүлмиси асасида, дөләтниң малийидин йөткәп чиқим қилишниң қелиплашқан түзүмини йолға қойуши арқилиқ йуқири дәриҗилик малийиниң етибар беришидин бәһримән болиду. Миллий аптономийәлик җайларниң малийә хам чот чиқимида, дөләтниң бәлгилимисигә асасән, еһтийат мәблиғи орунлаштурулиду, бу җайларниң запас хираҗитиниң хам чотта игиләйдиған нисбити адәттики районларниңкидин йуқири болиду. Миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири малийә хам чотини иҗра қилиш җәрйанида, артуқ кирим болған вә чиқимдин теҗәлгән мәбләғни өз алдиға орунлаштуриду вә ишлитиду.

33-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири өз җайиниң түрлүк чиқим өлчәмлири, иштати вә нормиси тоғрисида дөләт бәлгилигән принсипларға асаслинип вә өз җайиниң әмәлий әһвалиға бирләштүрүп, қошумчә бәлгилимә вә конкрет чариләрни түзүп чиқиду. Аптоном район түзгән қошумчә бәлгилимә вә конкрет чариләрни говуйүәнгә әнгә алдурулиду; аптоном област, аптоном наһийәләр түзгән қошумчә бәлгилимә вә конкрет чариләрни өлкилик, аптоном районлуқ, биваситә қарашлиқ шәһәрлик хәлқ һөкүмәтлириниң тәстиқидин өткүзүш шәрт.

34-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири дөләтниң баҗ қанунини иҗра қилишта, дөләтниң бир туташ тәкшүрүп тәстиқлиши билән беҗи кәчүрүм қилинидиған вә кемәйтип елинидиған түрләрдин башқа, йәрлик малийә киримигә тәәллуқ болған һәм баҗ җәһәттин етибар бериш вә риғбәтләндүрүш зөрүр болған бәзи түрләрдин елинидиған баҗни кемәйтиш йаки кәчүрүм қилиш йолини тутса болиду. Аптоном област, аптоном наһийәләр баҗни кемәйтип елиш йаки кәчүрүм қилишни бәлгиләштә, өлкилик, аптоном районлуқ, биваситә қарашлиқ шәһәрлик хәлқ һөкүмәтлириниң тәстиқини елиши шәрт.

35-Мадда миллий аптономийәлик җайлар өз җайиниң иқтисадий вә иҗтимаий тәрәққийат еһтийаҗиға асасән, қанунлардики бәлгилимә бойичә, йәрлик сода банкилирини вә шәһәр-йеза аманәт-қәрз һәмкарлиқ тәшкилатлирини тәсис қилса болиду.

36-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири дөләтниң маарип фаңҗениға вә қанундики бәлгилимиләргә асасән, өз җайиниң маарип пиланини, һәр дәриҗилик, һәр хил мәктәпләрниң тәсис қилинишини, оқутуш түзүмини, мәктәп башқуруш шәклини, оқутуш мәзмунини, оқутушта қоллинилидиған тилни вә оқуғучи қобул қилиш чарисини бәлгиләйду.

37-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири миллий маарипни өз алдиға раваҗландуриду, саватсизлиқни түгитиду, һәр хил мәктәпләрни ачиду, тоққуз йиллиқ мәҗбурий маарипни омумлаштуриду, адәттики толуқ оттура маарипни вә оттура кәсип-техника маарипини көп хил шәкил билән раваҗландуриду, шараит вә еһтийаҗиға қарап, алий маарипни раваҗландуруп, аз санлиқ милләтләрниң ихтисаслиқ кәспий хадимлирини тәрбийиләп йетиштүриду. Миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири аз санлиқ милләт чарвичилиқ районлирида вә иқтисадий әһвали қийин, олтурақлишиши тарқақ болған аз санлиқ милләт тағлиқ районлирида мәктәптә йетип оқушни вә оқуш йардәм пули елишни асас қилған, һөкүмәт башқуридиған миллий башланғуч мәктәп вә миллий оттура мәктәпләрни ечип, оқуғучиларниң мәҗбурийәт маарипи басқучидики оқушни тамамлишини капаләткә игә қилиду. Мәктәп ечиш хираҗити вә оқуш йардәм пулини шу җайларниң йәрлик малийиси һәл қилиду, шу җайларниң йәрлик малийисидә қийинчилиқ болса, йуқири дәриҗилик малийә йардәм бериши керәк. Аз санлиқ милләт оқуғучилирини қобул қилишни асас қилған мәктәпләр (синиплар) вә башқа маарип аппаратлириниң шараити йар беридиғанлири аз санлиқ милләт йезиқидики дәрисликни қоллиниши һәмдә аз санлиқ милләт тилида дәрс өтүши керәк; әһвалға қарап башланғуч мәктәпләрниң төвән синиплиридин йаки йуқири синиплиридин башлап хәнзу тили дәрсини тәсис қилиш, мәмликәт бойичә қоллинилидиған омумий әдәбий тилни вә қелиплашқан хәнзу йезиқини омумлаштуруш лазим. Һәр дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлири аз санлиқ милләт йезиқидики дәрислик вә нәшир буйумлирини түзүш-тәрҗимә қилиш вә нәшир қилиш хизмитигә малийә җәһәттин йар-йөләк болуши лазим.

38-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири миллий шәкил вә миллий алаһидиликкә игә әдәбийат, сәнәт, ахбарат, нәшрийат, радио, кино, телевизийә қатарлиқ миллий мәдәнийәт ишлирини өз алдиға раваҗландуриду. Мәдәнийәт ишлириға қаритилған селинмини көпәйтип, мәдәнийәт муәссәсәлириниң қурулушини күчәйтип, түрлүк мәдәнийәт ишлириниң раваҗлинишини тезлитиду. Миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири алақидар орунлар вә тармақларниң миллий тилдики тарихий китаблар вә мәдәнийәт китаблирини топлаш, рәтләш, тәрҗимә қилиш вә нәшир қилиш ишлириға тәшкилатчилиқ қилиду вә мәдәт бериду, өз миллитигә хас мәшһур йадикарлиқларни, қиммәтлик асар-әтиқиләрни вә башқа муһим тарихий, мәдәний мирасларни қоғдайду, есил миллий әнәниви мәдәнийәткә варислиқ қилиду вә уни раваҗландуриду.

39-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири өз җайиниң пән-техника тәрәққийат пиланини өз алдиға бәлгиләйду, пән-техника билимлирини омумлаштуриду.

40-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири өз җайиниң давалаш-сақлиқни сақлаш ишлириниң тәрәққийат пиланини өз алдиға бәлгиләйду, заманиви вә миллий әнәниви тибабәтчилик-доригәрлик ишлирини раваҗландуриду. Миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири йуқумлуқ кесәлликләрниң, йәрлик кесәлликләрниң алдини елиш һәм уларни тизгинләш вә ана-балилар сағлиқини сақлаш хизмитини күчәйтиду, давалаш-сақлиқни сақлаш шараитини йахшилайду.

41-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири тәнтәрбийә ишлирини өз алдиға раваҗландуруп, миллий әнәниви тәнтәрбийә паалийәтлирини қанат йайдуруп, һәр милләт хәлқиниң җисманий қуввитини ашуриду.

42-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири маарип, пән-техника, мәдәнийәт-сәнәт, сәһийә, тәнтәрбийә қатарлиқ җәһәтләрдә башқа җайлар билән болған алақә вә һәмкарлиқни актип қанат йайдуриду. Аптоном район вә аптоном областларниң аптономийә органлири дөләтниң бәлгилимисигә асасән, маарип, пән-техника, мәдәнийәт-сәнәт, сәһийә, тәнтәрбийә қатарлиқ җәһәтләрдә чәт әлләр билән алақә бағлиса болиду.

43-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири қанундики бәлгилимиләргә асасән, ақма нопусни башқуруш чарисини түзүп чиқиду.

44-Мадда миллий аптономийәлик җайлар пиланлиқ туғут вә сағлам туғуш-обдан беқиш йолини тутуп, һәр милләт нопусиниң сапасини өстүриду. Миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири қанундики бәлгилимиләргә асаслинип вә уни өз җайиниң әмәлий әһвалиға бирләштүрүп, пиланлиқ туғутни йолға қойуш чарисини түзүп чиқиду.

45-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири турмуш муһитини вә екологийилик муһитни асрайду вә йахшилайду, булғинишниң башқа иҗтимаий апәтниң алдини алиду вә уни түгитиду, нопус, байлиқ вә муһит ишлириниң тәңкәш раваҗлинишини ишқа ашуриду.

Төтинчи баб: миллий аптономийәлик җайларниң хәлқ сот мәһкимилири вә хәлқ тәптиш мәһкимилири
46-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң хәлқ сот мәһкимилири вә хәлқ тәптиш мәһкимилири өзи билән тәң дәриҗилик хәлқ қурултийи вә униң даимий комитети алдида җавабкар болиду. Миллий аптономийәлик җайларниң тәптиш мәһкимилири йәнә йуқири дәриҗилик хәлқ тәптиш мәһкимилири алдида җавабкар болиду. Миллий аптономийәлик җайлардики хәлқ сот мәһкимилириниң сот хизмити алий хәлқ сот мәһкимисиниң вә йуқири хәлқ сот мәһкимилириниң назаритидә болиду. Миллий аптономийәлик җайларниң хәлқ тәптиш мәһкимилириниң хизмити алий хәлқ тәптиш мәһкимисиниң вә йуқири дәриҗилик хәлқ тәптиш мәһкимилириниң рәһбәрликидә болиду. Миллий аптономийәлик җайлардики хәлқ сот мәһкимилириниң вә хәлқ тәптиш мәһкимилириниң рәһбәрлик тәркибидә вә хизмәтчи хадимлири ичидә территорийәлик аптономийәни йолға қойған милләтниң хадимлири болуши керәк.

47-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң хәлқ сот мәһкимилири вә хәлқ тәптиш мәһкимилири делоларни қарап чиқиш вә тәкшүрүштә, шу җайда кәң қоллинилидиған тилни қоллиниши һәмдә шу җайда кәң қоллинилидиған аз санлиқ милләт тил-йезиқини обдан билидиған хадимларни мувапиқ сәплиши керәк. Шу җайда кәң қоллинилидиған тил-йезиқни билмәйдиған дәва иштиракчилириға тәрҗимә қилдуруп бериши керәк. Қанун һөҗҗәтлирини әмәлий еһтийаҗға қарап, шу җайда кәң қоллинилидиған бир хил йаки бир қанчә хил йезиқ билән йезиши керәк. Һәр милләт пуқралириниң дәва ишлирида өз миллитиниң тил-йезиқини қоллиниш һоқуқи капаләткә игә қилиниду.

Бәшинчи баб: миллий аптономийәлик җайлардики миллий мунасивәт
48-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири өз тәвәсидики милләтләрниң баравәрлик һоқуқидин бәһримән болушиға капаләтлик қилиду. Миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири һәр милләт кадирлирини вә аммисини иттипақлаштуруп, уларниң миллий аптономийәлик җайларни бирликтә гүлләндүрүш йолидики актиплиқини толуқ қозғайду.

49-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири һәр милләт кадирлириға бир-бириниң тил-йезиқини өгиниш һәққидә тәрбийә бериду вә илһам бериду. Хәнзу кадирлар шу җайдики аз санлиқ милләтләрниң тил-йезиқини өгиниши керәк, аз санлиқ милләт кадирлири өз миллитиниң тил-йезиқини өгиниш вә ишлитиш билән бир вақитта, мәмликәт бойичә қоллинилидиған омумий әдәбий тилни вә қелиплашқан хәнзу йезиқиниму өгиниши керәк. Миллий аптономийәлик җайлардики дөләт хадимлиридин шу җайда кәң қоллинилидиған икки хилдин артуқ тил-йезиқни пишшиқ қоллиналайдиғанларни мукапатлаш керәк.

50-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири өз җайида топлишип олтурақлашқан башқа аз санлиқ милләтләрниң өзлиригә мунасип аптономийәлик җай йаки миллий йеза қурушиға йардәм бериду. Миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири өз җайидики милләтләрниң иқтисад, маарип, пән-техника, мәдәнийәт, сәһийә, тәнтәрбийә ишлирини раваҗландурушиға йардәм бериду. Миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири өз тәвәсидә тарқақ олтурақлашқа милләтләрниң алаһидиликигә вә еһтийаҗиға етибар бериду.

51-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири өз җайидики милләтләргә тақилидиған алаһидә мәсилиләрни бир тәрәп қилишта, уларниң вәкиллири билән толуқ кеңишиши, уларниң пикригә һөрмәт қилиши шәрт.

52-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири өз җайидики һәр милләт пуқралириниң асасий қанунда бәлгиләнгән пуқралиқ һоқуқидин бәһримән болушиға капаләтлик қилиду вә уларға өтәшкә тегишлик пуқралиқ мәҗбурийитини ада қилиш тоғрисида тәрбийә бериду.

53-Мадда миллий аптономийәлик җайларниң аптономийә органлири вәтәнни сөйүш, хәлқни сөйүш, әмгәкни сөйүш, пәнни сөйүш, сотсийализмни сөйүштин ибарәт иҗтимаий әхлақни тәшәббус қилиду, өз җайидики һәр милләт пуқралири арисида вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси, коммунистик тәрбийә вә миллий сийасәт тәрбийисини елип бариду, һәр милләт кадирлири вә аммисиға бир-биригә ишиниш, бир-биридин өгиниш, бир-биригә йардәм бериш, бир-бириниң тил-йезиқи, өрп-адити вә диний етиқадиға һөрмәт қилиш, дөләтниң бирликини вә милләтләр иттипақлиқини бирликтә қоғдаш тоғрисида тәрбийә бериду.

Алтинчи баб: йуқири дәриҗилик дөләт органлириниң бурчи
54-Мадда йуқири дәриҗилик дөләт органлириниң миллий аптономийәлик җайларға даир қарарлири, бекитмилири, буйруқлири вә йолйоруқлири миллий аптономийәлик җайларниң әмәлий әһвалиға уйғун болуши лазим.

55-Мадда йуқири дәриҗилик дөләт органлири миллий аптономийәлик җайларниң иқтисадий тәрәққийат истратегийисини тәтқиқ қилиш, түзүш вә йолға қойуш ишлириға йардәм бериши вә йетәкчилик қилиши, миллий аптономийәлик җайларниң иқтисад, маарип, пән-техника, мәдәнийәт, сәһийә, тәнтәрбийә қатарлиқ ишларни тез раваҗландурушиға малийә, пул муамилиси, маддий әшйа, техника вә ихтисаслиқ хадим қатарлиқ җәһәтләрдин йардәм бериши керәк. Дөләт етибар бериш сийасәтлирини түзүп, ички-ташқи мәбләғниң миллий аптономийәлик җайларға селинишиға йетәкчилик қилиду вә илһам бериду. Йуқири дәриҗилик дөләт органлири хәлқ игилики тәрәққийати билән иҗтимаий тәрәққийат пиланини түзүштә, миллий аптономийәлик җайларниң алаһидилики вә еһтийаҗини етибарға елиши лазим.

56-Мадда дөләт бир туташ омумий пиланға вә базар еһтийаҗиға асасән, миллий аптономийәлик җайларда байлиқ мәнбәсини ечиш түрлирини вә асасий муәссәсә қурулушиниң түрлирини алди билән мувапиқ орунлаштуриду. Дөләт зор асасий муәссәсәләргә мәбләғ селиш түрлиридә мәбләғ селиш салмиқини вә сийасәт характерлик банка қәрз пули бериш салмиқини мувапиқ ашуриду. Дөләт миллий аптономийәлик җайларда асасий муәссәсә қурулушини орунлаштурғанда, миллий аптономийәлик җайларниң йүрүшләшкән мәблиғигә еһтийаҗлиқ болса, охшаш болмиған әһвалға қарап, йүрүшләшкән мәбләғни азайтиш вә кәчүрүм қилиш йоли билән етибар бериду. Дөләт миллий аптономийәлик җайларниң әмәлий пән-техника кәшип қилиш вә пән-техника мувәппәқийәтлирини реал ишләпчиқириш күчлиригә айландуруш қәдимини тезлитишигә йардәм бериду, әмәлий техникини вә раваҗлинишиға шараит йар беридиған йуқири, йеңи техникини зор күч билән омумлаштуриду, ихтисаслиқ пән-техника хадимлириниң миллий аптономийәлик җайларға мувапиқ еқишиға актип йетәкчилик қилиду, дөләт миллий аптономийәлик җайларға қурулуш түрлирини йөткәп бәргәндә, шу җайниң шараитиға қарап, илғар, қоллинишқа баб үскүнә вә һүнәр-сәнәт билән тәминләйду.

57-Мадда дөләт миллий аптономийәлик җайларниң иқтисадий тәрәққийат алаһидиликигә вә еһтийаҗиға асасән, пул базири вә капитал базирини һәр тәрәплимә ишқа селип, миллий аптономийәлик җайларға пул муамилиси җәһәттин йар-йөләк болуш салмиқини ашуриду. Пул муамилә аппаратлири миллий аптономийәлик җайлардики турақлиқ мүлүккә мәбләғ селиш түрлириниң вә дөләтниң кәсип сийаситигә уйғун келидиған карханиларниң байлиқ мәнбәсини ечиш, көп хил иқтисадни раваҗландуруш җәһәттики мувапиқ мәбләғ тәлипигә нуқтилиқ йар-йөләк болуши лазим. Дөләт сода банкилириниң милилий аптономийәлик җайларға қаритилған кредит селинмисини көпәйтишигә илһам берип, шу җайлардики карханиларниң мувапиқ мәбләғ тәлипигә актип мәдәт бериду.

58-Мадда йуқири дәриҗилик дөләт органлири малийә, пул муамилиси, ихтисаслиқ хадим қатарлиқ җәһәтләрдин миллий аптономийәлик җайлардики карханиларниң техника йеңилишиға йардәм берип, кәсип қурулмисиниң йуқири дәриҗигә көтүрүлүшини илгири сүриду. Йуқири дәриҗилик дөләт органлири миллий аптономийәлик җайлардики кархана башқуруш хадимлири вә техника хадимлириниң иқтисади тәрәққий қилған районларға берип өгинишигә тәшкилатчилиқи қилиши вә мәдәт бериши, шуниң билән бир вақитта иқтисади тәрәққий қилған районлардики кархана башқуруш хадимлири вә техника хадимлириниң миллий аптономийәлик җайлардики карханиларға берип ишлишигә йетәкчилики қилиши вә илһам бериши лазим.

59-Мадда дөләт түрлүк хас мәбләғләрни тәсис қилип, миллий аптономийәлик җайларниң иқтисадий қурулуш вә мәдәнийәт қурулуш ишлирини раваҗландурушиға йар-йөләк болиду. Дөләт тәсис қилған түрлүк хас мәбләғләр вә вақитлиқ мәхсус миллий йардәм пулини һәр қандақ орунниң азайтиветишигә, тутуп қелишиға, ишлитивелишиға йол қойулмайду, уни аптономийәлик җайларниң нормал хам чот кирими һесабиға киргүзүвелишиға йол қойулмайду.

60-Мадда йуқири дәриҗилик дөләт органлири дөләтниң миллий сода сийаситигә вә милилий аптономийәлик җайларниң еһтийаҗиға асасән, миллий аптономийәлик җайларниң сода, тәминат-сода вә тиббий доригәрлик карханилириға селинма мәбләғ, пул муамилиси, баҗ қатарлиқ җәһәтләрдин йар-йөләк болиду.

61-Мадда дөләт етибар бериш сийасәтлирини түзүп, миллий аптономийәлик җайларниң ташқи иқтисад-содини раваҗландурушиға йар-йөләк болиду, миллий аптономийәлик җайлардики ишләпчиқириш карханилириниң ташқи сода тиҗаритидә өз алдиға иш көрүш һоқуқини чоңайтиду, үстүнлүккә игә йәрлик мәһсулатларниң екиспорт қилинишиға илһам бериду, етибар бериш асасидики чегра сода сийаситини йолға қойиду.

62-Мадда хәлқ игиликиниң раваҗлинишиға вә малийә кириминиң ешишиға әгишип, йуқири дәриҗилик малийә миллий аптономийәлик җайларға малийидин йөткәп чиқим қилиш салмиқини тәдриҗий ашуриду. Адәттикидәк малийидин йөткәп чиқим қилиш, мәхсус түр бойичә малийидин йөткәп чиқим қилиш, аз санлиқ милләтләргә етибар бериш сийасити бойичә малийидин йөткәп чиқим қилиш йоли билән, шуниңдәк дөләт бәлгилигән башқа шәкилләр билән миллий аптономийәлик җайларниң мәбләғ селинмисини көпәйтип, уни миллий аптономийәлик җайларниң иқтисадий тәрәққийати вә иҗтимаий тәрәққийатини тезлитишигә сәрп қилип, шу җайларниң тәрәққий қилған районлар билән болған пәрқини тәдриҗий кичиклитиду.

63-Мадда йуқири дәриҗилик дөләт органлири миллий аптономийәлик җайларниң деһқанчилиқ, чарвичилиқ, орманчилиқ қатарлиқ җәһәтләрдики ишләпчиқириш шараитини вә сучилиқ, қатнаш, енергийә, алақә қатарлиқ асасий муәссәсәлирини йахшилишиға селинма мәбләғ, пул муамилиси, баҗ қатарлиқ җәһәтләрдин йар-йөләк болиду; миллий аптономийәлик җайларниң өз җайидики байлиқтин мувапиқ пайдилинип, йәрлик санаәтни, йеза-базар карханилирини, оттура, кичик карханиларни, шуниңдәк аз санлиқ милләтләр алаһидә еһтийаҗлиқ таварларниң вә әнәниви қол санаәт буйумлириниң ишләпчиқиришини раваҗландурушиға йар-йөләк болиду.

64-Мадда йуқири дәриҗилик дөләт органлири иқтисади тәрәққий қилған районларниң миллий аптономийәлик җайлар билән иқтисадий һәмкарлиқ-техника һәмкарлиқини вә система бойичә көп қатламлиқ, көп тәрәплик йардәм бериш ишини қанат йайдурушиға тәшкилатчилиқ қилиши, мәдәт бериши вә илһам бериши, миллий аптономийәлик җайларниң иқтисадий ишлар, маарип, пән-техника, мәдәнийәт, сәһийә, тәнтәрбийә ишлирини раваҗландурушиға йардәм бериши вә түрткә болуши керәк.

65-Мадда дөләт миллий аптономийәлик җайларда байлиқ мәнбәсини ечиш, қурулуш елип бериш вақтида, миллий аптономийәлик җайларниң мәнпәәтигә етибар бериши, бу ишларни миллий аптономийәлик җайларниң иқтисадий қурулушиға пайдилиқ қилип орунлаштуруши, шу җайдики аз санлиқ милләтләрниң ишләпчиқириши вә турмушиға етибар бериши керәк. Дөләт тәдбир қоллинип, тәбиий байлиқни сиртқа чиқиридиған миллий аптономийәлик җайларға мәнпәәт җәһәттә мәлум төләм бериду. Дөләт иқтисади тәрәққий қилған районлардики карханиларниң өз ара пайда-мәнпәәт йәткүзүш принсипи бойичә, миллий аптономийәлик җайларға берип мәбләғ селишиға, һәр хил шәкилдики иқтисадий һәмкарлиқни қанат йайдурушиға йетәкчилик қилиду вә мәдәт бериду.

66-Мадда йуқири дәриҗилик дөләт органлири миллий аптономийәлик җайларниң зор екологийилик тәңпуңлуқи, муһит муһапизитини һәр тәрәплимә түзәш қурулушиниң түрлирини хәлқ игилики тәрәққийати билән иҗтимаий тәрәққийат пиланиға киргүзүп, бир туташ орунлаштуруши лазим. Миллий аптономийәлик җайлар дөләтниң екологийилик тәңпуңлуқи, муһит муһапизитигә төһпә қошқан болса, дөләт уларға мәнпәәт җәһәттә мәлум төләм бериду. Һәр қандақ тәшкилат йаки шәхс миллий аптономийәлик җайларда байлиқ мәнбәсини ечиш, қурулуш елип бериш вақтида, үнүмлүк тәдбир қоллинип, шу җайларниң турмуш муһити вә екологийилик муһитини қоғдиши вә йахшилиши, булғинишниң вә башқа иҗтимаий апәтниң алдини елиши вә уни түгитиши керәк.

67-Мадда йуқири дәриҗилик дөләт органлириниң миллий аптономийәлик җайлардики карханилири вә кәспий орунлири дөләтниң бәлгилимиси бойичә адәм елиш вақтида, алди билән шу җайлардики аз санли милләтләрдин алиду. Миллий аптономийәлик җайлардики карханилар, кәспий орунлар шу җайлардики аптономийә органлириниң аптономийә һоқуқиға һөрмәт қилиши, шу җайларниң аптономийә низамлири, айрим низамлири вә йәрлик низамлири, қаидилиригә риайә қилиши, шу җайлардики аптономийә органлириниң назаритини қобул қилиши керәк.

68-Мадда йуқири дәриҗилик дөләт органлири миллий аптономийәлик җайлардики аптономийә органлириниң разилиқини алмай туруп, миллий аптономийәлик җайларға қарашлиқ карханиларниң тәвәлик мунасивитини өзгәртсә болмайду.

69-Мадда дөләт вә йуқири дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлири миллий аптономийәлик җайлардики намрат районларға малийә, пул муамилиси, маддий әшйа, техника, ихтисаслиқ хадим қатарлиқ җәһәтләрдин йөләш салмиқини ашуруп, намрат аһалиләрниң намратлиқтин тезрәк қутулуп, һаллиқ сәвийигә йетишигә йардәм бериши лазим.

70-Мадда йуқири дәриҗилик дөләт органлири миллий аптономийәлик җайларниң өз җайидики милләтләрдин һәр дәриҗилик кадирларни, түрлүк кәспий хадимларни вә техник ишчиларни көпләп йетиштүрүшигә йардәм бериду; миллий аптономийәлик җайларниң еһтийаҗиға асасән, миллий аптономийәлик җайларниң хизмитигә қатнаштуруш үчүн һәр хил шәкилләр билән мувапиқ санда оқутқучилар, дохтурлар, пән-техника хадимлири вә игилик башқуруш хадимлирини әвәтиду, уларға турмуш тәминати җәһәттин мунасип етибар бериду.

71-Мадда дөләт миллий аптономийәлик җайларға қаритилған маарип селинмисини көпәйтиду һәмдә алаһидә тәдбирләрни қоллинип, миллий аптономийәлик җайларниң тоққуз йиллиқ мәҗбурийәт маарипини тез омумлаштурушиға вә башқа маарип ишлирини тез раваҗландурушиға йардәм берип, һәр милләт хәлқиниң пән-мәдәнийәт сәвийисини өстүрүшигә йардәм бериду. Дөләт мәхсус йаки асасән аз санлиқ милләт оқуғучилири қобул қилинидиған миллий алий мәктәпләрни ачиду, алий мәктәпләрдә миллий синип, миллий тәййарлиқ курсларни тәсис қилиду һәмдә нишанлиқ қобул қилиш, нишанлиқ тәқсимләш чарисини қолланса болиду. Алий мәктәпләр вә техникомлар йеңи оқуғучи қобул қилиш вақтида, имтиһан бәргән аз санлиқ милләт оқуғучилирини қобул қилиш өлчими вә шәртини лайиқида кәңрәк қойуветиду, нопуси пәвқуладдә аз болған аз санлиқ милләтләрниң имтиһан бәргән оқуғучилириға алаһидә етибар бериду. Һәр дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлири вә мәктәпләр көп хил тәдбирләрни қоллинип, аилисидә иқтисадий қийинчилиқи болған аз санлиқ милләт оқуғучилириниң оқушни тамамлишиға йардәм бериши лазим. Дөләт тәрәққий қилған районларда аз санлиқ милләт оқуғучилири қобул қилинидиған миллий оттура мәктәпләрни йаки адәттики оттура мәктәпләрдә миллий синипларни тәсис қилип, оттура маарипни йолға қойиду. Дөләт миллий аптономийәлик җайларниң һәр милләт оқутқучилирини тәрбийилиши вә йетиштүрүшигә йардәм бериду. Дөләт һәр милләт оқутқучилириниң вә оқуш пүттүргән һәр милләт оқуғучилиридин вәзипә өтәш шәртигә уйғун келидиғанлириниң миллий аптономийәлик җайларға берип маарип, оқутуш хизмити билән шуғуллинишиға тәшкилатчилиқ қилиду вә илһам бериду һәмдә уларға тәминат җәһәттә мунасип етибар бериду.

72-Мадда йуқири дәриҗилик дөләт органлири һәр милләт кадирлири вә аммиси арисида миллий сийасәт тәрбийисини күчәйтиши, миллий сийасәт вә алақидар қанунларниң һөрмәтлиниши вә иҗра қилиниш әһвалини даим тәкшүрүп туруши лазим.

Йәттинчи баб: қошумчә қаидә
73-Мадда говуйүән вә униң алақидар тармақлири өзлириниң хизмәт һоқуқи даирисидә, бу қанунни йолға қойуш үчүн, мәмурий низам, қаидә, конкрет тәдбир вә чариләрни айрим-айрим түзүп чиқиши керәк. Аптоном районлуқ вә тәвәликидә аптоном област, аптоном наһийә болған өлкә, биваситә қарашлиқ шәһәрлик хәлқ қурултайлири вә уларниң даимий комитетлири өз җайиниң әмәлий әһвалиға бирләштүрүп, бу қанунни йолға қойушниң конкрет чарисини түзүп чиқиду.

74-Мадда бу қанун мәмликәтлик хәлқ қурултийи мақуллиғандин кейин, 1984-йили 10-айниң 1-күнидин етибарән йолға қойулиду.

Leave a Reply

Your email address will not be published. Required fields are marked *