Аккумулйатор

Исим [русчә«латинчә] «физика» електр енергийисини химийилик енергийигә айландуруп сақлап қойидиған қурулма. Ток ишләтмәкчи болғанда, йәнә химийилик өзгириш арқилиқ електр енергийиси чиқирилиду.

Аккордийон

Исим [русчә«франсузчә»] «музика» йерим авазлиқ гармон. Титригүчи метал пластинка, қатлинидиған терә шамал сандуқи вә бир қатар тиллардин тәркиб тапиду; чалған чағда сол қол билән шамал тартилиду, оң қол бармақлири билән тиллар бесилиду.