Ағринмақ

Пеил ①рәнҗимәк, нарази болмақ, хапа болмақ: меһрибан әзизниң путини кесишкә оңайлиқчә көнмәйду вә бу ишта султандин ағриниду. ②Чидимаслиқ қилмақ: сәмәт нөвити кәлгәндә өзиниң қорсиқиға бирәр җиң гөш елип йейишкиму ағриниду.

Ағримақ

Пеил ①кесәл болмақ, бирәр кесәлгә йолуқмақ: адил ойлимиған йәрдин уштумтут ағрип қалди. ②Кесәл болуш, җараһәтлиниш йаки чарчаш қатарлиқ сәвәбләр билән бәдәнниң бирәр җайи азабланмақ: қәйәр ағриса, җан шу йәрдә (мақал).