Җуңхуа Хәлқ Җумһурийитиниң Асасий Қануни

1982- Йили 12- айниң 4- күни 5- нөвәтлик мәмликтлик хәлқ қурултийиниң 5- йиғинида мақулланған, 1982- йили 1 - айниң 4- күни мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң елани билән йолға қойушқа җакарланған, 1988– йили 4- айниң 12– күни 7- нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң 1– йиғинида мақулланған «җуңхуа хәлқ җумһурийити асасий қануниниң түзитилмиси», 1993– йили 3 – айниң 29– күни 8– нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң 1– йиғинида мақулланған «җуңхуа хәлқ җумһурийити асасий қануниниң түзилтилмиси» вә 2004– йили 3– айниң 14– күни 10– нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қултийитиниң 2– йиғинида мақуллланған «җуңхуа хәлқ җумһурийити асасий қануниниң түзитилмиси» гә асасән түзитилгән.
1 – Баб омумий программа
1 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийити ишчилар синипи рәһбәрлик қилидиған, ишчи, деһқанлар иттипақини асас қилған хәлқ демократийиси диктаторилиқидики сотсийалистик дөләт. Сотсийалистик түзүм җуңхуа хәлқҗумһурийитиниң түп түзми. Сотсийалистик түзүмгә һәрқандақ тәшкилат йаки шәхсниң бузғунчилиқ қилиши мәни қилиниду.

2 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитидә барлиқ һакимийәт хәлққә мәнсуп. Мәмликәтлик хәлқ қурултийи вә йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ қурултайлири хәлқниң дөләт һакимийитини йүргүзидиған органлиридур. Хәлқ дөләт ишлирини, иқтисадий ишларни вә мәдәнийәт ишлирини, җамаәт ишлирини қанундики бәлгилимиләр бойичә түрлүк йоллар вә шәкилләр билән башқуриду.

3 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң дөләт аппаратлири демократийә – мәркәзләштүрүш принсипини йолға қойиду. Мәмликәтлик хәлқ қурултийиму, йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ қурултайлириму демократик сайлам арқилиқ вуҗудқа келиду, хәлқ алдида җавабкар болиду, хәлқниң назаритидә болиду. Дөләтниң мәмурий органлири, сот органлири, тәптиш органлири хәлқ қурултайлири тәрипидин вуҗудқа кәлтүрүлиду, улар алдида җавабкар болиду, уларниң назаритидә болиду. Мәркәздики дөләт аппаратлири билән җайлардики дөләт аппаратлириниң хизмәт һоқуқи мәркәзниң бир туташ рәһбәрликидә җайларниң тәшәббускарлиқини вә актиплиқини толуқ җари қилдуруш принсипи бойичә айрилиду.

4 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитидики һәммә милләт баббаравәр. Дөләт аз санлиқ милләтләрниң қануний һоқуқи вә мәнпәитигәкапаләтлик қилиду. Милләтләрниң баравәрлик, иттипақлиқ, һәмкарлиқ мунасивитини қоғдайду вә раваҗландуриду. Һәрқандақ милләтни кәмситиш вә езишни мәни қилиду, милләтләр иттипақлиқини бузидиған вә миллий бөлгүнчилик қилидиған һәрикәтләрни мәни қилиду. Дөләт аз санлиқ милләтләрниң алаһидиликигә вә еһтийаҗиға қарап, аз санлиқ милләт районлириниң иқтисадий тәрәққийатини вә мәдәнийәт тәрәққийатини тезлитишкә йардәм бериду. Аз санлиқ милләтләр топлишип олтурақлашқан җайларда территорийилик аптономийә йолға қойулиду, аптономийә органлири тәсис қилиниду, аптономийә һоқуқи йүргүзүлиду. Миллий аптономийилик җайларниң һәммиси җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң айрилмас қисмидур. Милләтләрниң һәммиси өз тил – йезиқини қоллиниш вә тәрәққий қилдуруш әркинликигә, өзлириниң өрп – адәтлирини сақлап қелиш йаки ислаһ қилиш әркинликигә игә.

5 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийити дөләтни қанун билән идарә қилишни йолға қойиду, қанун билән идарә қилинидиған сотсийалистик дөләт қуриду. Дөләт сотсийалистик қанунчилиқниң бирликини вә иззәт – һөрмитини қоғдайду. Қанун, мәмурий низам вә йәрлик низамларниң һечқайсиси асасий қанунға зит кәлмәслики лазим. Барлиқ дөләт органлири вә қораллиқ күчләр, һәрқайси партийләр вә җамаәт тәшкилатлири, кархана тәшкилатлири, кәспий тәшкилатлар асасий қанунға вә қанунларға риайә қилиши шәрт. Асасий қанунға вә қанунларға хилап һәрикәтләр сүрүштүрүлүши шәрт. Һәрқандақ тәшкилатниң йаки шәхсниң асасий қанундин вә қанунлардин һалқип, имтийазға игә болувелишиға йол қойулмайду.

6 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитидә сотсийалистик иқтисадий түзүмниң асаси – ишләпчиқириш васитилиригә болған сотсийалистик омумий мүлүкчилик, йәни омумий хәлқ мүлүкчилики вә әмгәкчиләр аммисиниң коллектип мүлүкчиликидур. Сотсийалистик омумий мүлүкчиликтә кишини киши експилататсийә қилидиған түзүм йоқитилған болиду, һәрким қабилийитигә йариша ишләш, һәркимгә әмгикигә қарап тәқсим қилиш принсипи йолға қойулиду. Дөләт сотсийализмниң дәсләпки басқучида, омумий мүлүкчилик асасий гәвдә қилинидиған, көп хил мүлүкчилик игилики бирликтә раваҗландурулидиған асасий иқтисадий түзүмдә чиң туриду, әмгәккә қарап тәқсим қилиш асасий гәвдә қилинидиған, көп хил тәқсимат усули тәң мәвҗут болуп туридиған тәқсимат түзүмидә чиң туриду.

7 – Мадда дөләт игиликидики игилик йәни сотсийалистик омумий хәлқ мүлүкчиликидики игилик – хәлқ игиликидә йетәкчи күч. Дөләт дөләт илкидики игиликниң мустәһкәмлиниши вә раваҗлинишини капаләткә игә қилиду.

8 – Мадда йезилардики коллектип иқтисадий тәшкилатларда аилиләр бойичә һөддигә елип игилик башқуруш асас қилинған, бир туташ башқуруш билән тарқақ башқуруш бирләштүрүлгән қош қатламлиқ игилик башқуруш түзүлмиси йолға қойулиду. Йезилардики ишләпчиқириш, тәминат – сода, аманәт – қәрз, истемал қатарлиқ түрлүк шәкилдики копиратсийә игиликлири әмгәкчиләр аммисиниң сотсийалистик коллектип мүлүкичликидики игиликтур. Йезилардики коллектип иқтисадий тәшкилатларға қатнашқан әмгәкчиләр қанунда бәлгиләнгән даиридә қалдуруқ йәр, қалдуруқ тағ, аилә қошумчә кәспини башқуруш вә қалдуруқ чарвиларни беқиш һоқуқиға игә. Шәһәр – базарлардики қол санаәт, санаәт, бинакарлиқ, транспорт, сода, мулазимәтчилик қатарлиқ кәсипләрниң түрлүк шәкилдики копиратсийә игиликлириниң һәммиси әмгәкчиләр аммисиниң сотсийалистик коллектип мүлүкчиликидики игиликтур. Дөләт шәһәр вәйезилардики коллектип иқтисадий тәшкилатларниң қануний һоқуқ вә мәнпәитини қоғдайду, коллектип игиликиниң раваҗлинишиға илһам бериду, йетәкчилик қилиду вә йардәм бериду.

9 – Мадда кан байлиқи, су, орман, тағ, йайлақ, боз йәр, саһил қатарлиқ тәбиий байлиқлар дөләт мүлки йәни омумий хәлқ мүлки болиду; қанунда коллектип мүлки дәп бәлгиләнгән орман вә тағ, йайлақ, боз йәр, саһил буниңға кирмәйду.
Дөләт тәбиий байлиқлардин мувапиқ пайдилинишқа капаләтлик қилиду, әтиварлиқ һайванат вә өсүмлүкләрни қоғдайду. Һәрқандақ тәшкилатниң йаки шәисниң тәбиий байлиқларни һәрқандақ йол билән игиливелиши йаки бузушини мәни қилиду.

10– Мадда шәһәрләрдики йәрләр дөләт мүлки болиду. Йезилардики вә шәһә әтрапи районлиридики йәрләрниң қанунда дөләт мүлки дәп бәләиләнгәндин башқилири коллектип мүлки болиду; өй орни вә қалдуруқ йәр, қалдуруқ тағларму коллектип мүлки болиду. Дөләт җамаәт мәнпәитиниң еһтийаҗи үчүн, қанундики бәлгилимиләр бойичә йәрни йиғивалса йаки елип ишләтсә болиду һәмдә төләм бериду. Һәрқандақ тәшкилтниң йаки шәхсниң йәрләрни игиливелишиға, елиш – сетишиға, иҗаригә беришигә йаки башқа шәкилләр билән қанунсиз өтүнүп беришигә йол қойулмайду. Йәрләрдин пайдилиниш һоқуқини қанундики бәлгилимә бойичә өтүнүп беришкә болиду. Йәр ишләткүчи һәрқандақ тәшкилат вә шәхс йәрдин мувапиқ пайдилиниши лазим.

11- Мадда қанунда бәлгиләнгән даиридики йәккә игилик, хусусий игилик қатарлиқ омумий мүлүкчиликтә болмиған игиләр сотсийалистик базар игиликиниң муһим тәркибий қисми. Дөләт йәккә игилик, хусусий игилик қатарлиқ омумий мүлүкчиликтә болмиған игиликләрниң қануний һоқуқи вә мәнпәитини қоғдайду. Дөләт омумий мүлүкчиликтә болмиған игиликләрниң тәрәққийатиға илһам һәм мәдәт бериду вә йетәкчилик қилиду һәмдә омумий мүлүкчиликтә болмиған игиликләрни қанун бойичә назарәт қилиду вә башқуриду.

12 – Мадда сотсийалистик җамаәт мүлки муқәддәс вә дәхлисиздур. Дөләт сотсийалистик җамаәт мүлкини қоғдайду. Һәрқандақ тәшкилатниң йаки шәисниң дөләт вә коллектип мүлкини һәрқандақ йол билән игиливелиши йаки бузушини мәни қилиду.

13 – Мадда пуқраларниң қанунлуқ хусусий мүлки дәхлисиздур. Дөләт пуқраларниң хусусий мүлүк һоқуқини вә варислиқ һоқуқини қанундики бәлгилимиләр бойичә қоғдайду. Дөләт җамаәт мәнпәитиниң еһтийаҗи үчүн, пуқраларниң хусусий мүлкини қанундики бәлгилимиләр бойичә йиғивалса йаки елип ишләтсә болиду һәм төләм бериду.

14 – Мадда дөләт әмгәкчиләрниң актиплиқини вә техника сәвийисини өстүрүш, илғар пән - техникини омумлаштуруш, игилик башқуруш түзүлмисини вә кархана башқуруш түзүмини мукәммәлләштүрүш, түрлүк шәкилдики сотсийалистик мәсулийәт түзүмлирини йолға қойуш, әмгәк тәшкилатлирини йахшилаш арқилиқ, әмгәк үнүмдарлиқини вә иқтисадий үнүмни үзлүксиз өстүриду, иҗтимаий ишләпчиқириш күчлирини раваҗландуриду. Дөләт иқтисадчиллиқни қаттиқ йолға қойуп, исрапчилиққа қарши туриду. Дөләт җуғланма билән истемални мувапиқ орунлаштуриду, дөләт, коллектип вә шәхсниң мәнпәитигә тәң етибар бериду, ишләпчиқиришни раваҗландуруш асасида хәлқниң маддий вә мәдәний турмушини пәйдинпәй йахшилайду. Дөләт иқтисадий тәрәққийат сәвийисигә уйғун келидиған иҗтимаий капаләт түзүмини бәрпа қилиду вә мукәммәлләштүриду.

15 – Мадда дөләт сотсийалистик базар игиликини йолға қойиду. Дөләт иқтисадий қанун чиқириш ишини күчәйтиду, макролуқ тәңшәш – тизгинләш ишини мукәммәлләштүриду. Дөләт һәрқандақ тәшкилатниң йаки шәхсниң иҗтимаий – иқтисадий тәртипни қалаймиқанлаштурушни қанун бойичә мәни қилиду.

16 – Мадда дөләт карханилири қанунда бәлгиләнгән даиридә өз алдиға игилик башқурушқа һоқуқлуқ. Дөләт карханилири қанундики бәлгилимә бойичә, ишчи – хизмәтчиләр қурултийи вә башқа шәкилләр арқилиқ демократик башқурушни йолға қойиду.

17 – Мадда коллектип иқтисадий тәшкилатлар демократик башқурушни йолға қойиду, қанун бойичә башқурғучи хадимларни сайлайду вә вәзиписидин қалдуриду, игилик башқуруш җәһәттики чоң – чоң мәсилиләрни бәлгиләйду.

18 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийити чәт әлләрниң карханилири вә башқа иқтисадий тәшкилатларниң йаки чәт әллик шәхсләрниң җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң қанундики бәлгилимилимиләр бойичә җуңгода мәбләғ селишиға, җуңго карханилири йаки башқа иқтисадий тәшкилатлири билән һәр хил шәкилдики иқтисадий һәмкалирқни йолға қойушиға рухсәт қилиду. Чәт әлләрниң җуңго земинидики карханилири вә башқа иқтисадий тәшкилатлири шуниңдәк җуңго – чәт әл шерикчиликидики карханилар җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң қанунлириға риайә қилиши шәрт. Уларниң қануний һоқуқи вә мәнпәити җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң қануни билән қоғдилиду.

19 – Мадда дөләт сотсийалистик маарип ишлирини раваҗландуруп, пүтүн мәмликәт хәлқиниң пән – мәдәнийәт сәвийисини өстүриду. Дөләт һәр хил мәктәпләрни ечип, башланғуч мәҗбурийәт маарипини омумлаштуриду, оттура маарип, кәспий маарип вә алий маарипни раваҗландуриду һәмдә оқуш йешидин бурунқи маарипни раваҗландуриду. Дөләт һәр хил маарип муәссәслирини көпәйтип, саватсизлиқни түгитиду, ишчиларни, деһқанларни, дөләт хадимлирини вә башқа әмгәкчиләрни сийасий, мәдәнийәт, илим – пән, техника вә кәспий җәһәтләрдин тәрбийиләйду, өзлүкидин өгинип камаләт тепишқа илһам бериду. Дөләт коллектип иқтисадий тәшкилатларниң, дөләтниң кархана – кәспий тәшкилатлириниң вә башқа иҗтимаий күчләрниң қанундики бәлгилимә бойичә түрлүк маарип ишлирини йолға қойушиға илһам бериду. Дөләт мәмликәт бойичә қоллинидиған омумий әдәбий тилни омумлаштуриду.

20 – Мадда дөләт тәбиий пән вә иҗтимаий пән ишлирини раваҗландуриду, пән вә техника билимлирини омумлаштуриду, илмий тәтқиқат мувәппәқийәтлирини вә техника саһәсидики иҗадийәт – кәшпийатларни мукапатлайду.

21 – Мадда дөләт давалаш, сақлиқни сақлаш ишлирини, һазирқи заман тебабәтчилик – доригәрлик ишлирини вә елимизниң әнәниви тебабәтчилик – доригәрлик ишлирини раваҗландуриду, йезилардики коллектип иқтисадий тәшкилатларниң, дөләтниң кархана – кәспий тәшкилатлириниң вә мәһәллә тәшкилатлириниң һәр хил давалаш, сақлиқни сақлаш муәссәсилирини қурушиғаилһам вә мәдәт бериду, аммиви тазилиқ паалийәтлирини қанат йайдуруп, хәлқниң саламәтликини қоғдайду. Дөләт тәнтәрбийә ишлирини раваҗландуруп, аммиви тәнтәрбийә паалийәтлирини қанат йайдуруп, хәлқниң җисманий қуввитини ашуриду.

22 – Мадда дөләт хәлқ үчүн хизмәт қилидиған, сотсийализм үчүн хизмәт қилидиған әдәбийат – сәнәт ишлирини, ахбарат, радио – телевизийә ишлирини, нәшрийатчилиқ, китаб тарқитиш ишлирини, кутупхана, музей, мәдәнийәт йурти вә башқа мәдәнийәт ишлирини раваҗландуриду, аммиви мәдәнийәт паалийәтлирини қанат йайдуриду. Дөләт мәшһур йадикарлиқларни, қиммәтлик асар әтиқиләрни вә башқа муһим тарихий мәдәний мирасларни қоғдайду.

23 – Мадда дөләт сотсийализм үчүн хизмәт қилидиған һәр хил ихтисаслиқ хадимларни йетиштүрүп, зийалийлар қошунини кеңәйтиду, уларниң сотсийалистик заманивилаштуруш қурулушидики ролини толуқ җари қилиши үчүн шараит йаритип бериду.

24 – Мадда дөләт ғайә тәрбийиси, әхлақ тәрбийиси, мәдәнийәт тәрбийиси, интизам вә қанунчилиқ тәрбийисини омумлаштуруш арқилиқ, шәһәр – йезиларда охшаш болмиған даиридики амма арисида һәр хил қаидә, әһдинамиләрни түзүш вә иҗра қилиш арқилиқ, сотсийалистик мәниви мәдәнийлик қурулушини күчәйтиду. Дөләт вәтәнни сөйидиған, хәлқни сөйидиған, әмгәкни сөйидиған, пәнни сөйидиған, сотсийализмни сөйидиған иҗтимаий әхлақни тәшәббус қилиду, хәлқ арисида вәтәнпәрвәрлик коллектипчилиқ тәрбийиси вә интернатсионализмлиқ, коммунистик тәрбийә елип бариду, диалектик материйализмлиқ вә тарихий материйализмлиқ тәрбийә елип бардиду, капиталистик, феодаллиқ чирик идийигә вә башқа чирик идийиләргә қарши туриду.

25 – Мадда дөләт пиланлиқ туғутни йолға қойуп, нопусниң көпийишини иқтисадий вә иҗтимаий тәрәққийат пиланиға уйғунлаштуриду.

26 – Мадда дөләт турмуш муһитини вә екологийилик муһитни муһапизәт қилиду вә йахшилайду, булғинишниң вә башқа иҗтимаий зийандашлиқиниң алдини алиду һәмдә уларни тизгинләйду. Дөләт көчәт тикип орман бина қилишқа тәшкилатчилиқ қилиду вә илһам бериду, орманларни муһапизәт қилиду.

27 – Мадда барлиқ дөләт органлири ихчам болуш принсипини йолға қойиду, хизмәт мәсулийәт түзүмини йолға қойиду, хадимларни тәрбийиләш вә синаш түзүмини йолға қойиду, хизмәт сүпитини вә хизмәт үнүмини үзлүксиз өстүриду, бйурократлиққа қарши туриду. Барлиқ дөләт органлири вә дөләт хадимлири хәлқниң қоллишиға тайиниши, хәлқ билән зич алақә бағлап туруши, хәлқниң пикир вә тәклиплиригә қулақ селиши, хәлқниң назаритини қобул қилиши, хәлқ үчүн тиришип хизмәт қилиши шәрт.

28 – Мадда дөләт җәмийәт тәртипини қоғдайду, вәтәнгә асийлиқ қилидиған вә дөләтниң бихәртәрликигә хәвп йәткүзидиған башқа җинайи һәрикәтләрни бастуриду, җәмийәт аманлиқиға хәвп йәткүидиған, сотсийалистик иқтисадқа бузғунчилиқ қилидиған һәрикәтләр вә башқа җинайи һәрикәтләр билән шуғулланғанларни җазалайду, җинайәтчиләрни җазалайду вә өзгәртиду.

29 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң қораллиқ күчлири хәлққә мәнсуп. Уларниң вәзиписи дөләт мудапиәсини мустәһкәмләш, таҗавузчилиққа қарши туруш, вәтәнни қоғдаш, хәлқниң тинч әмгикини қоғдаш, дөләтниң қурулуш ишлириға қатнишиш, хәлқ үчүн тиришип хизмәт қилиш. Дөләт қораллиқ күчләрни инқилабийлаштуруш, заманивилаштуруш, мунтизимлаштуруш қурулушини күчәйтип, дөләт мудапиәси күчини ашуриду.

30 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитидә мәмурий районларниң бөлүнүши мундақ болиду

(1) Пүтүн мәмликәт өлкә, аптоном район, биваситә қарашлиқ шәһәрләргә бөлүниду

(2)Өлкә вә аптоном районлар аптоном област, наһийә, аптоном наһийә, шәһәрләргә бөлүниду

(3)Наһийә вә аптоном наһийиләр йеза, миллий йеза, базарларға бөлүниду. Биваситә қарашлиқ шәһәр вә чоңрақ шәһәрләр район, наһийиләргә бөлүниду. Аптоном областлар наһийә, аптоном наһийә, шәһәрләргә бөлүниду. Аптоном районлар, аптоном областлар, аптоном наһийиләрниң һәммиси миллий аптономийилик җайлардур.

31 – Мадда дөләт зөрүр тепилғанда алаһидә мәмурий район тәсис қилиду, алаһидә мәмурий районда йолға қойулидиған түзүмләрни мәмликәтлик хәлқ қурултийи конкрет әһвалға қарап қанун арқилиқ бәлгиләйду.

32 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийити җуңго земинидики чәт әлликләрниң қануний һоқуқи вә мәнпәитини қоғдайду, җуңго земинидики чәт әлликләр җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң қанунлириға риайә қилиши шәрт. Җуңхуа хәлқ җумһурийити сийасий сәвәб билән панаһ тилигән чәт әлликләргә панаһлиниш һоқуқи бериду.

2 -Баб пуқраларниң асасий һоқуқи вә мәҗбурийити
33 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң тәвәликидә болғанлики киши җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң пуқрасидур. Җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң пуқралири қанун алдида баббаравәр. Дөләт кишилик һоқуқни һөрмәт қилиду вә капаләткә игә қилиду. Һәрқандақ пуқра асасий қанунда вә қанунларда бәлгиләнгән һоқуқтин бәһримән болиду, шуниң билән биллә улар асасий қанунда вә қанунларда бәлгиләнгән мәҗбурийәтни ада қилиши шәрт.

34 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң йеши 18 гә толған пуқралириниң һәммиси миллити, ирқи, җинсий, кәспи, аилә келип чиқиши, диний етиқади, билим дәриҗиси, мал – мүлүк әһвали вә олтурақлишиш вақтиға қаримай, сайлаш һоқуқиға вә сайлиниш һоқуқиға игә; лекин қанун бойичә сийасий һоқуқтин мәһрум қилинғанлар буниң сиртида.

35 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң пуқралири сөз, мәтбуат, йиғин өткүзүш, тәшкилатларға уйушуш, намайиш қилиш, күч көрситиш әркинликигә игә.

36 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң пуқралири диний етиқад әркинликигә игә. Һәрқандақ дөләт оргининиң, җамаәт тәшкилати вә шәхсниң пуқраларни динға етиқад қилишқа йаки етиқад қилмаслиққа зорлишиға, динға етиқад қилидиған пуқраларниму, динға етиқад қилмайдиған пуқраларниму кәмситишигә йол қойулмайду. Дөләт нормал диний паалийәтләрни қоғдайду. Һәрқандақ кишиниң диндин пайдилинип җәмийәт тәртипини бузидиған, пуқраларниң саламәтликигә зийан йәткүзидиған, дөләтниң маарип түзүмигә тосқунлуқ қилидиған һәрикәтләрни елип беришиға йол қойулмайду. Диний тәшкилатлар вә диний ишлар чәт әл күчлиригә беқинмайду.

37 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийити пуқралириниң җисманий әркинлики дәхлисиздур. Һәрқандақ пуқра хәлқ тәптиш мәһкимисиниң тәстиқисиз йаки қарарисиз йаки хәлқ сот мәһкимисиниң қарарисиз вә җамаәт хәвпсизлики оргининиң иҗрасисиз қолғаелинмайду. Пуқраларни қанунсиз қамап қойуш вә башқа қанунсиз йоллар билән җисманий әркинликидин мәһрум қилиш йаки уларниң җисманий әркинликини чәкләш мәни қилиниду, пуқраларниң йенини қанунсиз ахтуруш мәни қилиниду.

38 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийити пуқралириниң кишилик иззити дәхлисиздур. Пуқраларға һәрқандақ йол билән һақарәт кәлтүрүш, төһмәт қилиш вә қарар чаплап зийанкәшлик қилиш мәни қилиниду.

39 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийити пуқралириниң өй - җайи дәхлисиздур. Пуқраларниң өйини қанунсиз ахтуруш йаки уларниң өйигә қанунсиз бастуруп кириш мәни қилиниду.

40 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийити пуқралириниң хәт – алақә әркинлики вә хәт – алақә мәхпийити қанун билән қоғдилиду. Дөләт бихәтәрликиниң еһтийаҗи йаки җинайи ишлар җинайитини сүрүштүрүш еһтийаҗи билән җамаәт хәвпсизлики органлири йаки тәптиш органлири хәт – алақиләрни қанунда бәлгиләнгән рәсмийәт бойичә тәкшүргәндин башқа, һәрқандақ тәшкилатниң йаки шәисниң һәрқандақ баһанә билән пуқраларниң хәт – алақә әркинликигә вә хәт – алақә мәхпийитигә дәхли – тәруз йәткүзүшигә йол қойулмайду.

41 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң пуқралири һәрқандақ дөләт оргини вә дөләт хадими үстидин тәнқид вә тәклип бериш һоқуқиға игә; һәрқандақ дөләт оргини вә дөләт хадиминиң қанунға хилаплиқ қилиш вә вәзиписини ада қилмаслиқ һәрикәтлири үстидин мунасивәтлик дөләт органлириға шикайәт қилиш, әрз қилиш йаки паш қилиш һоқуқиға игә, лекин пакит ойдуруш йаи пакитни бурмилаш йоли билән қара чаплап зийанкәшлик қилишқа йол қойулмайду. Мунасивәтлик дөләт органлири пуқралар шикайәт қилған, әрз қилған йаки паш қилған ишларни ениқлап, мәсуллуқ билән бир тәрәп қилиши шәрт. Һәрқандақ кишиниң бесим ишлитишигә вә зәрбә берип өч елишиға йол қойулмайду. Пуқралиқ һоқуқи дөләт органлириниң вә дөләт хадимлириниң дәхли - әрузиға учрап зийан тартқанлар қанундики бәлгилимиләр бойичә зийанни төлитивелишқа һоқуқлуқ.

42 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийити пуқралириниң әмгәк қилиш һоқуқи вә мәҗбурийити бар. Дөләт ишқа орунлишишқа түрлүк йоллар билән шараит йаритиду, әмгәк муһапизитини күчәйтиду, әмгәк шараитини йахшилайду һәмдә ишләпчиқиришни раваҗландуруш асасида әмгәк һәққини вә параванлиқ тәминатини өстүриду. Әмгәк қилиш – әмгәк иқтидариға игә һәммә пуқраниң шәрәплик бурчи. Дөләт карханилирида ишләйдиған әмгәкчиләрму, шәһәр – йезилардики коллектип иқтисадий тәшкилатларда ишләйдиған әмгәкчиләрму өз әмгикигә дөләтниң игиси сүпитидә муамилә қилиши лазим. Дөләт сотсийалистик әмгәк мусабиқисини тәшәббус қилиду, әмгәк нәмуничилирини вә хизмәт илғарлирини мукапатлайду. Дөләт пуқраларниң халисанә әмгәк билән шуғуллинишини тәшәббус қилиду. Дөләт ишқа орунлишиш алдида турған пуқраларни ишқа орунлаштуруш мунасивити билән тегишлик дәриҗидә тәрбийиләйду.

43- Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң әмгәкчилири дәм елиш һоқуқиға игә. Дөләт әмгәкчиләр дәм алидиған вә күтүнидиған муәссәсиләрни көпәйтиду, ишчи – хизмәтчиләрниң иш вақтини вә дәм елиш түзүмини бәлгиләйду.

44 – Мадда дөләт қанунидики бәлгилимиләргә бинаән, кархана тәшкилатлириниң, кәспий тәшкилатларниң ишчи – хизмәтчилирини вә дөләт органлириниң хадимлирини пенсийигә чиқириш түзүмини йолға қойиду. Пенсийигә чиққан хадимларниң турмушиға дөләт вә җәмийәт капаләтлик қилиду.

45 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң пуқралири қериғанда, кесәл болғанда йаки әмгәк иқтидаридин қалғанда, дөләттин вә җәмийәттин маддий йардәм елиш һоқуқиға игә. Дөләт пуқраларниң бу һоқуқидин бәһримән болуши үчүн зөрүр болған иҗтимаий суғурта, иҗтимаий қутқузуш вә давалаш, сақлиқни сақлаш ишлирини раваҗландуриду. Дөләт вә җәмийәт мейип һәрбийләрниң турмушиға капаләтлик қилиду, инқилабий қурбанларниң аилә тавабиатлириға нәпиқә бериду, һәрбийләрниң аилә тавабиатлириға етибар бериду. Дөләт вә җәмийәт әма, гас, гача вә башқа мейип пуқраларниң ишқа орунлишишға турмушини сәрәмҗанлаштурушиға вә билим елишиға йардәм бериду.

46 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийити пуқралириниң билим елиш һоқуқи вә мәҗбурийити бар. Дөләт йашларни, өсмүрләрни вә балиларни тәрбийиләп, әхлақий, әқли вә җисманий җәһәтләрдин әтраплиқ йетилдүриду.

47 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң пуқралири илмий тәтқиқат, әдәбийат – сәнәт иҗадийити вә башқа мәдәний паалийәтләр билән шуғуллиниш әркинликигә игә. Дөләт маарип, илим – пән, техника, әдәбийат, сәнәт вә башқа мәдәнийәт ишлири билән шуғулланғучи пуқраларниң хәлққә пайдилиқ иҗабий хизмитигә илһам бериду вә йардәм бериду.

48 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң айаллири сийасий, иқтисадий, мәдәний, иҗтимаий вәаиливи һайат саһәлири қатарлиқ һәрқайси саһәләрдә әрләр билән һоқуққа игә. Дөләт айалларниң һоқуқи вә мәнпәитини қоғдайду, әрләр билән айалларниң охшаш ишиға охшаш һәқ бееришни йолға қойиду, айал кадирларни йетиштүриду вә таллап өстүриду.

49 – Мадда никаһ, аилә, анилар, вә балилар дөләт тәрипидин муһапизәт қилиниду. Әр билән хотнниң пиланлиқ пәрзәнт көрүш мәҗбурийити бар. Ата – аниниң қурамиға йәтмигән балилирини беқиш вә уларниң һалидин хәвәр елиш мәҗбурийити бар. Никаһ әркинликигә бузғунчилиқ қилиш мәни қилиниду, қериларни, айалларни вә балиларни харлаш мәни қилиниду.

50 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийити җуңго муһаҗирлириниң һәққаний һоқуқи вә мәнпәитини қоғдайду, вәтәнгә қайтип кәлгән муһаҗирларниң вә муһаҗирларниң аилә тавабиатлириниң қануний һоқуқ – мәнпәитини қоғдайду.

51 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң пуқралири әркинлик вә һоқуқтин бәһримән блғанда, дөләтниң, җәмийәтниң, коллектипниң мәнпәитигә вә башқа пуқраларниң қануний әркинлики вә һоқуқиға зийан йәткүзмәслики керәк.

52 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийити пуқралириниң дөләтниң бирликини вә пүтүн мәмликитимиздики милләтләрниң иттипақлиқини қоғдаш мәҗбурийити бар.

53 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң пуқралири асасий қанунға вә қанунларға риайә қилиши, дөләтниң мәхпийитини сақлиши, җамаәт мүлкини асриши, әмгәк интизамиға риайә қилиши, җамаәт тәртипигә риайә қилиши, иҗтимаий әхлаққа һөрмәт қилиши шәрт.

54 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийити пуқралириниң вәтәнниң бихәтәрликини, шан – шөһритини вә мәнпәитини қоғдаш мәҗбурийити бар, улар вәтәнниң бихәтәрликигә, шан - шөһритигә вә мәнпәитигә зийан йәткүзидиған һәрикәтләрни қилмаслиқи керәк.

55 – Маддавәтәнни қоғдаш, таҗавузчилиққа қарши туруш җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң һәрбир пуқрасиниң муқәддәс бурчидур. Қанун бойичә һәрбий хизмәт өтәш вә хәлқ әскири тәшкилатиға қатнишиш җуңхуа хәлқ җумһурийити пуқралириниң шәрәплик мәҗбурийитидур.

56 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийити пуқралириниң қанун бойичә баҗ төләш мәҗбурийити бар.

3 – Баб дөләт аппаратлири
1 – Параграф мәмликәтлик хәлқ қурултийи

57 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң мәмликәтлик хәлқ қурултийи дөләтниң алий һакимийәт оргинидур. Мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң даимий комитети униң даимий оргинидур.

58 – Мадда мәмликәтлик хәлқ қурултийи вә мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң даимий комитети дөләтниң қанун чиқириш һоқуқини йүргүзиду.

59 – Мадда мәмликәтлик хәлқ қурултийи өлкә, аптоном район, биваситә қарашлиқ шәһәрләр, алаһидә мәмурий районлар вә армийә сайлиған вәкилләрдин тәркиб тапиду. Униңда һәммә аз санлиқ милләтниң мувапиқ санда вәкили болуши керәк. Мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң вәкиллирини сайлашқа мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң даимий комитети рийасәтчилик қилиду. Мәмликәтлик хәлқ қурултийи вәкиллириниң сани вә вәкил сайлаш усули қанунда бәлгилиниду.

60 – Мадда һәр нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң вакаләт муддити бәш йил болиду. Мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң даимий комитети мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң вакаләт муддити тошуштин икки ай илгири, келәр нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң вәкиллирини сайлаш ишини пүттүрүп болуши лазим. Әгәр сайлам өткүзгили болмайдиған пәвқуладдә әһвал болуп қалса, мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң даимий комитети өз тәркибидики барлиқ хадимларниң үчтин икки қисмидин көпрәкиниң хәлқ қурултийиниң вакаләт муддитини узартса болиду. Пәвқуладдә әһвал айақлашқандин кейинки бир йил ичидә келәр нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң вәкиллирини сайлаш ишини пүттүрүп болуши лазим.

61 – Мадда мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң йиғини йилида бир қетим өткүзүлиду, йиғинни мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң даимий комитети чақириду. Мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң даимий комитети зөрүр тапса йаки мәмликәтлик хәлқ қурултийи вәкиллириниң бәштин бир қисмидин көпрәки тәклип қойса, мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң йиғинини қәрәлсиз чақиришқа болиду. Мәмликәтлик хәлқ қурултийи йиғин өткүзгәндә, йиғинға рийасәтчилик қилидиған һәйәт рийасәт сайлайду. Uj3EReZ !

62 – Мадда мәмликәтлик хәлқ қурултийи төвәндики хизмәт һоқуқлирини йүргүзиду

(1) Асасий қанунға түзитиш киргүзүиду

(2) Асасий қанунниң әмәлгә қойулушиға назарәтчилик қилиду

(3) Җинайи ишларға, һәқ тәләп ишлириға, дөләт аппаратиға вә башқа ишларға даир негизлик қанунларни түзиду вә уларға түзитиш киргүзиду

(4) Җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң рәисини вә муавин рәисини сайлайду

(5)Җуңхуа хәлқ җумһуриитиниң рәисиниң көрситиши билән, говуйүән зуңлисиниң намзатини қарардин өткүзиду; говуйүән зуңлисиниң көрситиши билән, говуйүәнниң муавин зуңлилириниң, дөләт комиссарлириниң, министирларниң, комитет мудирлириниң, баш мупәттишниң вә баш катипниң намзатлирини қарардин өткүзиду

(6) Мәркиий һәрбий комитетниң рәисини сайлайду; мәркизий һәрбий комитет рәисиниң көрситиши билән, мәркизий һәрбий комитет тәркибигә киридиған башқа хадимларниң намзатлирини қарардин өткүзиду

(7) Алий хәлқ сот мәһкимисиниң башлиқини сайлайду

(8) Алий хәлқ тәпитиш мәһкисиниң башлиқини сайлайду

(9)Хәлқ игилики тәрәққийати вә иҗтимаий тәрәққийат пиланини, пиланниң иҗраси тоғрисидики доклатни тәкшүриду вә тәстиқлайду

(10) Дөләтниң хам чотини вә хам чотниң иҗраси тоғрисидики доклатни тәкшүриду вә тәстиқлайду

(11) Мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң намувапиқ қарарлирини өзгәртиду йаки бикар қилиду

(12) Өлкә, аптоном район вә биваситә қарашлиқ шәһәрләрниң тәсис қилинишини тәстиқлайду

(13) Алаһидә мәмурий районниң тәсис қилиниши вә униң түзүмлири тоғрисида қарар чиқириду

(14) Уруш вә тинчлиқ мәсилилири тоғрисида қарар чиқириду

(15) Дөләтниң алий һакимийәт оргини йүргүзүшкә тегишлик башқа хизмәт һоқуқлирини йүргүзиду.

63 – Мадда мәмликәтлик хәлқ қурултийи төвәндики хадимларни вәзиписидин қалдурушқа һоқуқлуқ

(1) Җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң рәиси вә муавин рәиси

(2)Говуйүәнниң зуңлиси, муавин зуңлилири, дөләт комиссарлири, министирлар, комитет мудирлири, баш мупәттиш, баш катип :

(3) Мәркизий һәрбий комитетниң рәиси в мәркизий һәрбий комитетниң тәркибидики башқа хадимлар

(4) Алий хәлқ сот мәһкимисиниң башлиқи

(5) Алий хәлқ тәптиш мәһкимисиниң баш тәптиши.

64 – Мадда асасий қанунға мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң тәклипи йаки мәмликәтлик хәлқ қурултийи вәкиллириниң бәштин бир қисмидин көпрәкиниң тәклипи вә мәмликәтлик хәлқ қурултийи омумий вәкиллириниң үчтин икки қисмидин көпрәкиниң қошулуши билән мақуллиниду.

65 – Мадда мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң даимий комитети төвәндики хадимлардин тәркиб тапиду:комитет башлиқи, муавин комитет башлиқлири, баш катип, комитет әзалири. Мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң тәркибидики хадимлар ичидә мувапиқ санда аз санлиқ милләт вәкили болуши керәк. Мәмликәтлик хәлқ қурултийи мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң тәркибигә киридиған хадимларни сайлайду вә уларни вәзиписидин қалдурушқа һоқуқлуқ. Мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң тәркибидики хадимлар дөләтниң мәмурий органлирида, сот органлирида вә тәптиш органлирида вәзипә өтимәслики керәк.

66 – Мадда һәр нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң вакаләт муддити һәр нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң вакаләт муддити билән охшаш болиду, у өз хизмәт һоқуқини келәр нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң йеңи даимий комитети сайланғичә йүргүзиду. Комитет башлиқиниң, муавин комитет башлиқлириниң уда вәзипә өтүши икки нөвәттин ешип кәтмәслики керәк.

67 – Мадда мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң даимий комитети төвәндики хизмәт һоқуқлирини йүргүзиду

(1) Асасий қанунни изаһлайду, асасий қанунниң әмәлгә қойулушиға назарәтчилик қилиду

(2) Мәмликәтлик хәлқ қурултийида түзүлидиған қанунлардин башқа қанунларни түзиду вәуниңға түзитиш киргүзиду

(3)Мәмликәтлик хәлқ қурултийи йепиқ мәзгилдә, мәмликәтлик хәлқ қурултийи түзгән қанунларни қисмән толуқлайду вә униңға қисмән түзитиш киргүзиду, лекин бу шу қанунларниң асасий принсиплириға зит кәлмәслики керәк

(4) Қанунларни изаһлайду

(5)Мәмликәтлик хәлқ қурултийи йепиқ мәзгилдә, хәлқ игилики тәрәққийати вә иҗтимаий тәрәққийат пиланиниң, дөләт хам чотиниң иҗра қилиниши җәрйанида елип беришқа тегишлик қисмән тәңшәш тоғрисидики лайиһиләрни тәкшүриду вә тәстиқлайду

(6) Говуйүәнниң, мәркизий һәрбий комитетниң, алий хәлқ сот мәһкимисиниң вә алий хәлқ тәптиш мәһкимисиниң хизмәтлиригә назарәтчилик қилиду

(7) Говуйүәнниң асасий қанунға, қанунларға зит келидиған мәмурий низам, қарар вә буйруқлирини бикар қилиду

(8)Өлкилик, аптоном районлуқ вә биваситә қарашлиқ шәһәрлик дөләт һакимийәт органлириниң асасий қанунға, қанунларға вә мәмурий низамларға зит келидиған йәрлик низам вә қарарлирини бикар қилиду

(9)Мәмликәтлик хәлқ қурултийи йепиқ мәзгилдә, говуйүән зуңлисиниң көрситиши билән, министирларниң, комитет мудирлириниң, баш мупәттишниң, баш катипниң намзатлирини қарардин өткүзиду

(10) Мәмликәтлик хәлқ қурултийи йепиқ мәзгилдә, мәркизий һәрбий комитет рәисиниң көрситиши билән, мәркизий һәрбий комитетниң тәркибигә киридиған башқа хадимларниң намзатлирини қарардин өткүзиду

(11) Алий хәлқ сот мәһкимиси башлиқиниң тәклипигә асасән, алий хәлқ сот мәһкимисиниң муавин башлиқини тәйинләйду вә вәзиписидин қалдуриду

(12) Алий хәлқ тәптиш мәһкимиси баш тәптишниң тәклипигә асасән, алий хәлқ тәптиш мәһкимисиниң муавин баш тәптишлирини, тәптишлирини, тәптиш һәйитиниң әзалирини вә һәрбий тәптиш мәһкимисиниң баш тәптишини тәйинләйду вә вәзиписидин қалдуриду һәмдә өлкилик, аптоном районлуқ вә биваситә қарашлиқ шәһәрлик хәлқ тәптиш мәһкимилириниң баш тәптишлирини тәйинләйду вә вәзиписидин қалдурушни тәстиқлайду

(13) Чәт әлләрдә туридиған толуқ һоқуқлуқ вәкилләрни тәйинләш вә вәзиписидин қалдуруш тоғрисида қарар чиқириду

(14) Чәт әлләр билән түзүшкән шәртнамиләрни вә муһим келишимләрни тәстиқлаш вә бикар қилиш тоғрисида қарар чиқириду

(15) Һәрбийләр вә дипломатик хадимларға хас унван вә түзүмини вә башқа мәхсус унван түзүмлирини бәлгиләйду

(16) Дөләтниң орден вә пәхрий намлирини бәлгиләйду вә уларни бериш тоғрисида қарар чиқириду

(17) Алаһидә кәчүрүм тоғрисида қарар чиқириду

(18) Мәмликәтлик хәлқ қурултийи йепиқ мәзгилдә, дөләт қораллиқ таҗавузға учрап қалса йаки таҗавуздин ортақ мудапиәлиниш тоғрисидики хәлқаралиқ шәртнамиләрни иҗра қилиш зөрүрийити туғулса, уруш һалити елан қилиш тоғрисида қарар чиқириду

(19) Мәмликәт бойичә омумий сәпәрвәрлик йаки қисмән сәпәрвәрлик елип бериш тоғрисида қарар чиқириду

(20)Пүтүн мәмликәтниң йаки айрим өлкә, аптоном район вә биваситә қарашлиқ шәһәрниң җиддий һаләттә туруши тоғрисида қарар чиқириду

(21) Мәмликәтлик хәлқ қурултийи бәргән башқа хизмәт һоқуқлирини йүргүзиду.

68 – Мадда мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң башлиқи мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң хизмитигә рийасәтчили қилиду, мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң йиғинини чақириду. Муавин комитет башлиқлири, баш катип комитет башлиқиниң хизмитигә йардәмлишиду. Мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң күндилик муһим хизмәтлирини бир тәрәп қилиш үчүн комитет башлиқи, муавин комитет башлиқлири вә баш катиптин комитет башлиқлири кеңиши тәшкил қилиниду.

69 – Мадда мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң даимий комитети мәмликәтлик хәлқ қурултийи алдида җавабкар болиду вә униңға өз хизмитидин доклат бериду.

70 – Мадда мәмликәтлик хәлқ қурултийи _милләтләр комитетини, қанун комитетини, малийә – иқтисад комитетини, маарип, илим – пән, мәдәнийәт, сәһийә комитетини, ташқи ишлар комитетини, җуңго муһаҗирлири комитетини вә тәсис қилиш зөрүр болған башқа мәхсус комитетларни тәсис қилиду. Мәмликәтлик хәлқ қурултийи йепиқ мәзгилдә, мәхсус комитетлар мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң рәһбәрликидә болиду. Мәхсус комитетлар мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң вә мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң рәһбәрликидә, алақидар тәклипләрни тәтқиқ қилиду, қарап чиқиду вә түзиду.

71 – Мадда мәмликәтлик хәлқ қурултийи вә мәмликәтли хәлқ қурултийиниң даимий комитети зөрүр тапқанда, алаһидә мәсилиләр бойичә тәкшүрүш һәйити тәшкил қилса вә тәкшүрүш һәйитиниң доклатиға асасән мунасип қарар чиқарса болиду. Тәкшүрүш һәйити тәкшүрүш елип барғанда, һәммә алақидар дөләт органлириниң, җамаәт тәшкилатлириниң вә пуқраларниң бу һәйәтни зөрүр материйаллар билән тәминләш мәҗбурийити бар.

72 – Мадда мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң вәкиллири вә мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң тәркибидики хадимлар қанунда бәлгиләнгән рәсмийәт бойичә, мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң вә мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң хизмәт һоқуқи даирисигә киридиған тәклипләрни қойушқа һоқуқлуқ.

73 – Мадда мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң вәкиллири мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң йиғини ечиливатқанда, мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң тәркибидики хадимлар даимий комитетиниң йиғини ечиливатқанда, қанунда бәлгиләнгән рәсмийәт бойичә говуйүәнгә йаки говуйүәнниң министирлиқлиригә, комитетлириға соал қойушқа һоқуқлуқ. Соал қойулған органлар соалларға мәсуллуқ билән җаваб бериши лазим.

74 – Мадда мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң вәкиллири мәмликәтлик хәлқ қурултийи йепиқ мәзгилдә, мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң рухситисиз қолға елинмайду йаки җинайи ишлар сориқиға тартилмайду.

75 – Мадда мәмликәтлик хәлқ қурултийи вәкиллириниң мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң һәр хил йиғинлирида қилған сөзи вә бәргән авази қанунда сүрүштүрүлмәйду.

76 – Мадда мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң вәкиллири асасий қанунға вә қанунларға нәмунилик билән риайә қилиши, дөләтниң мәхпийитини сақлиши һәмдә өзи қатнашқан ишләпчиқириш, хизмәт вә иҗтимаий паалийәтләрдә, асасий қанунниң вә қанунларниң әмәлгә қойулушиға йардәмлишиши лазим. Мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң вәкиллири өзлирини сайлиған орун вә хәлқ билән зич алақә бағлап, хәлқниң пикир вә тәләплирини аңлап вә инкас қилип туруши, хәлқ үчүн тиришип хизмәт қилиши лазим.

77 – Мадда мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң вәкиллири өзлирини сайлиған орунниң назаритидә болиду. Сайлиғучи орун өзи сайлиған вәкилни қанунда бәлгиләнгән рәсийәт бойичә вәкилликтин қалдурушқа һоқуқлуқ.

78 – Мадда мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң вә мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң тәшкили вә хизмәт тәртипи қанунда бәлгилиниду.

2 – Параграф җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң рәиси
79 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң рәисини, муавин рәисни мәмликәтлик хәлқ қурултийи сайлайду. Җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң сайлаш һоқуқиға вә сайлиниш һоқуқиға игә болған 45 йашқа толған пуқраси җуңхуа хәлқ җумһурийитигә рәис, муавин рәис болуп сайлиналайду. Җуңхуа хәлқ җумһурийити рәисиниң, муавин рәисиниң һәр нөвәтлик вәзипә өтәш муддити мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң һәр нөвәтлик вакаләт муддити билән охшаш болиду, уда вәзипә өтүши икки нөвәттин ешип кәтмәслики керәк.

80 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң рәиси мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң қарариға вә мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң қарариға асасән қанунларни елан қилиду, говуйүәнниң зуңлиси, муавин зуңлилирини, дөләт комиссарлирини, министирларни, комитет мудирлирини, баш мупәттишни, баш катипини тәйинләйду вә вәзиписидин қалдуриду, дөләтниң орден вә пәхрий намлирини бериду, алаһидә кәчүрүм буйруқи чиқириду, җиддий һаләттә турушни елан қилиду, уруш һалитини җакарлайду, сәпәрвәрлик буйруқи чиқириду.

81 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң рәиси җуңхуа хәлқ җумһурийитигә вакалитән дөләт ишлири бойичә паалийәт елип бериду, чәт әл әлчилирини қобул қилиду; мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң қарариға ассән, чәт әлләрдә туридиған толуқ һоқуқлуқ вәкилләрни әвәтиду вә чақиртивалиду, чәт әлләр билән түзүшкән шәртнамә вә муһим келишимләрни тәстиқлайду вә бикар қилиду.

82 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң муавин рәиси хизмәт йардәмлишиду. Җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң муавин рәиси рәисниң һавалиси билән рәисниң бир қисим хизмәт һоқуқини вакалитән йүргүзсә болиду.

83 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң рәиси вә муавин рәиси хизмәт һоқуқини келәр нөвәтлик мәмликәтлик хәлқ қурултийи сайлиған рәис вә муавин рәис хизмәт тапшурувалғичә йүргүзиду.

84 – Маддаҗуңхуа хәлқ җумһурийити рәисиниң орни бош қалғанда, муавин рәис рәислик вәзиписини өтәйду. Җуңхуа хәлқ җумһурийити муавин рәисниң орни бош қалғанда, мәмликәтли хәлқ қурултийи толуқлап сайлайду. Җуңхуа хәлқ җумһурийити рәисиниң орниму, муавин рәисиниң орниму бош қалғанда, мәмликәтлик хәлқ қурултийи толуқлап сайлайду; толуқлап сайлиғичә рәислик вәзиписини мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң башлиқи вақтинчә өтәп туриду.

3 – Параграф говуйүән
85 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң говуйүәни йәни мәркизий хәлқ һөкүмити дөләтниң алий һакимийәт оргининиң иҗраийә оргинидур, дөләтниң алий мәмури оргинидур.

86 – Мадда говуйүән төвәндики хадимлардин тәркиб тапиду :зуңли, муавин зуңлилар, дөләт комиссарлири, министирлар, комитет мудирлири, баш мупәттиш, баш катип. Говуйүәндә зуңли мәсул болуш түзүми йолға қойулиду. Министирлиқ вә комитетларда министир, мудир мәсул болуш түзүми йолға қойулиду . Говүйүәнниң тәшкили қанунда бәлгилиниду.

87 – Мадда говуйүәнниң һәр нөвәтлик вакаләт муддити мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң һәр нөвәтлик вакаләт муддити билән охшаш болиду. Зуңлиниң, муавин зуңлиларниң, дөләт комиссарлириниң уда вәзипә өтиши икки нөвәттин ешип кәтмәслики керәк.

88 – Мадда зуңли говуйүәнниң хизмитигә рәһбәрлик қилиду. Муавин зуңлилар, дөләт комииссарлири зуңлиниң хизмитигә йардәмлишиду. Зуңли говуйүән -дөләт ишлири мәһкимиси даимий кеңишиниң йиғинини вә говуйүәнниң омумий йиғинини чақириду һәм башқуриду.

89 – Мадда «говуйүән» -дөләт ишлири мәһкимиси төвәндики хизмәт һоқуқлирини йүргүзиду

(1) Асасий қанунға вә қанунларға асасән, мәмурий тәдбирләрни бәлгиләйду, мәмурий низамларни түзүп чиқиду, қарар вә буйруқларни чиқириду

(2)Мәмликәтлик хәлқ қурултийиға йаки мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң даимий комитетиға тәклип бериду

(3) Минситирлиқ вә комитетларниң вәзиписи вә мәсулийитини бәлгиләйду, министирлиқ вә комитетларниң хизмитигә бир туташ рәһбәрлик қилиду һәмдә миниситрлиқ вә комитетларға тәвә болмиған мәмликәт характерлик мәмурий ишларға рәһбәрлик қилиду

(4) Пүтүн мәмликәттики йәрлик һәр дәриҗилик дөләт мәмурий органлириниң хизмитигә бир туташ рәһбәрлик қилиду, мәркәздики вә өлкә, аптоном райн, биваситә қарашлиқ шәһәрләрдики дөләт мәмурий органлириниң конкрет хизмәт һоқуқи даирисини бәлгиләйду

(5) Хәлқ игилики тәрәққийати вә иҗтимаий тәрәққийат пиланини, дөләт хам чотини түзиду вә иҗра қилиду

(6) Итқисадий хизмәткә вә шәһәр – йеза қурулушиға рәһбәрлик қилиду вә бу ишларни башқуриду

(7) Маарип, илим – пән, мәдәнийәт, сәһийә, тәнтәрбийә вә пиланлиқ туғут ишлириға рәһбәрлик қилиду вә бу ишларни башқуриду

(8) Хәлқ ишлири, җамаәт хәвпсизлики, әдлийә мәмурийити вә тәптиш қатарлиқ хизмәтләргә рәһбәрлик қилиду һәм бу хизмәтләрни башқуриду

(9) Ташқи ишларни башқуриду, чәт әлләр билән шәртнамә вә келишим түзиду

(10)Дөләт мудапиә қурулуши ишлириға рәһбәрлик қилиду вә уни башқуриду

(11)Милләтләр ишлириға рәһбәрли қилиду вә бу ишларни башқуриду, аз санлиқ милләтләрниң баравәрлик һоқуқини вә миллий аптономи, йилик җайларниң аптономийә һоқуқини капаләтләндүриду E

(12) Җуңго муһаҗирлириниң һәққаний һоқуқи вә мәнпәитини қоғдайду, вәтәнгә қайтип кәлгән муһаҗирларниң вә муһаҗирларниң аилә тавабиатлириниң қанунға мувапиқ һоқуқи вә мәнпәитини қоғдайду

(13) Министирлиқлар, комитетлар чиқарған намувапиқ буйруқ, йолйуруқ вә низамларни өзгәртиду йаки бикар қилиду )

(14) Йәрлик һәр дәриҗилик дөләт мәмурий органлириниң намувапиқ қарар вә буйруқлирини өзгәртиду йаки бикар қилиду

(15) Өлкә, аптоном район, биваситә қарашлиқ шәһәрләрниң чегрисини тәстиқлайду, аптоном област, наһийә, аптоном наһийә вә шәһәрләрниң тәсис қилинишини вә чегрисини тәстиқлайду

(16) Қанундики бәлгилимә бойичә өлкә, аптоном район вә биваситә қарашлиқ шәһәрләр тәвәсидики қисмән районларниң җиддий һаләттә туруши тоғрисида қарар чиқириду

(17) Мәмурий аппаратларниң шитатини тәкшүрүп бекитиду, қанундики бәлгилимиләр бойичә мәмурий хадимларни вәзипигә тәйинләйду вә вәзиписидин қалдуриду, тәрбийләйду, синап көриду, мукапатлайду вә җазалайду;

(18)Мәмликәтлик хәлқ қурултийи вә мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң даимий комитети бәргән башқа хизмәт һоқуқлирини йүргүзиду.

90 – Мадда говуйүән қармиқидики министирлиқларниң минситирлири, комитетларниң мудирлири өз тармиқиниң хизмитигә мәсул болиду; министирлиқ кеңишини йаки комитет әзалири йиғинини, комитет кеңишини, чақирип вә башқуруп, өз тармиқиниң хизмитигә даир чоң – чоң мәсилиләр үстидә муһакимә елип бариду вә қарар чиқириду. Министирлиқ вә комитетлар қанунларға, говуйүәнниң мәмурий низам, қарар вә буйруқлириға асасән өз тармиқиниң һоқуқ даириси ичидә буйруқ, йолйуруқ вә низамларни чиқириду.

91 – Мадда говуйүәндә мупәттишлик орни тәсис қилиниду, говуйүәндә мупәттишлик орни тәсис қилиниду, бу орган говуйүән қармиқидики һәрқайси тармақларниң, йәрлик һәр дәриҗилик һөкүмәтләрниң малийә кирим – чиқим ишлири үстидин, дөләтниң малийә – пул муамилә аппаратлириниң вә кархана – кәспий тәшилатлириниң малийә кирим – чиқим ишлири үстидин мупәттишлик – назарәтчилик қилиду. Мупәттишлик оргини мупәттишлик – назарәтчилик һоқуқини говуйүән зуңлисиниң рәһбәрликидә, қанундики бәлгилимиләргә асасән мустәқил йүргүзиду, башқа мәмурий органларниң, җамаәт тәшкилатлириниң вә шәхсләрниң мудахилисини қобул қилмайду.

92 – Мадда говуйүән мәмликәтлик хәлқ қурултийи алдида җавабкар болиду вә униңға өз хизмитидин доклат бериду; мәмликәтлик хәлқ қурултийи йепиқ мәзгилидә, мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң даимий комитети алдида җавабкар болиду вә өз хизмитидин доклат бериду.

4 – Параграф мәркизий һәрбий комитет

93 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң мәркизий һәрбий комитети пүтүн мәмликәттики қораллиқ күчләргә рәһбәрлик қилиду. Мәркизий һәрбий комитет төвәндики хадимлардин тәркиб тапиду. Рәис, . Муавин рәисләр, . Комитет әзалири. Мәркизий һәрбий комитетта рәис мәсул болуш түзүми йолға қойулиду. Мәркизий һәрбий комитетиниң һәр нөвәтлик вакаләт муддити мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң һәр нөвәтлик вакаләт муддити билән охшаш болиду.

94 – Мадда мәркизий һәрбий комитетиниң рәиси мәмликәтлик хәлқ қурултийи алдида вә мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң даимий коитети алдида җавабкар болиду.

5 - Параграф йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ қурултайлири вә йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлири

95 – Мадда өлкә, биваситә қарашлиқ шәһәр, наһийә, шәһәр, шәһәргә қарашлиқ район, йеза, миллий йеза, базарларда хәлқ қурултийи вә хәлқ һөкүмити тәсис қилиниду. Йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ қурултайлириниң вә йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлириниң тәшкилий қанунида бәлгилиниду. Аптоном район, аптоном област, аптоном наһийиләрдә аптономийә органлири тәсис қилиниду. Аптономийә органлириниң тәшкили вә хизмити асасий қанунниң 3 – баб 5 -, 6 – параграфлирида бәлгиләнгән түп принсиплар бойичә қанунда бәлгилиниду.

96 – Мадда йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ қурултайлири дөләтниң йәрлик һакимийәт органлиридур. Наһийидин йуқири йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ қурултайлирида даимий комитет тәсис қилиниду.

97 – Мадда өлкилик, биваситә қарашлиқ шәһәрлик вә районлуқ шәһәрлик хәлқ қурултайлириниң вәкиллирини бир дәриҗә төвән хәлқ қурултайлири сайлайду наһийилик, районсиз шәһәрлик, шәһәргә қарашлиқ районлуқ, йезилиқ, миллий йезилиқ, базарлиқ хәлқ қурултайлириниң вәкиллирини сайлиғучилар биваситә сайлайду. Йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ қурултайлириниң вәкиллириниң сани вә вәкил сайлаш усули қанунда бәлгилиниду.

98 – Мадда йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ қурултайлириниң һәр нөвәтлик вакаләт муддити бәш йил болиду.

99 – Мадда йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ қурултайлири өз мәмурий районлирида асасий қанунниң, қанунларниң вә мәмурий низамларниң әмәлгә қойулушиға вә иҗра қилинишиға капаләтлик қилиду; қанунда бәлгиләнгән һоқуқ даирисидә қарар мақуллайду вә елан қилиду, шу җайниң иқтисадий қурулуш пиланини, мәдәнийәт қурулуши вә җамаәт ишлири қурулуши пиланини тәкшүриду вә қарардин өткүзиду. Наһийидин йуқири йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ қурултайлири өз мәмурий районлириниң хәлқ игилики тәрәққийати вә иҗтимаий тәрәққийат пиланини, хам чотини шуниңдәк уларниң иҗраси һәққидики доклатини тәкшүриду вә тәстиқлайду; шу дәриҗилик хәлқ қурултайлири даимий комитетлириниң намувапиқ қарарлирини өзгәртишкә йаки бикар қилишқа һоқуқлуқ милли йезилиқ хәлқ қурултайлири қанунда бәлгиләнгән һоқуқ даирисидә миллий алаһидиликкә мас келидиған конкрет тәдбирләрни қолланса болиду.

100 – Мадда өлкилик, биваситә қарашлиқ шәһәрлик хәлқ қурултайлири вә уларниң даимий комитетлири асасий қанунға, қанунға, қанунларға вә мәмурий низамларға тақаштурмаслиқ шәрти астида йәрлик низамларни түзүп, мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиға әнгә алдуруп қойса болиду.

101 – Мадда йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ қурултайлири шу дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлириниң башлиқлирини, йәни өлкә башлиқи вә муавин өлкә башлиқлирини һөкүмәтлириниң башлиқлирини, йәни клкә башлиқи вә муавин өлкә башлиқлирини, шәһәр башлиқи вә муавин шәһәр башлиқлирини, һаким вә муавин һакимларни, район башлиқи вә муавин район башлиқлирини, йеза башлиқи вә муавин йеза башлиқлирини, базар башлиқи вә муавин базар башлиқлирини айрим – айрим сайлайду вә уларни вәзиписидин қалдурушқа һоқуқлуқ. Наһийидин йуқири йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ қурултайлири шу дәриҗилик хәлқ сот мәһкимилириниң башлиқлирини вә шу дәриҗилик хәлқ тәптиш мәһкимилириниң баш тәптишлирини сайлайду һәмдә уларни вәзиписидин қалдурушқа һоқуқлуқ. Хәлқ тәптиш мәһкимисиниң баш тәптишини сайлашта йаки вәзиписидин қалдурушта, уни йуқири дәриҗилик хәлқ тәптиш мәһкимисиниң баш тәптиши арқилиқ шу дәриҗилик хәлқ қурултийиниң даимий комитетиға йоллап тәстиқлитиш лаим.

102 – Мадда өлкилик, биваситә қарашлиқ шәһәрлик, районлуқ хәлқ қурултайлириниң вәкиллири өзини сайлиған орунниң нааритидә болиду; наһийилик, районсиз шәһәрли, шәһәргә қарашлиқ районлуқ, йезилиқ, миллий йезилиқ, базарлиқ хәлқ қурултайлириниң вәкиллири сайлиғучиларниң назаритидә болиду. Йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ қурултайлириниң вәкиллирини сайлиған орунлар вә салиғучилар өзлири сайлиған вәкилни қанунда бәлгиләнгән рәсмийәт бойичә вәкилликтин қалдурушқа һоқуқлуқ.

103 – Мадда наһийидин йуқири йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ қурултайлириниң даимий комитетлири мудир, муавин мудирлар вә комитет әзалиридин тәркиб тапиду, шу дәриҗилик хәлқ қурултайлири алдида җавабкар болиду вә уларға өз хизмитидин доклат бериду. Наһийидин йуқири йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ қурултайлири шу дәриҗилик хәлқ қурултайлири даимий комитетлириниң тәркибигә киридиған хадимларни сайлайду вә уларни вәзиписидин қалдурушқа һоқуқлуқ. Наһийидин йуқири йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ қурултайлири шу дәриҗилик хәлқ қурултайлири даимий комитетлириниң тәркибигә киридиған хадимларни сайлайду вә уларни вәзиписидин қалдурушқа һоқуқлуқ. Наһийидин йуқири йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ қурултайлири даимий комитетлириниң тәркибидики хадимлар дөләтниң мәмурий органлирида, сот органлирида, вә тәптиш органлирида вәзипә өтимәслики керәк.

104 – Мадда наһийидин йуқири йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ қурултайлириниң даимий комитетлири өз мәмурий райониниң һәр саһәдики хизмәтлиригә даир чң – чоң ишлар үстидә муһакимә елип бариду вә қарар чиқириду; шу дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлириниң, хәлқ сот мәһкимилириниң вә хәлқ тәптиш мәһкимилириниң хизмәтлиригә назарәтчилик қилиду; шу дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлириниң намувапиқ қарар вә буйруқлирини бикар қилиду; өзидин бир дәриҗә төвән хәлқ қурултайлириниң намувапиқ қарарлирини бикар қилиду; қанунда бәлгиләнгән һоқуқ даирисидә дөләт органлириниң хадимлирини тәйинләш вә вәзиписидин қалдуруш тоғрисида қарар чиқириду; шу дәриҗилик хәлқ қурултайлири йепиқ мәзгилидә, өзидин бир дәриҗә йуқири хәлқ қурултайлириниң айрим вәкиллирини вәкилликтин қалдуриду вә толуқлап сайлайду.

105 – Мадда йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлири дөләтниң йәрлик һәр дәриҗилик һакимийәт органлириниң иҗраийә органлиридур, дөләтниң йәрлик һәр дәриҗилик мәмурий органлиридур. Йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлириниң һәр нөвәтлик вакаләт муддити шу дәриҗилик хәлқ қурултайлириниң һәр нөвәтлик вакаләт муддити билән охшаш болиду.

106 – Мадд йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлириниң һәр нөвәтлик вакаләт муддити шу дәриҗилик хәлқ қурултайлириниң һәр нөвәтлик вакаләт муддити билән охшаш болиду.

107 – Мадда наһийидин йуқири йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлири қанунда бәлгиләнгән һоқуқ даирисидә өз мәмурий райониниң иқтисад, маарип, илим – пән, мәдәнийәт, сәһийә, тәнтәрбийә ишлирини, шәһәр – йеза қурулуш ишлирини вә малийә, хәлқ ишлири, җамаәт хәвпсизлики, милләтләр ишлири, әдлийә мәмурийити, тәптиш, пиланлиқ туғут қатарлиқ мәмурий хизмәтләрни башқуриду, қарар вә буйруқларни чиқириду, мәмурий хадимларни тәйинләйду вә вәзиписидин қалдуриду, тәрбийиләйду, синап көриду, мукапатлайду вә җазалайду. Йезилиқ, миллий йезилиқ, базарлиқ хәлқ һөкүмәтлири шу дәриҗилик хәлқ қурултайлириниң қарарлирини вә йуқири дәриҗилик дөләт мәмурий органлириниң қарар вә буйруқлирини иҗра қилиду, өз мәмурий районниң мәмурий хизмәтлирини башқуриду. Өлкилик, биваситә қарашлиқ шәһәрлик хәлқ һөкүмәтлири йеза, миллий, йеза базарларниң тәсис қилинишини вә чегрисини бәлгиләйду.

108 – Мадда наһийидин йуқири йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлири өз қармиқидики хизмәт тармақлириниң вә төвән дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлириниң хизмитигә рәһбәрлик қилиду, өз қармиқидики хизмәт тармақлириниң вә төвән дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлириниң намувапиқ қарарини өзгәртишкә йаки бикар қилишқа һоқуқлуқ.

109 – Мадда наһийидин йуқири йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлири мупәттишлик органлирини тәсис қилиду. Йәрлик һәр дәриҗилик мупәттишлик органлири қанундики бәлгилимә бойичә мупәттишлик, назарәтчилик һоқуқини мустәқил йүргүзиду, шу дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлири алдида вә өзидин бир дәриҗә йуқири мупәттишлик органлири алдида җавабкар болиду.

110 – Мадда йәрлик һәрдәриҗилик хәлқ һөкүмәтлири шу дәриҗилик хәлқ қурултайлири алдида җавабкар болиду вә уларға өз хизмитидин доклат бериду. Наһийидин йуқири йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлири шу дәриҗилик хәлқ қурултайлири йепиқ мәзгилидә, шу дәриҗилик хәлқ қурултайлириниң даимий комитетлири алдида җавабкар болиду вә уларға өз хизмитидин доклат бериду. Йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлири өзидин бир дәриҗә йуқири дөләт мәмурий органлири алдида җавабкар болиду вә уларға өз хизмитидин доклат бериду. Пүтүн мәмликәттики йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ һөкүмәтлириниң һәммиси говуйүәнниң бир туташ рәһбәрликидики дөләт мәмурий органлиридур, уларниң һәммиси говуйүәнгә бойсуниду.

111 – Мадда шәһәр йезиларда аһалиләр олтурақлашқан районлар бойичә қурулған аһалә комитети йаки кәнт аһалә комитети өз – өзини идарә қилидиған аммиви характерлик асасий қатлам тәшкилаттур. Аһалә комитетиниң вә кәнт аһалә комитетиниң мудир, муавин мудирлири вә әзалирини аһалиләр сайлайду. Аһалә комитети вә кәнт аһалә комитетиниң асасий қатлам һакимийәт билән болған мунасивити қанунда бәлгилиниду. Аһалә комитети вә кәнт аһалә комитетида хәлқ келиштүрүш һәйити, аманлиқ сақлаш һәйити, аммиви тазилиқ һәйити қатарлиқ һәйәтләр тәсис қилиниду, бу һәйәтләр өз районидики җамаәт ишлири вә параванлиқ ишлирини беҗириду, хәлқ арисидики маҗраларни йараштуриду, җәмийәт аманлиқини сақлашқа йардәмлишиду һәмдә хәлқ һөкүмитигә амминиң пикир, тәләплирини инкас қилиду вә тәклип бериду.

6 – Параграф миллий аптономийилик җайларниң аптономийә органлири :

112 – Мадда аптоном районлуқ, аптоном областлиқ вә аптоном наһийилик хәлқ қурултайлири вә хәлқ һөкүмәтлири миллий аптономийилик җайларниң аптономийә органлиридур.

113 – Мадда аптоном районлуқ, аптоном областлиқ вә аптоном наһиилик хәлқ қурултайлирида, территорийилик аптономийини йолға қойған милләтниң вәкиллиридин башқа, шу мәмурий районда олтурақлашқан башқа милләтләрниңму мувапиқ санда вәкили болуши керәк.
Аптоном районлуқ, аптоном областлиқ, аптоном наһийилик хәлқ қурултайлириниң даимий комитетлирида мудир йаки муавин мудирлиқни территорийилик аптономийини йолға қойған милләтниң пуқралири үстигә елиши керәк.

114 – Мадда аптоном районниң рәиси, аптоном областниң башлиқи, аптоном наһийиниң һакими территорийилик аптономийини йолға қойған милләтниң пуқралиридин болиду.

115 – Мадда аптоном район, аптоном област вә аптоном наһийиләрниң аптономийә органлири асаси қанунниң 3 – баб 5 – параграфида бәлгиләнгән йәрлик дөләт органлириниң хизмәт һоқуқини йүргүзиду, шуниң билән биллә асасий қанунда, миллий территорийилик аптономийә һоқуқини йүргүзиду, дөләтниң қанун, сийасәтлирини өз җайиниң әмәлий әһвалиға қарап иҗра қилиду.

116 – Мадда миллий аптономийилик җайларниң хәлқ қурултайлири шу җайдики милләтләрниң сийасий, иқтисадий вә мәдәнийәт җәһәттики алаһидиликигә асасән, аптономийә низамини вә айрим низамларни түзүп чиқишқа һоқуқлуқ. Аптоном районларниң аптономийә низами вә айрим низамлири мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитетиниң тәстиқидин өткәндин кейин күчкә игә болиду. Аптоном област, аптоном наһийиләрниң аптономийә низамлири вә айрим низамлири өлкилик йаки аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң тәстиқидин өткүзүлгәндин кейин күчкә игә болиду һәмдә мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң даимий комитетиға әнгә алдурулиду.

117 – Мадда миллий аптономийилик җайларниң аптономийә органлири йәрлик малийини башқуридиған аптономийә һоқуқиға игә. Дөләтниң малийә түзүлмиси бойичә миллий аптономийилик җайларға тәәллуқ болғанлики малийә киримини миллий аптономийилик җайларниң аптономийә органлири өз алдиға башқуриду вә ишлитиду.

118 – Мадда миллий аптономийилик җайларниң аптономийә органлири дөләт пиланиниң йетәчиликидә, йәрлик иқтисадий қурулуш ишлирини өз алдиға орунлаштуриду вә башқуриду. Дөләт миллий аптономийилик җайларда байлиқ мәнбәлирини ечишта, кархана қурушта миллий аптономийилик җайларниң мәнпәитигә етибар бериши керәк.

119 – Мадда миллий аптономийилик җайларниң аптономийә органлири өз җайиниң маарип, илим – пән, мәдәнийәт, сәһийә, тәнтәрбийә ишлирини башқурушта, миллий мәдәний мирасларни асраш вә рәтләштә, миллий мәдәнийәтни раваҗландуруш вә гүлләндүрүштә өз алдиға иш көриду.

120 – Мадда миллий аптономийилик җайларниң аптономийә органлири дөләтниң һәрбий түзүми вә өз җайиниң әмәлий еһтийаҗиға қарап, говуйүәнниң тәстиқидин өткүзүп, өз җайиниң җәмийәт аманлиқини қоғдайдиған җамаәт хәвпсизлики қисимлирини тәшкил қилса болиду.

121 – Мадда миллий аптономийилик җайларниң аптономийә органлири өз вәзипилирини иҗра қилишта, шу миллий аптономийилик җайларниң аптономийә низамидики бәлгилимә бойичә, шу җайда кәң қоллинилидиған бир хил йаки бирнәччә хил тил – йезиқни ишлитиду.

122- Мадда дөләт аз санлиқ милләтләрниң иқтисадий қурулуш ишлирини вә мәдәнийәт қурулуши ишлирини тез раваҗландурушиға малийә, маддий әшйа, техника вә башқа җәһәтләрдин йардәм бериду. Дөләт миллий аптономийилик җайларниң өз җайидики милләтләрдин һәр дәриҗилик кадирларни, түрлүк ихтисаслиқ кәспий хадимларни вә техник ишчиларни көпләп йетиштүрүшигә йардәм бериду. !

7– Параграф хәлқ сот мәһкимилири вә хәлқ тәптиш мәһкимилири

123 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң хәлқ сот мәһкимилири дөләтниң сот органлиридур.

124 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийити алий хәлқ сот мәһкимисини, йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ сот мәһкимилирини вә һәрбий сот мәһкимилири қатарлиқ мәхсус хәлқ сот мәһкимилирини тәсис қилиду. Алий хәлқ сот мәһкимиси башлиқиниң һәр нөвәтлик вәзипә өтәш муддити мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң һәр нөвәтлик вакаләт муддити билән охшаш болиду, уда вәзипә өтиши икки нөвәттин ешип кәтмәслики керәк. Хәлқ ст мәһкимилириниң тәшкили қанунда бәлгилиниду.

125 – Мадда хәлқ сот мәһкимилири делоларни тәкшүрүп бри тәрәп қилиш ишини пүтүнләй очуқ елип бариду, қанунда бәлгиләнгән алһидә әһвалдики делолар буниң сиртида, җавабкарлар ақлинишқа һоқуқлуқ.

126 – Мадда хәлқ сот мәһкимилири сот қилиш һоқуқини қанундики бәлгилимә бойичә мустәқил йүргүзиду, мәмурий органларниң, җамаәт тәшкилатлириниң вә шәхсләрниң мудахилисини қобул қилмайду.

127 – Мадда алий хәлқ сот мәһкимиси алий сот оргинидур. Алий хәлқ сот мәһкимиси йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ сот мәһкимилириниң вә мәхсус хәлқ сот мәһкимилириниң сот қилиш ишлириға назарәтчилик қилиду, йуқири дәриҗилик хәлқ сот мәһкимилири төвән дәриҗилик хәлқ сот мәһкимилириниң сот қилиш ишлириға назарәтчилик қилиду.

128 – Мадда алий хәлқ сот мәһкииси мәмликәтлик хәлқ қурултийи алдида вә мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң даимий комитети алдида җавабкар болиду.

129 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң тәптиш мәһкимилири дөләтниң қануний назарәтчилик органлиридур.

130 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийити алий хәлқ тәптиш мәһкимисини, йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ тәптиш мәһкимилирини вә һәрбий тәптиш мәһкимилири қатарлиқ мәхсус хәлқ тәптиш мәһкимилирини тәсис қилиду. Алий хәлқ тәптиш мәһкимиси баш тәптишиниң һәр нөвәтлик вәзипә өтәш муддити мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң һәр нөвәтлик вакаләт муддити билән охшаш болиду, униң уда вәзипә өтиши икки нөвәттин ешип кәтмәслики керәк. Хәлқ тәптиш мәһкимилириниң тәшкили қанунда бәлгилиниду.

131 – Мадда хәлқ тәптиш мәһкимилири тәптишлик һоқуқини қанундики бәлгилимә бойичә мустәқил йүргүзиду, мәмурий органларниң, җамаәт тәшкилатлириниң вә шәхсләрниң мудахилисини қобул қилмайду.

132 – Мадда алий хәлқ тәптиш мәһкимиси алий тәптишлик оргинидур. Алий хәлқ тәптиш мәһкимиси йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ тәптиш мәһкимилириниң вә мәхсус хәлқ тәптиш мәһкимилириниң хизмитигә рәһбәрлик қилиду, йуқири дәриҗилик хәлқ тәптиш мәһкимилири төвән дәриҗилик хәлқ тәптиш мәһкимилириниң хизмитигә рәһбәрлик қилиду.

133 – Мадда алий хәлқ тәптиш мәһкимиси мәмликәтлик хәлқ қурултийи алдида вә мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң даимий комитети алдида җавабкар болиду. Йәрлик һәр дәриҗилик хәлқ тәптиш мәһкимилири өзини вуҗудқа кәлтүргән дөләт һакимийәт органлири алдида вә йуқири дәриҗилик хәлқ тәптиш мәһкимилири алдида җавабкар болиду.

134 – Мадда һәр милләт пуқралири дәва ишлирини өзлириниң миллий тил – йезиқи билән елип беришқа һоқуқлуқ. Хәлқ сот мәһкимилири вә хәлқ тәптиш мәһкимилири шу җайда кәң қоллинилидиған тил – йезиқни билмәйдиған дәва иштиракчилириға тәрҗимә қилдуруп бериши керәк.

Аз санлиқ милләтләр топлишип олтурақлашқан йаки милләтләр арилаш олтурақлашқан җайларда сорақ ишлири шу җайда кәң қоллинилидиған тил билән елип берилиши керәк; әйибнамә, һөкүмнамә, елан вә башқа һөҗҗәтләр әмәлий еһтийаҗиға қарап, шу җайда кәң қоллинилидиған бир хил йаки бирнәччә хил йезиқ билән җакарлиниши керәк.

135 – Мадда хәлқ сот мәһкимилири, хәлқ тәптиш мәһкимилири вә җамаәт хәвпсизлики органлири җинайи ишлар делолирини бир тәрәп қилишта иш тәқсим қиливелип мәсул болуши, бир – биригә маслишиши, бир – бирини тизгинләп туруши, шуниң билән қанунниң тоғра вә үнүмлүк иҗра қилинишини капаләтләндүрүши керәк. – Баб дөләт байриқи, дөләт шеири, дөләт бәлгиси вә пайтәхт

136 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң дөләт байриқи – бәш йултузлуқ қизил байрақ. Җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң дөләт шеири – «пидаийлар марши».

137 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң дөләт бәлгисиниң оттурисиға бәш йултуз нури астидики тйәнәнменниң, чөрисигә башақлар вә чишлиқ чақниң сүрити чүшүрүлгән

138 – Мадда җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң пайтәхти – бейҗиң

Leave a Reply

Your email address will not be published. Required fields are marked *