«А» Билән Башланған Изаһлар

Арзулуқ

Сүпәт ①көптин бери арзулап кәлгән, арзулап күтүлгән; көңүлдики: ата-ана арзулуқ йалғуз қизини өз җанлиридиму артуқ көрәтти. ②Арзулар билән толуп ташқан, арзуси бар: арзулуқ дунйа.

Аричилимақ

Пеил ①җедәллишип тутушуп қалғанлар йаки челишқанларниң арисиға кирип, тутувелип айривәтмәк, арилашмақ: сәкрәп турған сақчи һүсәйнәмгә бир качат салди, униңғичә башқилар аричилап урғузмиди. ②Арилап маңмақ, ариси билән маңмақ: у «бу йолда меңиш хәтәрлик» дәп, йирақ болсиму аричилап меңип кәтти.

Арилашмақ

Пеил ①бир-биригә қошулмақ, бирләшмәк, бирикмәк: һәсән бовай өз вақтида қечирни тохтатқан болсиму, он җиңдин артуқ уруқ йумшақ топиға арилишип, йәрдә чечилип йататти. ②Башқиларниң сөзигә сөз қатмақ, ишиға қатнашмақ:-йақ, балилирим, мән буниңға қошулмаймән,-дәп арилашти давут акам. ③Алақә қилмақ: йашлиқим түрмә вә тарим әмгики билән өтүп кәтти, қириқ нәччә йашлиқ адәм болғинимдила җәмийәткә арилаштим. ④Барди-кәлди қилмақ, мунасивәт бағлимақ

Азазул

Исим [әрәбчә] ①җин-алвасти: қанчә җан, қанчә кемә йәм болмиған долқунларға, өткән кечә түн азазули чирқириған чағда!? ②Көчмә. Һийлигәр һәм учиға чиққан бишәм, ушшуқ, урушқақ, өктәм: азазул хотун.*Ваййәй патимә һәдә, җаңзиларға бериш майақта турсун, бағқа чиқип сәл йоқап кәтсәм, кәйнимдин бөҗиләрдәк маришип йүридиған болди, бу азазуллар.

Асассиз

Сүпәт ①йетәрлик асаси болмиған, дәлилләр билән мустәһкәмләнмигән, испатланмиған, испатсиз: бу гәпни аңлиған түлкә бөригә учрап:-өчкиләр қилчә асассизла намиңизға тил тәгкүзишиду, -дәпту. ②Сәвәбсиз, мәқсәтсиз: мени һәм вақтинчә ташлап қойғини әмәскән асассиз һәмдә сәвәбсиз. Бу демәк үмидниң учқуни әмма, үмидму гүллимәс әҗирсиз-тәрсиз. ③Зөрүрийити йоқ, қуруқ; һаҗәтсиз: лекин сәмәт бу әндишини асассиз дәп һесаблайтти.