«А» Билән Башланған Изаһлар

Астида

Тиркәлмә сөз ①бирәр һәрикәт йаки һадисә қатарлиқларниң башқиси билән биргә йаки униңға мунасивәтлик һалда садир болушини ипадиләш үчүн ишлитилиду: мушундақ әһвал астида уларни сүрүштүрүш өз өзини өлүмгә тутуп бериш билән баравәр-дә. ②Бирәр һәрикәт йаки һаләтни пәйда қилған башқа бир һәрикәт, һаләт йаки кәчүрмишләрни ипадиләштә ишлитилиду: у турмушниң мәҗбурлиши астида ахири униң шәртигә көнди.

Асримақ

Пеил ①қоғдимақ, айимақ, сақлимақ: асрисаң, күндә йеңи кийим, асримисаң, күндә кона кийим (мақал). ②Өз қармиқиға йаки пәрзәнтликкә елип тәрбийилимәк; бақмақ: турғун кичикидила ата-анисидин йетим қалған болуп, әйни вақтида бәхтиахун ич ағритип уни асривалғаниди. ③Күтмәк, көйүнмәк: өлүккә йиғла, тирикни асра (мақал). *У балиларни йахши көриду, йашларниму бәк асрайду.

Ағичилиқ

①Исим. Ағича болуп ағичилардәк турмуш кәчүрүш, ағичиға айлиниш: шәрванәмгә ағичилиқ қалтис йаришипту. ②Сүпәт. Ағичиси бар, ағичиға игә: ағичилиқ адәм бойтақ йигитләрдәк башқиларға көз селип йүрсәм йарашмайду.