«А» Билән Башланған Изаһлар

Арпибәдийан

Исим [ арпа+бәдийан ] <بوتانىكا> ①Күнлүксиман гүллүкләр аилисидики көп йиллиқ саман ғоллуқ өсүмлүк. Гүли мурәккәп күнлүксиман гүл ретидә болуп, рәңги сериқ келиду; уруқи дора қилиниду. ②Мушу өсүмлүкниң уруқи.

Артилмақ

①«Артмақ2» пеилиниң мәҗһул дәриҗиси: буғдай артилған ешәк игисидәкла оруқ вә һалсиз болуп, улардин 50 қәдәмчә арқида қалғаниди. ②«Артмақ2» пеилиниң өзлүк дәриҗиси: у биравниң тамдин артилип бағқа чүшүп кәткәнликини билди.

Арғамчилиқ

Сүпәт ①арғамчиси бар; арғамча тутқан йаки көтүрүвалған: аву-тоқунақ арғамчилиқ кишини көрдүңму, дәл шу киши сени изләп кәпту. ②Арғамча тәййарлашқа ишлитилидиған, арғамча қилишқа болидиған: бизгә икки арғамчилиқ чупур лазим иди.

Арман

Исим [парсчә] ①әмәлгә ашмиған арзу истәк йаки вақтида қилинмиған ишлар түпәйлидин көңүлдә қалған өкүнч, пушайман, һәсрәт, надамәт:-қизим һайатла болса, униң билән дидарлишип өлүп кәтсәм арминим йоқ иди,-деди у езилип. ②Арзу, үмид:-көзүмниң очуқида дадамни вә қовм-қериндашлиримни бир көрсәм дегән арминим бар,-деди униң хотуни.

Аруз

Исим [әрәбчә] <ئەدەبىيات> Шеир түзүлүшидә, узун вә қисқа боғумларниң мәлум тәртиптә алмишип келишигә асасланған вә Уйғур классик шеирийитидә кәң қоллинидиған вәзин системиси: аруз вәзнидә йезилған шеир.