«Б» Билән Башланған Изаһлар

Бактериологийә

Исим [русчә«грекчә] «биологийә» бактерийиләрниң һалити, түзүлүши, түри вә һайатий паалийәт қанунийитини; бактерийиләрниң санаәттики ечитиш һәм инсан вә җанлиқларда болидиған кесәлликләр билән болған мунасивитини тәтқиқ қилидиған илим; бактериологийә.

Балкон

Исим [русчә«италийанчә] «бинакарлиқ» бинаниң һәрбир қәвәтлиридики, деризиси коча, һойла йаки һавалиқ тәрәпкә қариған, өйләргә бириктүрүп орунлаштурулған пешайван йаки бинаниң өгзисидики һавалинидиған җай.