«Б» Билән Башланған Изаһлар

Бағлақ

①Исим. Нәрсиләрни бағлайдиған бағлиқ: бағлақтики ит овға йаримас (мақал). ②Сүпәт. Бағланған, бағлағлиқ; теңилған, теңиқлиқ: бир балаға учридим, икки балаға учридим, бойни бағлақ боз лачиндәк, интизарға учридим.

Бағир, Бағри

Исим ①җигәр, беғир. ②Көкрәк, көкс, төш: бағриға басмақ. ③Көчмә мәнидики сөз. Көңүл, дил, нийәт, йүрәк, қәлб: бағри таш. Бағри қаттиқ. Бағрини әзмәк. ④Көчмә мәнидики сөз. Туғқан, қериндаш: елиқул өз бағрим әмәсму, мушу өйдә турдум, қериндашлар хәвәр елишти, кәтмә дейишти. ⑤Етәк, қаптал, йан: бу йилму музтағ бағриға баһар кәлди.

Балбал

Исим «археол» қәдимки түрк һөкүмранлири қәбригаһ йаки қорған әтраплириға хатирә сүпитидә орнитип қойидиған, адәм вә һайванларниң образи чүшүрүлгән хатирә таш. Буларниң бәзилиридә ойма йаки қапартма йезиқ вә бәлгиләр болиду.

Байрақдар

Исим. Бирәр иҗтимаий-сийасий һәрикәт, илғар пикир, йеңилиқ вә тәрәққийпәрвәрликни әмәлгә ашурушта йетәкчи йаки алдинқи орунда туридиған, нәмунә, үлгә көрситидиған киши; башламчи: лушүн йеңи мәдәнийәт қошуниниң әң улуғ вә әң батур байрақдари.