«Б» Билән Башланған Изаһлар

Буға

Исим <زوئولوگىيە> ①Сүт әмгүчи һайванлар ичидики көшигүчиләр аилисигә киридиған һайван. Әркәклириниң бешида мүңгүзи болиду, бәзи түрдики чишилириниңму мүңгүзи болиду; түклириниң һәммиси беғир рәң, бәзилириниң алиси йаки йоллири болиду; аңлаш вә пураш сәзгүлири өткүр келиду. ②Шу һайванниң әркикиниң нами.

Булаң

①Исим. Зорлуқ билән булап еливелиш, тартивелиш, булаш: булаң қилмақ. Булаңға қалмақ. ②Исим <ئىرق> Мушу нам билән аталған милләт вә бу милләткә мәнсуп киши. Улар асасән йүннәндә йашайду.