«Б» Билән Башланған Изаһлар

Бузмақ

Пеил ①бир йүрүш йаки бир пүтүн нәрсини парчилимақ, чувумақ, сөкмәк, ағдурмақ, вәйран қилмақ, керәктин чиқармақ: өйни бузмақ. Машинини бузмақ. ②Йоқ қиливәтмәк, йоқатмақ: у шиминиң қирини бузмаслиқ үчүн тизини үстигә сәл тартип авайлап олтурди. ③Йарамсиз, лайиқсиз, сүпәтсиз қилип қоймақ; әпләштүрәлмәй қалмақ: у тузни тәңшийәлмәй, ашни бузуп қойупту. ④Һәқиқәттикидин, әслидикидин башқичә қилип ипадилимәк (гәп-сөз һәққидә): у йетип келип надәмниң мәйдисигә ноқуп:-ма йаққа маң, бизниң сәйни алиду мән пул бериду,-деди Уйғур тилини бузуп сөзләп. ⑤Мәвҗут вәзийәтни, кәйпийатни, һаләтни өзгәртмәк; дәхли қилмақ: тинчлиқни бузмақ. Җимлиқни бузмақ. Тәләтини бузмақ. ⑥Мас кәлмәй қалмақ, нуқсан йәткүзмәк: йеңи селинған биналар арисидики бу қәдимий өйләр қоруниң йеңичә һөснини бузуп туратти. ⑦Бәрбат қилмақ, бикар қилмақ, йоққа чиқармақ: пиланни бузмақ.*Ишни йәнила...

Давамини оқуң!

Булақ

Исим ①йәр астидин чиққан су мәнбәси вә униң еғизи: су аниси-булақ, сөз аниси-қулақ (мақал). ②Көчмә мәнидики сөз. Бай, пүтмәс-түгимәс мәнбә: иҗад булиқи. Илһам булиқи.*Китабни сөй, у илим булиқи.

Булғимақ

Пеил ①кир, паскина қилмақ: кийимини булғимақ. ②Көчмә мәнидики сөз. Дағ чүшүрмәк, қара сүркимәк: шәнини булғимақ. ③Көчмә мәнидики сөз. Тәркибигә паскина, напак нәрсини арилаштурмақ: һавани булғимақ. Суни булғимақ. ④Баш вә қолини һәрикәтләндүрүп, айландуруп бешарәт бәрмәк; җаваб бәрмәк: йақ, йақ,-профессор қол булғиди.

Бүргүн

Исим «ботаника» мурәккәп гүллүкләр аилисигә тәвә бир йиллиқ, өсүмлүк. Адәттә 60 сантиметирдин бир метирғичә өсиду, егизлири 2⑤2 метир келиду. Гүли сериқ болиду. Уруқи өктәбирдә пишиду. Дора йасашқа ишлитилиду; иштиһани ечиш, кесәллик бактерийисини өлтүрүш, йеғир қатарлиқ терә кесәллирини давалаш роли бар.

Бүгүнки

Сүпәт ①сөз болуватқан күни садир болған, йүз бәргән йаки шу бир күндики: бүгүнки ишни әтигә қойма (мақал). ②Көз алдидики, һазирқи пәйттики, һазирқи: Уйғур хәлқ классик музикиси «он икки муқам» ниң бүгүнки һаләткә кәлгәнликини хушаллиқ билән тәнтәнә қилимиз.