«Ә» Билән Башланған Изаһлар

Әркәк

①Исим. Әр җинсқа мәнсуп болған киши, әр киши; әр: у қиз йәнә башқа бир әркәк билән күлүшүп, параңлишип олтурғачқа, у баштин-ахир шу қиздин көз үзәлмиди. ②Сүпәт. Әркәк җинстики (һайванлар, қушлар вә өсүмлүкләргә нисбәтән): әркәк қой. Әркәк мүшүк. Әркәк чечәк. ③Сүпәт. Көчмә мәнилик сөз. Турмушта ишлитилидиған һәр хил сайманларниң мүрвити (төшүкигә кирип туридиған қисми): әркәк турум. Әркәк җәндир. ④Сүпәт. Вәдисигә әмәл қилидиған, қорқмас, мәрд, растчил: әркәк болсиңиз вападариңизниң қәбриси алдиға келип, униң үчүн йақиңизни йиртип йиғлаң. ⑤Сүпәт. Атилиқ гүллирила ечилип дан алмайдиған: әркәк түп. Әркәк кәндир.

Әрваһ, Әрваһи

Исим [әрәбчә] «дин» ①роһ: ата-анисиниң әрваһиға дуа қилмақ. ②Өлгән кишиниң һайат адәм хийалида йаки чүшидә көргән көләңгиси: йарим бәргән үзүкни оң қолумда сақлаймән, йаримсән өлүп кәтсәң, әрваһиңни йоқлаймән. ③Көчмә мәнилик сөз. Адәмниң җансиз, гөшсиз искилити: бу адәм шунчилик оруқ вә һалсиз идики, бәәйни әрваһқа охшайтти.

Әза, Әзаси

Исим [әрәбчә] ①«анатомийә» адәм йаки һайван организмниң муәййән йаки мәлум бир вәзиписини өтәйдиған қисми: баш әза. Сәзгү әзалири. Адәмниң ички әзалири. ②Кишиниң пүтүн вуҗуди; җисми, тени: көзлирим у қизниң өткүр көзлири билән учрашқанда немә үчүндур пүтүн әзайим тикәнлишип, титрәк олишип кәтти. ③Бирәр иҗтимаий гуруһ, коллектип йаки җәмийәткә мәнсуп болған һәрбир киши, шәхс: партийә әзаси. Сийасий кеңәш әзаси. ④«Математика» тәңлимидә тәңлимини тәшкил қилғучи йаки тәңлимигә қатнашқучи һәрбир бөләк: әза йөткимәк. Әзаларни ихчамлимақ.

Әсл

Исим [әрәбчә] ①дәсләпки, аввалқи, һәқиқий һаләт, негиз: сизниң кесилиңизгә зупа шәрбити мәнпәәт қилиду, буни тәййарлашқа зупаниң әслиси болса наһайити йахши. ②Келип чиқиш, нәсәб: чирайиңға қарисам, хели имани бар мусулманниң балисидәк қилисән, сениң әслзатиң адәттики адәмләрдин әмәс. ③Аввалқи нусха: тәрҗиман болған киши һәм әслигә садиқ болуши вә иҗадий тәрҗимә қилиши лазим.