«П» Билән Башланған Изаһлар

Пих

Тәқлид сөз ①күлгәндә тамақтин партлап чиққан қисқа боғуқ тавуш: айшигүл «пих» қилип күлди. ②Мүшүк өз рәқибини қорқутуш үчүн һүрпийип тамиқини қирип чиқарған тавуш: мөшүкниң «пих» қилған тавушини аңлап, чөчүп орнумдин туруп кәттим.

Пистирма

Исим «һәрбий ишлар» тосаттин һуҗум қилиш йаки мудапиә қилиш үчүн пайдилинидиған йошурун қурулма, җай: улар җилға ичидә ташлардин истиһкам йасиди. Һамут башчилиқида алтә нәпәр җәңчини пистирмиға әвәтти. // Пистирма қошун.