«П» Билән Башланған Изаһлар

Паалийәтшунас

Исим [әрәбчә+парсчә] паалийәт қилишқа, паалийәт елип беришқа маһир шәхс; паалийәт билән шуғулланғучи адәм; паалийәтчи: паалийәтшунас сайим униң орниниң өсүшидә чоң рол ойниди.

Патаң

Исим ①адәм вә һайванларниң омуртқа сөкәңлирини бойлап орунлашқан чоң пәй: кала патиңи. Төгә патиңи. Патаң салмақ. ②Бойунниң арқа тәрипи, гәдән: патиңи йоған. // Патаң гөш. ③Көчмә мәнидики сөз. Зиммә, гәдән, өз үсти: патиңидики қәрзләр күнсери көпийивәргән әзаларниң бәзиси йақа йуртларға қечип кетишти.