- Чапанниң йеңиси йахши, достниң кониси йахши.
- Чапиқини алимән дәп қариғу қипту
- Чапини барға мушт атай, җувиси барға тор кәтсун
- Чапиниға қарима, адимигә қара
- Чапинимда төт йанчуқ, хәҗләй десәм бир пул йоқ
- Часа өлчүк йумилақ муҗуққа чүшмәс
- Чашқан әрзини мүшүк тәстиқлимапту
- Чашқанниң өлгүси кәлсә, мүшүкниң қойруқиға есилар
- Чаққанға бар, лайпусқа йоқ
- Чақида гунаһ йоқ, таниси бузуқ. Қизида гунаһ йоқ, аниси бузуқ.
- Чала тилмач адәм өлтүрәр
- Чала молла дин бузар
- Чала молла варақлайду, әгри ноғуч тарақлайду
- Чавак икки қолдин чиқар
- Чайнап бәргән нанниң тәми йоқ.
- Чоң башни ачса, кичик көтни ачар
- Чоң дәрәхниң сайиси чоң болиду
- Чоңға чоңчә, кичиккә оңчә
- Чөчүрә чөрүлгүчә, үгрә өрүлгүчә
- Чөчүрә көлдә пишар, манта чөлдә
- Чөчүрә йейиштин мәқсәт гөш йейиш
- Чөгүн қайниса өз бойниға ташар
- Чүҗини күздә сана, чөчүрини пишқанда
- Чүҗә хораз билгинини қичқирар
- Чүшкә нимә кирмәйду, дүшмән нимә димәйду
- Чүшлүк өмрүң болса, кәчлик озуқ тап
- Чүшмәк асан, чиқмақ тәс
- Чечән йигит йилан көшигәнни туйар
- Чечәнниң тили , чәбдәсниң қоли
- Чидимасниң налиси тула, хош йақмасниң банаси (баһаниси)
- Чидимасниң өйи пайлимасниң қешида
- Чирай көйдүрәр, хулқ сөйдүрәр
- Чирайлиқ чирайлиқ әмәс, сөйгән чирайлиқ
- Чирайлиқта вапа йоқ
- Чирайлиқни ташлисаңму қәдинасни ташлима
- Чирайлиқниң дәрди йаман, сәтниң һали
- Чириғиң қанчә болса сайәң шунчә болар
- Чиғриқчи чигит дәйду, чоканлар йигит дәйду
- Чиланға чөл йахши, йаңаққа көл
- Чивин қонса ғиңшийсән, калтәк тәгсә җим турисән
- Чәккиним җәбр-җапа, аңлиғиним тәнә – тапа
- Чәвәндазлиқ атқа йүгән селиштин мәлум
Түрләр
- Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити
- Уйғур Хәлқ-Мақал Тәмсиллири
- Уйғурчә-Инглизчә Аталғулар Луғити
- Уйғур Докторлири
- Йазғучи-Шаирлар
- Җәмийәтшунаслар
- Уйғуршунаслар
- Инсаншунаслар
- Тәрҗимиһал
- Рәссамлар
- Музикантлар
- Хәттатлар
- Дин
- Тарих
- Сәнәт
- Әдәбийат
- Мәдәнийәт
- Йемәк-Ичмәк
- Математика
- Җуғрапийә
- Тебабәт
- Хемийә
- Физика
Дийаримиз
- Уйғур Дийари
- Үрүмчи Шәһири
- Қумул Шәһири
- Турпан Шәһири
- Қарамай Шәһири
- Қәшқәр Вилайити
- Хотән Вилайити
- Ақсу Вилайити
- Алтай Вилайити
- Тарбағатай Вилайити
- Қизилсу Қирғиз Аптоном Области
- Байинғолин Моңғул Аптоном Области
- Бортала Моңғул Аптоном Области
- Или Қазақ Аптоном Области
- Санҗи Хуйзу Аптоном Области
- Бивастә Қарашлиқ Шәһәрләр











