- Қапиқи ушшуқ, пулиға тушлуқ.
- Қатардин қалма, хатадин қал.
- Қаттиқ йағачни йумшақ қурт йәйду.
- Қачиниң тегидә қача бар, сақтин зерәк гача бар.
- Қарни башқиниң қайғуси башқа.
- Қазанда нимә болса чөмүчкә шу чиқар.
- Қассап йағ қайғусида, өчкә җан қайғусида.
- Қашаң атқа мингүчә, пийадә маң өлгүчә.
- Қаға балам апақ, кирпә балам йумшақ.
- Қаға җигдини йимәң, мәйдәм ағриди димәң.
- Қаға қағиниң көзини чоқумас.
- Қамчиға күчимәй, йәмгә күчә.
- Қанаәтлик кишиниң қарни тоқ.
- Қанни қан билән йуғили болмас.
- Қорққан йәрдә җин бар.
- Қорқунчақ өлмәй туруп миң қетим өләр.
- Қоштин чиқирип сөрәмгә сапту.
- Қошмақ тәс, айримақ асан.
- Қоңумда иштан йоқ, етим марҗан бүви.
- Қол қолни йуса, қол килип йүзни йуйар.
- Қоли билән елип, пути билән берипту.
- Қоли қисқиниң йол қисқа.
- Қоли очуқниң йоли очуқ.
- Қомуш өйүм, күмүш өйүм.
- Қойруқ көрситип өпкә сетипту.
- Қурсақ тоқ, көңүл хош.
- Қурсақ ағриқиң болмиса тавуз йийиштин қорқма.
- Қурсақниң ачқини – әқилниң қачқини.
- Қуруқ тағар өрә турмайду.
- Қуруқ чақмақтин от чиқирипту.
- Қуруқ гәпкә мүшүк аптапқа чиқмайду.
- Қушқач болсиму қассап сойсун.
- Қушқач кичик болсиму һәммә әзаси толуқ.
- Қушни дан алдайду, адәмни сөз алдайду.
- Қувлуқтин шумлуқ туғулар.
- Қери билгәнни пири билмәс.
- Қериғанда қери татуқ, қилиқлири андин артуқ.
- Қерилиқ билән өлмәс, йашлиқ билән турмас.
- Қеличниң күчидин қәләмниң күчи артуқ.
- Қелинлиқ йерим дөләт.
- Қичқарса ети бар, тутса сепи бар.
- Қирғақ көрүп бөз ал, ана көрүп қиз ал.
- Қизи йариса анисиға қарима, еши йариса қачисиға қарима.
- Қизим, саңа ейтай, келиним, сән аңла.
- Қишниң соғуқи йандин өтәр, әтийазниң соғуқи җандин өтәр.
- Қийин иш йоқ аләмдә, көңүл қойған адәмгә.
- Қәдирлигин вақтиңни, ишәнмигин өмрүңгә.
- Қәрздарниң тили қисқа.
- Қәйәргә йиқилишимни билсәм, шу йәргә пахал селип қойаттим.
Түрләр
- Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити
- Уйғур Хәлқ-Мақал Тәмсиллири
- Уйғурчә-Инглизчә Аталғулар Луғити
- Уйғур Докторлири
- Йазғучи-Шаирлар
- Җәмийәтшунаслар
- Уйғуршунаслар
- Инсаншунаслар
- Тәрҗимиһал
- Рәссамлар
- Музикантлар
- Хәттатлар
- Дин
- Тарих
- Сәнәт
- Әдәбийат
- Мәдәнийәт
- Йемәк-Ичмәк
- Математика
- Җуғрапийә
- Тебабәт
- Хемийә
- Физика
Дийаримиз
- Уйғур Дийари
- Үрүмчи Шәһири
- Қумул Шәһири
- Турпан Шәһири
- Қарамай Шәһири
- Қәшқәр Вилайити
- Хотән Вилайити
- Ақсу Вилайити
- Алтай Вилайити
- Тарбағатай Вилайити
- Қизилсу Қирғиз Аптоном Области
- Байинғолин Моңғул Аптоном Области
- Бортала Моңғул Аптоном Области
- Или Қазақ Аптоном Области
- Санҗи Хуйзу Аптоном Области
- Бивастә Қарашлиқ Шәһәрләр











