- Йа сайрамдин чиқар, йа қайнамдин чиқар.
- Йа әләмдә йоқ, йа қәләмдә йоқ.
- Йапсам тутарму, көмсәм пишарму.
- Йатар қорсақ – кетәр қорсақ.
- Йатниң йандин өтәр, туғқанниң җандин өтәр.
- Йахши болса өзидин көриду, йаман болса өзгидин көриду.
- Йахши дост ташлимас, йаман йолға башлимас.
- Йахши сөз ташни йарар, йаман сөз башни йарар.
- Йахши сөз дилни еритиду, йаман сөз җанни қеритиду.
- Йахши ит өлүкини көрсәтмәс.
- Йахшидин җапа кәлмәс, йамандин вапа кәлмәс.
- Йахшиға күн йоқ, йаманға үлүм йоқ.
- Йахшилиқ төргә башлайду, йаманлиқ гөргә башлайду.
- Йахшилиқ қил, йаманлиқ күт.
- Йахшилиққа йахшилиқ һәр кишиниң иши, йаманлиққа йахшилиқ әр кишиниң иши.
- Йахшиниң қәдрини йаман билмәс.
- Йаз болса қиш болмиса, аш болса иш болмиса.
- Йасанчуқ тоңимайду, титирәйду.
- Йаш төккичә мушт түг.
- Йаш қеритмас, ғәм қеритар.
- Йашлиқиңда билим ал, қериғанда ишқа сал.
- Йалғанчиниң қуйруқи бир тутам.
- Йалғуз йүрүп йол тапқучә чишиң төкүләр.
- Йалғуз атниң чеңи чиқмас, чеңи чиқсиму деңи чиқмас.
- Йалиңайақ судин қорқмас.
- Йамақ йамап йармақ тап.
- Йаман хотун алғучә, бойтақ йүргин өлгүчә.
- Йаман күнләр йахши болар, йаман адәм йахши болмас.
- Йаман һарва йол бузар, йаман адәм йурт бузар.
- Йаман уруқтин йахши мевә болмас.
- Йаманға йулуқсаң йариси йуқар, қазанға йулуқсаң қариси йуқар.
- Йаманлиған абдалниң хурҗуниға зийан.
- Йаманни айисаң йахшилиқ йоқ.
- Йаманниң сүйини ичкүчә, қапиқини чеқивәт.
- Йаманниң оти йаман.
- Йаваш болса бош демәң, йумшақ болса гөш демәң.
- Йавашниң мүңгүзи ичидә.
- Йотқанға беқип пут узат.
- Йорға мингән йолда қапту.
- Йоқсузлуқ таштин қаттиқ.
- Йол азаби, гөр азаби.
- Йолдин чиқма, хандин қорқма.
- Йолвасни йәңгән батур әмәс, аччиқни йәңгән батур.
- Йоли башқа, мәнзили бир.
- Йурт болса алван болмиса, тенч болса малиман болмиса.
- Йурт қоғдисаң өсәрсән, қоғдимисаң өчәрсән.
- Йүз қағиға бир шуңқар купайә.
- Йүз аңлиғандин бир көргән әла.
- Йүзүңдә қара болса әйнәктин көрмә.
- Йүзүм қелин, көңлүм назук.
- Йепиқлиқ қазан йепиқ пети қалсун.
- Йетип йесә тағ тошумас.
- Йетип өлгүчә етип өл.
- Йетимниң ағзи ашқа тәгкәндә, беши ташқа тегиду.
- Йешиға қаримай ишиға қара.
- Йиткән пичақниң сепи алтун.
- Йирақ болса кишнишәр, йеқин болса чишлишәр.
- Йирақтики туғқандин йеқиндики қошна йахши.
- Йирақтики суда уссузлуқ қанмас.
- Йиқилған челишишқа тоймапту.
- Йәттә өлчәп бир кәс.
- Йәкчәшминиң шәһиригә барсаң бир көзүңни қис.
Түрләр
- Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити
- Уйғур Хәлқ-Мақал Тәмсиллири
- Уйғурчә-Инглизчә Аталғулар Луғити
- Уйғур Докторлири
- Йазғучи-Шаирлар
- Җәмийәтшунаслар
- Уйғуршунаслар
- Инсаншунаслар
- Тәрҗимиһал
- Рәссамлар
- Музикантлар
- Хәттатлар
- Дин
- Тарих
- Сәнәт
- Әдәбийат
- Мәдәнийәт
- Йемәк-Ичмәк
- Математика
- Җуғрапийә
- Тебабәт
- Хемийә
- Физика
Дийаримиз
- Уйғур Дийари
- Үрүмчи Шәһири
- Қумул Шәһири
- Турпан Шәһири
- Қарамай Шәһири
- Қәшқәр Вилайити
- Хотән Вилайити
- Ақсу Вилайити
- Алтай Вилайити
- Тарбағатай Вилайити
- Қизилсу Қирғиз Аптоном Области
- Байинғолин Моңғул Аптоном Области
- Бортала Моңғул Аптоном Области
- Или Қазақ Аптоном Области
- Санҗи Хуйзу Аптоном Области
- Бивастә Қарашлиқ Шәһәрләр











