«Уйғур Қамуси» Һәққидә

Хилму-хил учурларға тор арқилиқ еришиш бүгүнкидәк тәрәққий қилған әһвалда, Уйғур тилидики тор бәтләрниң һәддидин зийадә азлап кетиши нәтиҗисидә, вәтән ичи вә сиртидики пәрзәнтлиримизниң тоғра вә әтраплиқ учурға өз тилимизда еришиши барғансери қийинлишип кетиватиду. Мәнивий мәдәнийәт байлиқлиримизни тор дунйасиға вақтида елип кирип, пәрзәнтлиримизниң қолай еришишигә капаләтлик қилалмисақ, әҗдадлиримиз бизгә қалдурған қиммәтлик мираслар әвладлиримизға вақтида йәткүзүләлмәй, биздин балдуррақ йоқ болуп кетиши муқәррәр. Бу сәвәбтин мәвҗутлиқимизниң сәвәби болған мәдәнийәт вә сәнәт мираслиримизни, төһпикарлиримиз вә улар йаратқан әсәрләрни, пән-техника учурлирини чөридигән асаста һайатимизға мунасивәтлик һәр хил темидики мәзмунларни топлап вә түргә айрип, торда бир «Уйғур қамуси» Шәкилләндүрүп, әвладлиримизниң пайдилинишиға сунсақ, миллий мәвҗутлиқимизниң давамлишиши үчүн наһайити зор төһписи болуши мумкин. Әмма бу ишни бир йаки бир қанчә киши бир өмүр тиришсиму вуҗутқа чиқириш тәс, «Иш бирликтә, күч өмлүктә». Бу ишқа төһпә қошушни халайдиған достларниң БУ йәргә инкас қалдуруп йаки елхәт арқилиқ биз билән алақилишишини чин дилимиздин үмид қилимиз. Қилидиған ишлар һәр бир кишиниң вақти вә әмәлий әһвалиға асасән тәқсимлиниду. Компйотерда азрақ мәшғулат қилалайдиған һәрқандақ киши бу ишқа төһпә қошалайду вә зөрүр болғанда иш түри бойичә тәрбийәлиниду.

i n f o @ u y g u r . c o m

Leave a Reply

Your email address will not be published. Required fields are marked *