Алмақ

Пеил. ①Нәрсини очумлап, сиқимлап йаки бирәр әсваб билән тутуп қолға киргүзмәк: челәктин су алмақ. Йанчуқтин пул алмақ. Әкбәр телефонни қолиға алди. ②Қобул қилмақ: оқуғучи алмақ. Ишқа алмақ. Йатаққа алмақ. -Дохтурлар мени йатаққа алмиди, -деди ана еңриған аваз билән… ③бошатмақ, бикар қилмақ, чүшүрмәк: вәзипидин алмақ.

④Қирқимақ, кәсмәк, суғуруп чиқармақ: чач алмақ. Тирнақ алмақ. Сақал алмақ. ⑤Қолға киргүзмәк, игә болмақ, қазанмақ, һасил қилмақ, еришмәк: дарамәт алмақ, хаман алмақ. Һосул алмақ. Пайда алмақ. Олҗа алмақ. Бәһри алмақ. Нәп алмақ. Савақ алмақ. Илһам алмақ. ⑥Йемәк, ичмәк, истемал қилмақ: бир күнлүк һәмраһқа қириқ күн салам, дәптикән, һәрқайсилиридин артуқ әмәс, қени алсила!

⑦Мәлум рәң, һаләтни өзигә сиңдүрмәк; пәйда қилмақ: рәң алмақ. Түс алмақ. Характер алмақ. Көзигә йаш алмақ. ⑧Өйләнмәк: хотун алмақ. ⑨Нәрсә-керәк сетивалмақ: бу айағни нәччә пулға алдиңиз? ⑩Үстигә қоймақ: йәрдә чечилип йатқан китабларни йиғип җозиға алдим. ⑪Бошатмақ, чүшүрмәк, халий қилмақ: мүрисидин хурҗунни алмақ. Һарвидин сандуқни алмақ. Машинидин йәшикни алмақ.

⑫Орунлаштурмақ, мәлум җай вә орунда қоймақ: далдиға алмақ. Бирәр саәт қадилип ишлигән болсамму, ишқа бәрдашлиқ берәлмәй чолақ там сайисиға өзүмни алдим. ⑬Игилимәк, ишғал қилмақ: орун алмақ. Нам алмақ. Шәһәр алмақ. ⑭Қаплимақ, оримақ: от алмақ. *Йамғур аләмни бир алди. *Йеңи дәмләнгән полуниң һиди өйни бир алди. ⑮Пәйда қилмақ, һасил қилмақ: әт алмақ. Йағ алмақ. Йаш алмақ.

⑯Кәлтүрмәк: әскә алмақ. Йадиға алмақ. Зеһингә алмақ. ⑰Йоқатмақ, кәткүзмәк: зәһәрни зәһәр алиду (мақал). ⑱Тәләп қилмақ, издимәк; вақипланмақ: пикир алмақ. Җаваб алмақ. Дерәк алмақ. Рухсәт алмақ. Иҗазәт алмақ. ⑲Хатирилимәк, рәсимни қалдурмақ: әнгә алмақ. Дәптәргә алмақ. Һесабқа алмақ. Сүрәткә алмақ. Нотиға алмақ. ⑳Басмақ, маңмақ: қәдәм алмақ. Йол алмақ.

㉑Мәһкәм тутмақ, чишлимәк, кәсмәк: белидин алмақ. Йақисидин алмақ. Қулиқидин алмақ. ㉒Қошмақ: ариға алмақ. Қатарға алмақ. ㉓Игә дәп қаримақ: инавәткә алмақ. Етибарға алмақ. Һесабқа алмақ. ㉔Турғун сөзләргә қошулуп, уларни пеиллаштуриду: әвҗ алмақ. Арийәт алмақ. Өч алмақ. Қисас алмақ. Һесаб алмақ. Тәсир алмақ. Имтиһан алмақ. Баш алмақ. Күн алмақ.

㉕Рәвишдаш билән келип төвәндики мәниләрни билдүриду: 1) һәрикәтниң обйекти йаки үнүмниң субйект тәрәпкә йөнилиши йаки субйект тәвәликигә өтүшни билдүриду: улар бу йил икки еғиз өй селивалди. 2) Субйектниң һәрикәттин мәнпәәтдар болушни билдүриду: тамақ йәвелип андин ишләйли. 3) Һәрикәтниң мәлум пурсәттин пайдилинип орунлишини билдүриду: күчүңниң берида ишливал. Йамғур йағқучә өйгә йетивалайли. 4) Һәрикәтниң мудапиә үчүн йаки қаршилиқ көрситиш үчүн елип берилишини билдүриду: у олтурувелип маңғили унимиди. 5) Бәзи пеиллар билән бирикип һәрикәтниң йалғандин орунлинишини билдүриду: аңлимиған болувелип җим олтурғинини қараңлар униң.

Leave a Reply

Your email address will not be published. Required fields are marked *