Ашмақ

1. Пеил ①миқдар йаки һәҗим җәһәттин көпәймәк: өсмәк, артмақ: униң шәхсий чарвиси 100 туйақтин ешип кәтти. ②Мәлум бир пәйт, вақит чекидин өтүп кәтмәк: вақит йерим кечидин ешип кәтти. ③Мал баһаси өсмәк, нәрхқә нәрх қошулмақ: униң баһаси әслий баһасидин 70 йүән ешип кәтти. ④Күчәймәк, зораймақ: һәвиси ашти. Ғемим ашти. Ғәйрити ашти.

2. ⑤Такамуллашмақ, мустәмкәмләнмәк, йахшиланмақ; йуқири көтүрүлмәк: униң лавазимат хизмитигә болған иштийақи ашатти. ⑥Бирәр җәһәттин йаки бирәр саһәдә башқилардин өтүп кәтмәк, башқиларни арқида қалдурмақ: йезимизниң чарва мәһсулати қошна йезиларға селиштурғанда көп ешип кәтти. ⑦Мәлум бир тосақ, чегра йаки нишанланған җайдин һалқимақ: давандин ашмақ. *Йалғуз қир ашқучә, көп даван ашар (мақал).

Leave a Reply

Your email address will not be published. Required fields are marked *