1. Исим ①том туйақлиқларға мәнсуп сүт әмгүчи йирик иш һайвини: йейишлик ат һармас (мақал).*Қериғанда ат тезики алтун көрүнәр (мақал). ②Атниң бешиға охшитип йасалған шаһмат уруқи: атни маңмақ. ③Он икки мөчәлдә йәттинчи йилниң нами: у ат йиллиқ.
2. Исим ①адәм йаки нәрсиләргә қойулған мәхсус исим: униң өгәй қизиниң ети һәҗәрхан, өз қизиниң ети патмихан икән. ②Нам, атақ: ат айлиханға, йол сариханға (мақал). ③Шан-шөһрәт, йахши нам; даңқ: йахшидин ат қалиду, йамандин дад қалиду (мақал). ④<тил-йезиқ> шәйиләрниң намини билдүрүп, «ким? Немә?«Дегән соалларға җаваб болуп келидиған сөз түркүми ,«исим«му дейилиду: атақлиқ ат. Түрдәш ат.











