Атмақ

1. Пеил ①қолдики нәрсини шилтип йираққа йаки мөлчәрләнгән йәргә ташлимақ; ирғитмақ: топқа қарап таш атма (мақал).*Таш атқанға қаш ат (мақал). ②Шиддәт билән бирәр йәргә ташланмақ: есәдәп йиғлаватқан мәрйәм «ака» дегиничә закирҗанниң бағриға өзини атти.*Униң атқан мушти тәгмиди .③Көчмә. Чиқармақ, йаймақ, ечилмақ: чечәк атмақ. ④Титмақ, парчилимақ: пахта атмақ. Йуң атмақ.*Алта ай атқан пахтам бир чапанға йәтмәпту (мақал). ⑤Партлатмақ: тағ атмақ. Поҗаңза атмақ. ⑥Күч билән иттирип чиқармақ, өрлимәк: қадир долқунлар үстигә долқунлар етип еқиватқан дәрйа бойиға қарап маңди .

2. ⑦Бирәр қорал васитиси арқилиқ оқ вә шуниңға охшаш нәрсиләрни чиқармақ, үзмәк: аталмиғанниң оқи алта ғулач кетәр (мақал). ⑧Бирәр қорал васитиси арқилиқ йариландурмақ ,өлтүрмәк: атиси атмиған қоңғузни, балиси етипту тоңгузни (мақал).*Дадамни улар етивәткән. ⑨Мидирлатмақ, ойнатмақ: алмилиқ бағқа кирип, алма атқан қара көз, тал чивиқтәк егилип, қашни атқан қара көз. ⑩Йорумақ, сүзүлмәк: қадир йетип икки саәттин кейин таң атти.

Leave a Reply