Алим Әһәт

Аттин Чүшсиму Үзәңгидин Чүшмәслик

Илгирики мәвқә йаки мәртивисидин айрилғандин кейинму чоңчилиқ вә тәкәббурлуқини ташлимаслиқ: у илигирикидәк қолини нәгә сунса шу йәрдин йулуп йигүдәк һоқуқ-имтийазға игә болмиғини билән «аттин чүшсиму, үзәңгидин чүшмәпту» дегәндәк, һелиһәм насирахун аилисини нәзиригә илмайтти.

Атчот

Исим <ئىقتىسات> Һөкүмәт иши үчүн сәрп қилинған түрлүк хираҗәтләрни түрләр бойичә тизимликкә турғузуп, рәһбәрлик селиштуруп тәстиқлиғандин кейин, уни малийә һесабатиға киргүзүш: атчот қилмақ.

Атлантик Окйан

<җуғрапийә> атлантик окйанни көрситиду. У йавропа вә африқа қитәлирини шималий америка вә латин америкиссидин айрип туридиған, дунйадики төт окйанниң бири.

Атланмақ

Пеил ①атқа минмәк: улар атлиқ кәлгән, улар билән биринчи дуйниң әзалириму атлинип биллә келишкәниди. ②Көчмә. Бирәр җайға бериш үчүн тәййарланмақ, һазирланмақ: һазир алдинқи сәптә күрәш қизимақта, мән пат йеқинда бу муқәддәс җәңгә атлинимән .③Көчмә. Бирәр ишни қилишқа тәййарланмақ, һазирланмақ:-биз әзалар билән мәслиһәтләшкәндин кейин, қарлиқ тағниң сүйини әкилишкә атлинимиз,-деди сабир һакимға.

Атлиқ

1. ①Сүпәт. Ети бар, атқа игә: мана һазир у дулдулдәк икки атлиқ болуп қалди. ②Сүпәт. Ат мингән: туйуқсиз йаңақ дәрихи алдида үч атлиқ киши көрүнди .③Исим. Ат мингән киши: атлиқ пийадиниң һарғинини билмәс (мақал). ④Исим. Атқа хас хусусийәт, атқа хас алаһидилик: атниң атлиқи бардур, наватниң татлиқи бардур.

2. Сүпәт. Исимлик, намлиқ, исим йаки намға игә болған; … дәп атилидиған: даванчиңниң йоли қаттиқ тавузи татлиқ, даванчиңда бир йарим бар қәмбәрхан атлиқ.

Атлимақ

Пеил ①дәссимәй икки пут арисида қалдуруп үстидин һалқип өтмәк, артилип өтмәк; сәкримәк: у босуғидин атлай дәп турушиға, бир қизниң варқириған авази аңланди. ②Қәдәм алмақ, қәдәм ташлимақ: айағ атлимиса, баш йүгүрмәйду (мақал). ③Қалдуруп, тәгмәй йаки мәлум қисмини ташлап өтүп кәтмәк: наһийә атлап оқумақ. Синип атлимақ.*Мән хәтни атлап оқудум, хәтниң ахирида аҗайип сөзләр бар иди .

Атлетика

Исим [русчә<گرېكچە] <تەنتەربىيە> Күч вә чаққанлиқ тәләп қилидиған һәм уларни камалиға йәткүзидиған спорт мәшиқлириниң йиғиндиси: 1986 -йили мәмликәт бойичә йеник атлетика мусабиқиси өткүзүлди.