Алим Әһәт

Бидайақ

Исим «ботаника» башақлиқлар аилисидики көп йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. Чарвичилиқта алий сортлуқ от-чөп; йеза игиликидә болса қумни турақлаштурғучи актип өсүмлүк һесаблиниду.

Бир

①Сан. Әң кичик санақ сан вә бу санни ипадилигән «1» рәқими: гәп бир, қулақ икки (мақал).*Бирни биргә қошса икки болиду. ②Исим. Үчинчи шәхс қошумчиси «и» билән келип мәлум бир «киши, адәм» дегән мәнини билдүриду: биридин қутулуп ониға тутулдум (мақал). ③Алмаш. Исимларниң алдида келип «шу», «мушу», «охшаш бир» дегән мәниләрни билдүриду: һейтәм әр-хотун бир мәктәптә ишләйду. ④Алмаш. Ениқсиз қошумчә вәзиписидә келип «қандақтур, аллиқандақ, қайсидур, қачандур» ға охшаш мәниләрни билдүриду: бир күни. Бир ахшими. ⑤Рәвиш. Пеилларниң алдида һаләт болуп келип, иш-һәрикәтниң мәнисини күчәйтиш ролини ойнайду: бу хәвәр мәһәллигә бир кәлди. ⑥Алмаш. «Ким», «немә» соал алмашлири билән қошулуп ениқсиз алмаш ролида келиду: айгүл йолда тонуш бирким учрап қалса болатти, дәп пат-патла әтрапиға...

Давамини оқуң!