Алим Әһәт

Безәрмәк

Пеил. Йүзини қелин қиливалмақ, гәп тәсир қилмайдиған болувалмақ, гөшәймәк, безәңләшмәк:-дадаң ишқа буйруғандин кейин маңмамсән безирип турмай,-деди нийазни сәл иттирип һелиқи чар сақал киши.

Безәк

Исим ①марҗан, биләзүк қатарлиқ зиннәт буйумлири, зибузиннәт: қиз-җуванлар қулақ, буйунлириға, бармақ вә биләклиригә алтун безәкләр тақапту. ②Бирәр нәрсигә ишләнгән нәқиш, гүл: тамға қапартма шәклидә ишләнгән безәкләр нәмлишип бузулушқа башлиғаниди.

Безәклик

①Сүпәт. Безики бар, үстигә нәқиш ишләнгән, безәлгән; зиннәтлик: безәклик там. ②Сүпәт. Безәк қилишқа болидиған, безәк буйуми қилишқа лайиқ: аминә, қара, қолуңға салидиған безәклик үчүн сапсериқ алтун алимән, у чағда немә дәйсән. ③Исим. Турпан вилайитидики қәдимий йадикарлиқлар сақланған бир җайниң нами.

Бесип Олтурмақ

①Орнидин йөткәлмәй, қозғалмай турмақ, җим турмақ. ②Көчмә мәнидики сөз. Бирәр ишни қадилип туруп қилмақ, берилип беҗирмәк, қаттиқ ишлимәк: у қолидики шунчә нурғун материйални бесип олтуруп бир һәптидә йезип түгәтти.