Алим Әһәт

Бесиқтурмақ

①«Бесиқмақ» пеилиниң мәҗбурий дәриҗиси: еһтимал у көпчиликкә бир-икки еғиз сөз қилип бу ишни чирайлиқчә бесиқтурар. ②Җай-җайиға орунлаштурмақ, җайлаштурмақ, түзәштүрмәк: зорихан болса өй ичини бесиқтуруш билән аварә иди. ③Көчмә мәнидики сөз. Өлтүрмәк: йәр ислаһатидин кейин йеңи һөкүмәт һәддидин ашқан қан қисаси бар бәш зомигәрни бесиқтурди.

Бесиқлиқ

Сүпәт ①үсти-үстигә елип қойулған, бесилған, қачиланған: ашлиқ бесиқлиқ һарва. ②Мәтбәәдин чиққан, нәшр қилинған: шүҗи чоң қизил хәт бесиқлиқ бирнәччә бәт материйални йанчуқидин чиқарди.

Бесиқмақ

Пеил ①бесилмақ, пәслимәк, җимимақ, тинчимақ, тохтимақ: әмәт уста өзичә терикип-чечилип йәнә бесиқип қалди. ②Азлимақ, шалаңлашмақ, пәсәймәк: күз келип етиз-ериқлардики алдирашлиқларму бесиқти.

Бесилғақ

Исим «ботаника» кресит гүллүкләр аилисидики икки йиллиқ саман ғоллуқ өсүмлүк. Уруқи тохумсиман, тебабәтчиликтә йәр үстидики қисми вә уруқи дора қилиниду. У җигәрни йахшилап көзни рошәнләштүрүш, тал вә ашқазанни толуқлаш, қуввәтни ашуруш ролиға игә.

Бесилмақ

①«Басмақ» пеилиниң мәҗһул дәриҗиси: һарвиға йүк бесилди. ②«Басмақ» пеилиниң өзлүк дәриҗиси: униң ағзи бесилди. ③Җиддийлик пәсәймәк, нормал изиға чүшмәк; тохтимақ: җедәл бесилди.

Бесим

Исим ①«физика» мәлум нәрсиниң бирлик йүзигә чүшкән еғирлиқ күчи: қан бесими. ②Қисиш, езиш, зулум селиш: у қаттиқ бир роһий бесим пәйда қилишни көңлигә пүккәниди. ③Еғир вәзипә, мәсулийәт: униң йүрики һазир икки хил бесим астида қийнилатти.

Бесимдарлиқ

Исим. Әрзан елип, қиммәт сетиш арқилиқ базарни җиддийләштүрүп қиммәтчилик пәйда қилиш, һайанкәшлик:-ейтиңа, улар немә үчүн бесимдарлиқ билән көз-көз қилиду?-Деди ғопур тейип муәллимгә.