Алим Әһәт

Паланчи-Пустанчи

①Сөзлигүчи ейтмақчи болған кишиләрниң исмини аташни халимиған йаки уларниң исмини билмигән шараитта шу кишиләрниң исми орнида ишлитилиду: сән паланчи-пустанчилар келиду, девидиң, кәлмидиғу? ②Сөзлигүчи ейтишни әп көрмигән һақарәт сөзлири орнида ишлитилиду: сән уни паланчи-пустанчи дәп тиллап йүрсәң болмайду.

Паланди

Сүпәт ①чәт, йақа йуртларға мәҗбурий әвәтилгән, паланған, сүргүн қилинған; сүргүн: паланди қилинмақ. ②Тил-һақарәт. Башқа йурттин кәлгән кишиләрни кәмситиш үчүн қоллинилиду: маву мамут паланди бәш күн болмастин һомийидиған болувалдиғу?