Алим Әһәт

Пуқра

Исим. [Әрәбчә] ①бирәр дөләтниң тәвәликидики вә шу дөләтниң қанунида бәлгиләнгән һоқуқ вә мәҗбурийәттин бәһримән болидиған киши. ②Аддий авам хәлқ: от қойса амбал йоқ сорақ, пуқра йақалмайду чирағ (мақал).

Пуқрапәрвәр

Сүпәт. [Әрәбчә+парсчә] пуқраларниң тәләп-еһтийаҗини, арзу-һәвәслирини һимайә қилидиған вә уларға һесдашлиқ қилидиған һәмдә һәртәрәплимә йардәм беридиған; пуқраларни йақлайдиған, пуқра тәрәпдари: пуқрапәрвәр рәһбәр. Пуқрапәрвәр болмақ.

Пул

Исим. [Парсчә«грекчә] ①сода муамилилиридә иқтисад алмаштурушта васитилик рол ойнайдиған, дөләт малийисигә асасән дөләт тәрипидин мәлум дәриҗидә муқим вә бәлгилик иқтисадий қиммәткә игә қилип турақлаштурулған, метал йаки қәғәздин йасалған бәлгә; ақча: қәғәз пул. *Пул дегән қолниң кири (мақал). ②Капитал, мәбләғ: қурулушқа пул аҗратмақ.