А

Азадлиқ

Исим ①азад болған, азадлиққа еришкән һаләт; һөрлүк, әркинлик: сотсийалистик җәмийәттә айалларниң азадлиқиға дәхли-тәруз қилиш әлвәттә җинайәт болиду. ②Мәмликитимиздә гоминдаң һакимийити ағдурулуп җуңхуа хәлқ җумһурийити қурулған вақит:-азадлиқтин бурун немә иш қилғандиңиз?-Дәп сориди қурбан шуҗи наман тағидин. ③Кона диний мәктәпләрдә оқуғучиларни оқуш вақти ахирлишишидин бурун қойуп бериш.

Асар-Төрә

Уруқ-туғқан, қошна-қолум, мәһәллә-җамаәт өз ихтийари билән уйушуп, бирәр кишиниң той-төкүн, өлүм-йетим, нәзир-чирағ, өй-җай селиш, деһқанчилиқ қатарлиқ өзи йетишип болалмайдиған ишлириға йардәмлишип беридиған иҗтимаий һәмкарлиқ һәрикәт.

Асан

Сүпәт [парсчә] ишлиниши, орундилиши җәһәттин анчә қийин, мурәккәп болмиған һәм анчә көп меһнәт, күч вә билим тәләп қилмайдиған; бош, йәңгил: ишниң асини, йоқ, қилалисаң қийини йоқ (мақал).