Б

Бағланмақ

①«Бағлимақ» пеилиниң өзлүк дәриҗиси: қаршилиқ қилма ! Униң көңли саңа бағланған. ②«Бағлимақ» пеилиниң мәҗһул дәриҗиси: бирнәччә адәм қоллири бағланған һалда туратти. Бир биригә зит икки тәрәп муәййән шараитта өзара четилишип охшашлиққа, ортақлиққа игә болмақ: мана шу күндин башлап улар бир-биригә йипсиз бағлинип қелишти.

Бақмичилиқ

Исим. Чарва вә су мәһсулатлирини беқиш һәм көпәйтиш ишлири билән шуғуллиниш кәспи: деһқанчилиқ, чарвичилиқтин ешип қалған бир қисим әмгәк күчлири мулазимәт хизмити, сода, бақмичилиқ кәспи билән шуғулланди.

Бакелит

Исим [русчә] «химийә» фенол билән формалдегитни синтез қилиш арқилиқ йасалған бир хил йалтирақ. Қаттиқ вә йүзи силиқ келиду, асасән ток изолйатор материйали қилиниду. У йәнә «фенол-формалдегит йалтирақ» дәпму атилиду.

Балалиқ

Сүпәт. ①Баласи бар, бала садир болған: көргили һөснүңни зару муптила болдум саңа, нә балалиқ күн идики ашина болдум саңа. ②Баласи бар: бәш балалиқ өй. ③Бала болалайдиған, балаға лайиқ: балалиқ йағач.

Бамбук

Исим [русчә«франсузчә] «ботаника» башақлиқлар аилисидики көп йиллиқ өсүмлүк. Даим көкирип туриду; ғоли силиндир шәклидә, оттуриси кавак вә боғумлуқ келиду; йопурмиқида параллел кәткән томурлири болиду. Ғолини қурулушларға, җабдуқ йасашқа ишлитишкә, нотисини истемал қилишқа болиду.