Б

Бәгзадә

Исим. Бәг, бай әмәлдарларниң балилири; бәг нәсли. ②Исим «ботаника» қоғунниң бир түри, өзи кичик, узунчақрақ, шапиқи непиз, сирти түклүк, бир аз тилим-тилим, ичи қизил вә көкүч болиду; тәми бәк татлиқ.

Бәлки

Бағлиғучи [парсчә] ①бурулуш мәнисидә кәлгән җүмлә билән җүмлини вә җүмлә бөләклирини бағлаш үчүн хизмәт қилиду: униң дадиси оқутқучи әмәс, бәлки ишчи. ②«Еһтимал» дегән мәнидә йүклимә ролида келиду: бәлки у мениң кәлгинимни аңлимиған болса керәк.