Б

Бәнд

[Парсчә] ①исим. Бекитилгән, михланған җай: чин ашиқлар чақар қәпәс бәндини, ишәнгин әй қәмәршаһ дәрдиң түгәйду. ②Исим. Бағлақ, солақ, түгүн, тузақ, қапқан: йа бир йаман дәрдкә қалди, йаки уни бәндкә салди, йа зинданға солап алди, нә болди йарим кәлмиди. ③Исим. Әсирлик, тутқунлуқ һалити: мән пут-қолум азадә болғини билән қәлбим бәнд қилинған, кишәнләнгән адәммән… ④сүпәт. Бирәр иш билән мәшғул, бош әмәс: у җиддий иш билән бәнд иди. ⑤Исим. Бирәр нәрсигә берилгәнлик, мәптунлуқ йаки униң тәсиригә елинғанлиқ: тәсирлик искирипка күйлири йәнила мени бәнд қилалмиди. ⑥Сүпәт. Бағланған, муптила болған: әй җапа дәстидә сәргәрдан йигит, нәдисән, төһмәткә бәнд, қурбан йигит? ⑦Исим [парсчә] қапийә, ритим вә мәзмун җәһәттин өзара бағланған шеирий парчә: бир бәнд шеир....

Давамини оқуң!

Бахши

Исим «дин» ①дуа оқуп, дәм селип кесәл давалиғучи киши. ②Туғ бағлап, пери ойниғучи; перихон:-наму әмалим йирақ-йеқинға пур болди,-деди бахши йағлиқида қалған нанниң увақлирини терип кап етип. ③Исим. Бүркүт, қарчиға, лачин қатарлиқлар билән ов овлайдиған киши; қушчи: қуш бахшиси. Исим. Бүркүт, қарчиға, лачин қатарлиқлар билән ов овлайдиған киши; қушчи: қуш бахшиси.

Барлиқ

Исим ①бар болуш: китаб барлиқи бар, лекин бу йәрдә йоқ. ②Мәвҗутлуқ, һасил: гәрчә шараитниң мунасивити наһайити чоң болсиму, лекин шараитни кишиләр барлиққа кәлтүргән. ③«Пәлсәпә» обйектип дунйа, пүтүн аләм, мәвҗудат: материйализм омумән барлиқ аңға әмәс, аң барлиққа бағлиқ дәп қарашни тәләп қилиду. ④Исим. Адәмниң пүтүн вуҗуди, өзигә қарашлиқ һәммә нәрсиси: барлиқини тәқдим қилмақ. ⑤Сүпәт. Һәммә, җими, пүткүл, омумий: дәрс өтүш-барлиқ оқутуш паалийәтлириниң мәркизий һалқиси.